
Түркийә инсан һәқлири ярдәмлишиш фондиниң уюштуруши билән 17- июн күни дуня өсмүрлири учришиш паалийити өткүзүлди.
Бу паалийәткә филиппин, тайланд, һиндонезийә, , чечәнистан, пәләстин, ирақ, камбоджа, косова, ливан қатарлиқ 17 дөләттин кәлгән балилар билән бирликтә түркийидә яшайдиған уйғур балилириму қатнашти. Истанбулдики көргәзмә вә қурултай мәркизидә өткүзүлгән бу паалийәттә балилар өзлириниң миллий кийим -кечәклирини кийишип, һәрхил мәзмунда тәйярлиған сәнәт номурлирини тәқдим қилишти.
Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң орунлаштуруши билән уйғур өсмүрлиригә вакалитән раһилә, айгүзәл вә қәлбинурлар паалийәткә қатнашти. Улар декламатсийә қилған "узақта бир вәтән бар, исми шәрқий түркистан" вә "уйғурлар" қатарлиқ шеирлардин тамашибинлар интайин һаяҗанланған болуп, көзлиридин ихтиярсиз һалда яш аққузди.
Истанбул вә қәйсиридә яшайдиған уйғурлар тәшкиллинип келип , бу паалийәтни көргән болуп, муһим телевизийә қаналлиридин болған һилал, достлуқ, кирал вә әл-җәзирә қатарлиқ телевизийә қаналлири паалийәтни нәқ мәйдандин тарқатти. ( Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шәншидики қара хумдандин бир уйғур бала ишчи тепилди
- Америка хитайни адәм әткәсчилик содиси еғир дөләтләр тизимликигә киргүзди
- Қазақистан язғучилириниң 13 - қурултийи дағдуғулуқ ечилди
- Өзбекистанда тонулған уйғур сәнәткар султан мәмәт әпәнди радиомизда
- Шаир, алимә патигүл сабитованиң 70 яшлиқи қутланди
- Уйғур ели балилириниң қәнт- гезәк вә оюнчуқлириниң көп қисми өлчәмсиз
- Вәтәндики уйғур балилири билән яврупа әллиридә яшаватқан уйғур балилириниң пәрқи
- Уйғурларда пәрзәнт тәрбийисиниң мәсулийити
- Түркийидә яйлақ фестивали өткүзүлди
- Шивитсийидә, үмид юлтузи намлиқ мәдәнийәт кечилики өткүзүлди