Америкида тәтқиқат елип бериватқан ака - сиңил уйғур алимлар (1)
2007.06.29
Қазақистанда өскән һазир америкида тәтқиқат билән шуғуллиниватқан уйғур алими доктор шөһрәт мутәллипниң ғол һүҗәйрә тәтқиқатидики йеңи нәтиҗиси австралийидә ечилған ғол һүҗәйрә тәтқиқати хәлқаралиқ илмий җәмийитиниң 5 - нөвәтлик йиғинида ғулғула қозғиди.
Адәмни толиму һәрян қалдуридиған йери, доктур шөһрәт әпәндиниң сиңлиси майсәм мутәллипму ғол һүҗәйрә саһәсидә көзгә көрүнгән алим болуп, у һазир массачусетс технологийә университетиниң һүҗәйрә био-медитсина тәтқиқат мәркизидә хизмәт қиливатиду. Биз мушу мунасивәт билән, бу ака-сиңил алимларни зиярәт қилдуқ.
У оз кәспидә бөсүш характерлиқ нәтиҗә қазанди
Һазир америкида яшаватқан уйғур алими шөһрәт мутәллипниң клон техникисида муһим орун тутидиған ғол һүҗәйрә тәтқиқатидики бөсүш характерлик нәтиҗиси 18- июндин 22- июнғичә австралийиниң карнис шәһиридә ечилған, ғол һүҗәйрә тәтқиқати хәлқаралиқ илмий җәмийитиниң 5- нөвәтлик йиғинида ғулғула қозғиди.
Алимниң билдүрүшичә, униң йеңи байқашлири асасида тәйярланған мақалиси техи нәшрдин чиқмиған болғачқа, у йиғинда мәзкур мақалә һәққидә көп тохталмиған болсиму ,асаслиқ нәтиҗилирини 10 минутлуқ лексийәдә чүшәндүрүп өткән.
Космос ( космос) журнилида бу һәқтә берилгән мақалидә көрситишичә, шөһрәт мутәллип оттуриға қойған бу илмий йәкүн, йеғин қатнашқучилирини һәйран қалдурған болуп, алимниң бу йәкүни адәмни клон қилиш мумкинчиликини техиму рошәнләштүргән. Мақалә техи тәһрирлиниш басқучида туруватқан болғачқа алим мақалә һәққидә коп тохтилишни халимиди.
Алим шөһрәт мутәллип һазир ориган шитатлиқ сағламлиқ пәнлири университетиниң америка дөләтлик һүҗәйрә тәтқиқат мәркизи көпийиш илмий тәтқиқат тармиқида тәтқиқат билән шуғуллиниду.
Униң һаяти паалийитигә бир нәзәр
Алим, доктур шөһрәт мутәллип әслидә қазақистанниң уйғурлар топлишип олтурақлашқан ғалибийәт районида дуняға кәлгән. Кейин ата- аниси билән бирликтә алматаға йеқин җайлашқан ават райониға көчүп кәлгән вә башланғуч һәм оттура мәктәпни аватта русчә оқуп түгәткән.
У 1987- йили русийидә - москва шәһиригә җайлашқан тимириасев йеза игилик академийисидә көпийиш биологийиси илми буйичә магистерлиққа еришкән. Кийин у йәнә русийиниң тиббий пәнләр академийисидә ғол һүҗәйрә илмини тәтқиқ қилған һәм гигена вә биотехнологийә илми буйичә докторлуқ унваниға еришкән. 1995- Йили у германийиниң муәнстәр университетиға келип ғол һүҗәйрә вә гин тәрәққияти биологийиси буйичә бир йилдәк доктур ашти басқучидики илми тәтқиқат билән шуғулланған вә шу йили күздә америка юта университитиға келип өзиниң ғул һүҗәйрә вә гин тәрәққияти биологийиси үстидики доктур ашти тәтқиқатини давамлаштурған.
У һазирға кәлгүчә 26 парчә мақалә язғандин башқа 4 парчә китабниң бир нәччә баблирини йезишқа қатнашқан. Һазир у 6 тәтқиқат түрини қол селип ишләватқан болуп бир түрдә рәсмий патентқа еришкән.
Доктур шөһрәт мутәллип һазир һайванларниң гин тәрәққияти вә төрәлмә гәвдә һүҗәйрә тәтқиқатида дуня буйичә алдинқи қатарда туруватиду дәп тонулған болсиму, у бу һәқтә соралған соаллиримизға кәмтәрлик билән "шундақ болуши мумкин" дәп җаваб бәрди.
Униңға яндашқан һалда доктур шөһрәт әпәндиниң сиңлиси майсәм мутәллипму ғол һүҗәйрә саһәсидә көзгә көрүнгән алим болуп, доктур майсәм мутәллип һазир массачусетс технологийә университетиниң һүҗәйрә био-медитсина тәтқиқат мәркизидә хизмәт қиливатиду.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар доктур майсәм мутәллипниң қолға кәлтүргән нәтиҗилири вә өсүп йетилиш җәряни һәққидә келәр қетимлиқ программизда тәпсилий мәлумат беримиз. (Җүмә)