Бүйүк инқилабчи алим муһәммәд әмин исламий
2007.11.20
Муһәммәд әмин исламий намини тарих алтун рәң билән нурлуқ бәтлиригә йезивәткән әрләрниң биридур. Униң вәтини үчүн, хәлқи үчүн қилип кәткәнлири бу йолда маңғучиларниң йолини һәр заман йорутуп бериду.
Мәрһумға баһа
Вәтәнпәрвәр устаз рәһмитулла түркистаний муһәммәд әмин исламий һәққидә язған әслимисиниң муқәддимисидә мундақ дәп язиду: " земин йүзидә яшаватқанлар интайин көп болуп, һәр бир ләһзидә миңларчиси бу һаятлиққа көз ечип турса, йәнә миңларчиси һаятлиқ билән хошлишип туриду. Улар шуниң билән бу дунядики һаят сәһиписидин өчүрүлиду. Интайин аз сандики кишиләрла буниңдин мустәсна. Уларниң иш - излири вә сималири кишиләрниң зеһнидә вә қәлбидә мәңгү парлап туриду. Тарих уларни хатириләйду. Инсанлар уларни әсләп туриду. Чүнки улар өзлириниң иш - излири, һәқиқәт йолидики күрәшлири, яхшилиқни сөйүш вә яхшилиққа чақириштин ибарәт есил пәзиләтлири билән тарих бәтлиридә мәңгү өчүрүлмәс изларни қалдурған кишиләрдур. Шуңа уларниң бәдәнлири тупраққа айланған болсиму, нами тарих бәтлирини хушбуйға толдурған һалда мәңгү яшайду. Бу хилдики инсанлар өзлириниң баһасиз һаяти үчүн әмәс, бәлки та қиямәткичә давам қилидиған миллити үчүн яшайду. Миллити давам қилған икән, уларниң зикриму улар билән биргә та әбәткә давам қилиду. Инсанлар тарихларни яратқан әрләр билән пәхирлиниду, уларни өзлири үчүн үлгә қилиду вә улар йорутуп бәргән йол билән йүрүп ғәлибиләргә еришиду. Чүнки мундақ әрләр милләтниң пәхри вә униң мәдәнийитини яратқан, тарихини язған кишилиридур. Муһәммәд әмин исламий намини тарих алтун рәң билән нурлуқ бәтлиригә йезивәткән әрләрниң биридур."
Дуняға келиши вә инқилаб сепигә атлиниши
Муһәммәд әмин исламий 1912- йили уйғур елиниң йәкән шәһиридә ислам бай дегән кишиниң аилисидә дуняға кәлгән болуп, иптидаий тәлимини йәкәндики устазлиридин алғандин кейин, қәшқәргә берип "ханлиқ мәдрисә"дә оқуған. Кейин йәкәнгә қайтип келип, " мәһмудийә мәдрисәси"дә мудәррис болуп ишлигән.
Кейин генерал абдуниязниң мушавири болған. Совет һәрбий айропиланлири 1937- йили 9- айниң 1- күни қәшқәр шәһирини һавадин бомбилайду вә баш қомандан абдуниязни тутувелип, 1937- йили 9- айниң 15- күни шеһид қилиду. Шу вақитта муһәммәд әмин исламий сәбдашлири билән бирликтә һиндистанға һиҗрәт қилишқа мәҗбур болиду.
Муһаҗирәттики һаяти
Муһәммәд әмин исламий лаһорда өзидин бурун чиқип кәткән генерал мәһмут муһити вә униң сәбдашлири билән учришиду. Кейин генерал мәһмут муһити японийигә қарап йолға чиққинида, муһәммәд әмин исламини биргә еливалиду.
Муһәммәд әмин исламий токйода
Улар токйо шәһиригә барғинидин кейин, 1939- йили 12- айниң 5- күни " түркистан җәмийити"ни қуруп чиқиду.
Сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ муһәммәд қасим һаҗим муһәммәд әмин исламий һәққидики әслимилирини сөзләп мундақ деди: " муһәммәд әмин исламий токйода турған мәзгиллиридә, токйо шәһиридики чоң мәсчиттә имамлиқ қилиду. У бир тәрәптин совет иттипақиниң зулумидин қечип токйоға һиҗрәт қилған татарлар билән яхши мунасивәттә болуп, уларниң пәрзәнтлиригә диний билимләрни өгәтсә, йәнә бир тәрәптин татар өлималиридин қази абдурәшид, муса җарулла қатарлиқ затларниң қолида исламий вә әдәбий билимләрни тәһсил қилиду. 1950- Йили сәуди әрәбистаниға келип һәҗ қилиду. Ирақ, сүрийә, ливан, түркийә, иорданийә қатарлиқ мәмликәтләрдә зиярәттә болуп, бу мәмликәтләрдики мәсулларға, өлималарға шәрқий түркистанниң ечинишлиқ вәзийитини, хәлқиниң коммунист зулми астида иңраватқанлиқини тонуштуруш билән болиду. Кейинчә мисирниң қаһирә шәһиригә берип, шу җайда 1956- йилиға қәдәр туруп қалиду."
Муһәммәд әмин исламий сәуди әрәбистанида
Муһәммәд қасим һаҗимниң ейтишичә, у сәуди әрәбистаниға кәлгәндин кейинму, пүтүн һаятини, илмини, әқлини вә вақтини түркистан мәсилисигә беғишлиди. У шәрқий вә ғәрбий түркистандики мусулман қериндашлириниң күлпәтлирини, езилишлирини вә һөрийәткә муштақ икәнликини пүтүн ислам дунясиға тонуштуруш йолида көплигән илмий мақалиларни вә китабларни нәшр қилдуриду.
1962- Йили мәккә мукәррәмә шәһиридә "ислам дуня иттипақи" тәсис қилинғандин кейин, муһәммәд әмин исламий бу иттипаққа әза болған дуняниң һәрқайси җайлиридики исламий җәмийәт вә тәшкилатларниң башлиқлири билән бурундин бағлиған мунасивити вә достлуқидин пайдилинип, түркистан мәсилисини "ислам дуня иттипақи" ниң чоң йиғинлириниң күн тәртипигә киргүзүштә мувәппәқийәт қазиниду.
Муһәммәд исламий уйғур тили радиосида
Муһәммәд әмин исламий 1982- йили сәуди әрәбистани радиосиниң тунҗи ечилған " түркистанчә аңлитиш бөлүми " гә ишқа кирип, мәзкур бөлүмниң башлиқи болған. Радиода һәркүни қуран кәримниң тәрҗимә вә тәпсирини өзи ишләп һазирлап аңлитип кәлгән иди. Униң тәйярлап қойған тәпсир программилири сәуди әрәбистан радиосиниң уйғур тили бөлүминиң аңлитиш күн тәртипидә 2002- йилиға қәдәр давам қилип кәлгән.
Мәрһум 1988- йили 8- айниң 21- күни пәйшәнбә әтигәндә вапат болуп, мәккә мукәррәмә шәһиридики " җәннәтул муәлла"қәбристанлиқиға дәпнә қилинған. (Өмәрҗан тохти)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур алим каммонар талипни хатириләш мурасими алмаатада өткүзүлди
- Шәрқий түркистан җумһурийити һәққидә ғәрб дунясида мәйданға кәлгән әсәрләр
- Советләр иттипақи дәвридики уйғур зиялийлириниң намайәндиси абдулла рози бақейиф тоғрисида сөһбәт (2)
- Советләр иттипақи дәвридики уйғур зиялийлириниң намайәндиси абдулла рози бақейиф тоғрисида сөһбәт (1)
- Сәуди әрәбистанда тонулған алим муһәммәд ибраһим фәзли хотәни
- Алматада нәшр қилинған " уйғур земинида " намлиқ китабта немиләр баян қилинған? (2)
- Алматада нәшр қилинған " уйғур земинида " намлиқ китабта немиләр баян қилинған? (1)
- Мәрһум милләт сөйәр зат абдуреһим әйсани әсләймиз (2)
- Сабит дамолламниң китаби түркийидә нәшир қилинди
- Мәрһум турғун алмасниң ахирәтлики қандақ өткән?
- Мәрһум тарихшунас турғун алмасни әсләймиз
- японийә империйиси топлиған уйғурлар һәққидики материяллар (2)
- японийә империйиси топлиған уйғурлар һәққидики материяллар (1)