Сәуди әрәбистанда тонулған алим муһәммәд ибраһим фәзли хотәни
2007.10.30
Уйғурлар әзәлдин тиришчан вә илим - мәрипәтниң қәдрини билидиған бир хәлқ болғанлиқтин, улар барғанлики җайда яхши изларни қалдуруп өткән. Өтмүшләрдә сәуди әрәбистанға келип мәккә мукәррәмә вә мәдинә мунәввәрә шәһәрлиридә кишиләр үчүн илим - мәрипәт юлтузлири болуп тонулған уйғур өлималириниң нам - шөһрити һазирму тилларда дастан болуп кәлмәктә.
Уйғур елиниң хотән вилайитидә туғулуп, илим тәһсил қилиш йолида сәуди әрәбистанға келип йәрлишип қалған вә миңларчә алимларни йетиштүрүп чиқарған мәрһум алим муһәммәд ибраһим фәзли хотәниму әнә шуларниң җүмлисидиндур. Әлламә муһәммәд ибраһим хотәни өзиниң ана тилини пухта билгәнниң сиртида, әрәб, түрк, парс, орду тиллириниму пишшиқ билидиған алим иди.
Йеқинда мәрһум муһәммәд ибраһим фәзлий хотәниниң оғли йәһя фәзли атисиниң тәрҗимһалини әрәб тилида йезип чиққан вә сәуди әрәбистанниң һәр қайси җайлириға тарқатқан.
Абдулла дөләт билән сөһбәт
Мәдинә мунәввәрә шәһиридики хотән вәқп өйиниң мәсули абдулла дөләт сөһбитимизни қобул қилған иди.
Абдулла дөләт әлламә муһәммәд ибраһим фәзли хотәни һәққидә мундақ диди:" йәһя фәзлиниң дадиси һәққидә язған китабиға асасланғанда, әлламә муһәммәд ибраһим фәзли хотәни 1896- йили хотән вилайитиниң қарақаш наһийисидики җилғаман кәнтидә бир мәрипәтпәрвәр өлима кишиниң аилисидә дуняға кәлгән. У кичикидә атисида оқуп йетишкәндин кейин, қәшқәр ханлиқ мәдрисигә келип оқуған. 1911- Йили йәнә көпләп илим тәһсил қилиш йолида қәшқәрдин айрилип, бухараға йолға чиқиду. Бухараға барғандин кейин, у җайда мәшһур өлималарниң қолида узун йил илим тәһсил қилиш билән болиду. Кейинчә у мәккә вә мәдинә шәһәрлиригә иштияқ бағлап сәпәрниң тәйярлиқини қилиду вә у җайдики устазлириниң иҗазитини елип һәрәм сәпиригә атлиниду. Әмма униң һәрәмгә келиши асанға тохтимайду. Мәрһум алим пиядә йол йүрүп, ташкәнттин, пәрғанә вадисиға, андин ишқабад шәһиригә йетип келиду. Ишқабадтин йолға чиқип, аввал истанбулға, андин мисирниң сувәйш қанилиға, андин мәккигә йетип келиду. Мәрһумниң мәккигә йетип кәлгән вақти 1930- йиллириға удул келиду."
Әлламә муһәммәд ибраһим фәзли хотәниниң әмгәклири
Абдулла дөләтниң ейтишичә, әлламә муһәммәд ибраһим фәзли хотәни йигирмә яшқа толмастин китаб йезишқа киришкән болуп, қәшқәрдә ханлиқ мәдристә оқуватқан мәзгиллиридә, "әрәб тили грамматикисиниң шәрһи", " пәтивалар", " җүмә намизиниң әһкамлири" қатарлиқ китаблирини әрәб тили билән язған вә әйни вақитта мәдрис талиплириниң оқушлуқи болуп талланған. " Һәҗ вә өмрә қаидилири", "җиназа вә һейт намазлириниң әһкамлири" қатарлиқ китаблирини уйғур тилида язған икән. Әлламә сәуди әрәбистанға кәлгәндин кейин, бир тәрәптин билим ашуруш билән шуғулланса, йәнә бир тәрәптин китаб йезиш билән шуғулланған болуп, " хотәнлик өлималарниң тәрҗимиһали", "һәдис қолланмиси", " өлималар ихтилап қилишқан мәсилиләргә җаваблар" қатарлиқ әсәрлирини әрәб тилида йезип чиққан.
Әлламә муһәммәд ибраһим фәзли хотәни 1934- йили мәдинә мунәввәрдики пәйғәмбәр мәсчитигә рәсмий мудәррисликкә тәйинлинип, узун йил шу мәсчиттә һәр милләт кишилиригә һәрхил диний пәнләрдин дәрс бериш билән мәшғул болған. Кейинчә, 1963- йили мәдинә мунәввәр шәһәрлик дөләт күтүпханисиға йөткилип, бу җайда түрк, парс вә әрәб тиллирида йезилған қәдимқи надир қол язма әсәрләрни рәтләш вә тәрҗимә қилиш ишини елип барған.
Йәһя фәзлиниң дадиси һәққидә ейтқанлири
Йәһя фәзли дадиси һәққидә мундақ дәп язиду:" мәрһум дадам мәдинә мунәввәрә шәһиридики дөләт күтүпханисиға йөткилип кәткәндин кейинму, пәйғәмбәр мәсчитидә дәрс бериш ишлирини тохтатмиған. Униң бәзидә арам еливелишқиму вақти йәтмәй қалатти. Мәрһум дадам өзиниң ана вәтинигә болған муһәббити түрткиси билән " хотәндә өткән мәшһур өлималар" намлиқ әсирини әрәб тилида йезип чиқип, кәң мусулманларға, хусусән әрәб дунясиға уйғурларни тонуштурған. Мәрһум 1969- йили 17- сентәбир күни мәдинә мунәввәр шәһиридә 65 йешида аләмдин өтти. Дадам вапат болғиниға шунчилик узун йиллар өткән болсиму, дадамниң инсанийәт үчүн қилип кәткән хизмәтлири көплигән кишиләрниң, хусусән өзи йетиштүргән талиплириниң қәлбидин һазирғичә орун елип келиватқиниға қарап, дуняда кишиләргә илим - мәрипәт чечишниң нәқәдәр улуғ вә өчмәс иш икәнликини билип йәттим." (Өмәрҗан)