Б д т әмгәк тәшкилати уйғур тәшкилатлиридин материяллар билән тәминләшни тәләп қилди


2007.12.13

Б д т әмгәк тәшкилати чәтәлдики уйғур тәшкилатлириниң шикайитигә асасән уйғур елидә йәрлик әмгәк күчлириниң хизмәт, мааш, саламәтлик вә иҗтимаий һоқуқларда кәмситилиш, уйғур қизлирини ичкири өлкиләргә йөткәш мәсилисидә күзитиш елип баридиғанлиқини билдүргән. Шиветсарийиниң җәнвә шәһиридә зияритини давам қиливатқан муһаҗирәттики уйғур һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир, б д т әмгәк тәшкилатидики хадимлар билән учрашқанда бу мәсилиләрни музакирә қилди.

"Хитай имза қойған б д т ниң мунасивәтлик әмгәк әһдинамилириға хилап"

Қәшқәр вилайәтлик партком секритари ши дагаң, қәшқәрдики һәр саһә затларға ачқан бир йиғинда "уйғур қизларниң ичкиригә берип ишлишигә қарши чиқиш, уйғур хәлқиғә қилинған әскилик " дәп тәкитлигәндә, уйғур қизларни әрзан әмгәк күчи сүпитидә ичкиригә кәң - көләмлик йөткәш сиясити б д т әмгәк тәшкилатиниң диққитини қозғайдиғанлиқи вә бу хитай имза қойған б д т ниң мунасивәтлик әмгәк әһдинамилириға хилап, дәп қарилидиғанлиқини әқлигә кәлтүрмигән болса керәк.

Муһаҗирәттики уйғур һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим билән б д т әмгәк тәшкилатидики хадимларниң пәйшәнбә күни б д т ниң җәнвәдики бинасида өткүзүлгән сөһбити бу темиға беғишланған болуп, рабийә қадир ханим уйғур әмгәкчилириниң әһвали тоғрисида доклат бәргән иди.

Йиғинда хитайниң әмгәк һоқуқиға даир бәзи б д т әһдинамилириға имза қойғанлиқини вә бир қисмиға имза қоюш алдида туруватқанлиқини тәкитлигән әмгәк тәшкилатидики хадимлар, рабийә қадир оттуриға қойған мәсилиләргә йәни уйғур қизларни ичкиригә йөткәшкә мәҗбурлаш яки турмуш шараитини илаҗисиз йөткилишкә муһтаҗ қилип қоюш, балиларни әмгәккә селиш, һашар шундақла йәрлик милләтләрни хизмәт, мааш қатарлиқларда чәткә қеқиш мәсилисигә алаһидә қарайдиғанлиқини вә юқириқи әһваллар хитай һөкүмити имза қойған бәзи маддиларға хилап икәнликини билдүргән.

" Туғут йешидики қизларни йөткәш пиланини тасадипий дегили болмайду "

Рабийә қадирниң әскәртишичә, әмгәк тәшкилатидики хадимлар ичкиригә йөткәлгән уйғур қизлар тоғрисида бәзи учурларға игә болғанлиқини шундақла уйғурларниң бу мәсилигә даир пакит -материяллар билән тәминлишини тәләп қилған. Бу қетимқи учришиш б д т әмгәк тәшкилатидики хадимларниң 1 - қетим уйғур вәкили билән көрүшүп, уйғур қизларниң ичкиригә йөткилиш әһвали, һашар вә уйғур әмгәк күчлириниң қийинчилиқини аңлишидур. Рабийә қадир, әмгәк тәшкилатидики хадимларға уйғур деһқанлириниң әһвали, һашар әмгики, ичкиридики уйғур қизлар вә ата - анилириниң шикайити хатириләнгән синалғу линтисини әмгәк тәшкилатидики хадимларға бәргән.

Ахирқи чағларда, уйғур қизларни ичкиригә йөткәш мәсилиси хитай һөкүмити билән уйғур тәшкилатлириниң тәшвиқат урушидики кәскин тема болупла қалмай, бу йәнә америка вә хәлқара кишилик һоқуқи тәшкилатлирини гуманға салидиған мәсилиләрниң бири болуп қалған иди. Америка ташқий ишлар министирлиқи адәм әткәсчиликигә қарши туруш идарисиниң мәсули, баш әлчи марк логан, хитайниң "туғут йешидики қизларни йөткәш пиланини тасадипий дегили болмайду " дәп тәкитлисә, рабийә қадир хитайниң бу пилани "туғут йешидики уйғур йигит - қизлириға той қилиш пурсити бәрмәслик вә уйғурларниң тәбий көпийишини чәкләштур," дәп көрсәтмәктә.

" Уйғур әмгәк күчлириниң әһвалини рәсмий бир мәсилә қилип турғузимиз "

Хитай мәтбуатлириниң мәлуматида әскәртишичә, даириләр бир йил ичидә қәшқәр вилайитиниң өзидин ичкиригә 240 миң адәм ‏- қетим қиз йөткигән болуп, бу санни милйон адәм‏-қетимға чиқиридиғанлиқини билдүргән. Зор көләмлик бу сан уйғурларни чөчүтмәктә иди. Рабийә ханим пәйшәнбә күни җәнвәдики б д т бинасида учрашқан әмгәк тәшкилатидики хадимларниң исимлирини ашкарилашни рәт қилди. Лекин у, әмгәк тәшкилатидики хадимларниң "йетәрлик пакитлар билән тәминләнсәк, уйғур әмгәк күчлириниң әһвалини рәсмий бир мәсилә қилип турғузимиз "дегәнликини билдүрди. Уйғур илидики йәрлик даириләрниң әскәртишичә, уйғур қизларни йөткәштики мәқсәт һөнәр өгитиш, уларниң турмуш әһвалини яхшилаш үчүндур.

Рабийә қадир, б д т ниң әмгәк тәшкилатидики хадимлар билән учришиштин бир қанчә күн бурун 'тәңритағ" тори хитайниң җеҗяң өлкисидики бир карханида ишләшкә әвәтилгән тәхминән 100 дәк қәшқәрлик уйғур қизниң "пул тепип" "шад- хорам" юртиға қайтқанлиқини хәвәр қилди. Көзәткүчиләр, "тәңритағ" ториниң бу хәвири хәлқара җәмийәтниң уйғур қизлар мәсилисигә диққити қозғиливатқан мәзгилдә елан қилинғанлиқини әскәртип, бу мәсилидә йәрлик даириләр билән хитай дипломатлириниң бир - биригә зит баянат бериватқанлиқини әскәртмәктә.

Йеқинда америкиниң вашингтондики баш әлчиханиси һөкүмәтниң уйғур қизларни ичкиригә йөткәш сиясити йоқлуқини, бу ишни қиливатқан кишиләрни болса йәрликтики "қанунсиз унсурлар", дәп тәкитлигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.