Уйғур академийиси пәхрий рәиси әркин сидиқ түркийидә бир қатар паалийәтләрни елип барди
Мухбиримиз әркин тарим
2010.09.01
2010.09.01

RFA Photo / Erkin Tarim
Доктор әркин сидиқ әпәнди башчилиқидики уйғур академийиси һәйити түркийә баш министирлиқ идариси тармиқидики түркий милләтләр һәмкарлиқ идариси маарип - мәдәнийәт вә иҗтимаий һәмкарлиқ башқарма башлиқи доктор мәһмәт йилмаз әпәнди билән көрүшти вә уларға бәзи тәләпләрни оттуриға қойди.
Кейин улар түркийә илмий вә технологийә тәтқиқат идариси хәлқара һәмкарлиқ башқарма мәсули профессор доктор нилай башаран ханим башчилиқидики һәйәт билән учришип, уйғур академийиси билән қандақ һәмкарлишиш һәққидә музакирә елип барди.
Бүгүн йәни 9 - айниң 1 - күни доктор әркин сидиқ әпәнди түркийиниң тонулған университетлиридин бири болған боғазичи университетида лексийә сөзлиди. Бу илмий доклат йиғиниға оқутқучи, магистир вә доктур оқуғучилар қатнашти. Әркин сидиқ әпәнди уларға өзиниң елип бериватқан тәтқиқатлири вә буниңдин кейинки пиланлири һәққидә мәлумат бәрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.