Белгийидики уйғур көчмәнләр - вәтәнсизликниң трагедийиси


2005.10.27
rabiye-belgiye.jpg
22-Өктәбир күни рабийә қадир ханим белгийидики уйғур пәрзәнтлири билән биллә.RFA

Дуняви көчмәнләр қошуниға 20 - әсирниң 90 - йиллирида сани аз болсиму оттура асиядики уйғурлар келип қошулди. Ғәрбий явропада уйғур көчмәнләр әң көп яшайдиған дөләтләрниң бири белгийә. Әмма уйғурлар бу дөләттики нопуси әң аз вә тунҗи әвлад көчмәнләр һесаблиниду.

Белгийидики уйғур көчмәнлириниң сани 500 - 600 йүз әтрапида болуп, көпчилики оттура асиялиқлар. Бу дөләткә келиш тарихи 15 йилға бармайдиған уйғур көчмәнлириниң көпчилики1995 - йилдин кейин кәлгән, уларни белгийидики көчмәнләрниң әң йеңиячиси дейиш мумкин.

Немә үчүн белгийә ?

Белгийидики уйғурлар дуняниң һәр қайси җайлиридики көчмәнләргә охшашла ана тили вә җәмийәт тили пүтүнләй охшимайдиған муһитқа маслишиш қийинчилиқини тартмақта. Қануни салаһийәткә еришиш вә уйғур мәдәнийәт кимлики улар дуч келиватқан мәсилиләр.

Рисаләт ханим белгийигә әң бурун келип олтурақлашқан уйғур муһаҗирларниң бири. У, уйғур көчмәнлириниң немә үчүн белгийини талливалғанлиқини тоғарисида тохтилип, шәхсән өзиниң бу дөләттә б д т ниң бир бөлүминиң барлиқи вә уларниң көңүл бөлүшигә еришәләйдиғанлқини ойлап кәлгәнликини ейтти.

Белгийидики уйғурларниң әң көпәйгән мәзгили 2000 вә 2001 - йиллириға тоғра келидикән. Бу мәзгилдә уларниң сани 900 -1000 әтрапида болған. Бу әһвал белгийә даирилириниң диққитини қозғиғандин кейин, белгийә көчмәнләр идариси қазақистан билән қирғизистанға адәм әвәтип, уйғурлар үстидин тәкшүрүш елип барған болсиму, әмма рисаләт ханим, " тәкшүрүш нәтиҗиси уйғурларниң белгийидин сияси панаһлиқ елишида мәнпи рол ойниди," деди.

Көчмәнләрниң әң чоң дәрди олтурақлишиш гуваһнамиси

Рисаләт ханимниң әскәртишичә, белгийидики уйғурларниң аран 20 - 30 % ла олтурақлишиш гуваһнамисиға еришәлигән. У, " олтурақлишиш гуваһнамиси елиш уйғурлар үчүн әң муһим мәсилә," дәйду.

Садиқҗан, буниңдин 6 йил илгири белгийигә кәлгән қазақистанлиқ уйғур муһаҗир. Һазир у, аяли вә үч оғли билән брюсселда яшайду. Униң ейтишичә, оғуллири наһайити әла оқуйдикән. Әмма һазирғичә сияси панаһлиқи қобул қилинмиғанлиқтин униңға берилидиған пүтүн тәминатлар тохтитилған. У, "һазирчә мантйорлуқ қилип күнүмни аран өткүзиватимән," дәйду. Әмма белгийә ички ишлар министирлики көчмәнләр тәтқиқат вә тәкшүрүш орнидики пегий батен, "биз оттура асиядики уйғурлар тоғрисида йитәрлик учур вә пакитларға игә әмәсмиз," дәйду. Униң әскәртишичә, бу оттура асиядин кәлгән уйғурларниң сияси панаһлиқи рәт қилиништики муһим сәвәбләр икән.

Белгийидики уйғурларда мәдәнийәт кимлики мәсилиси

Белгийә, уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадирниң явропада елип барған 3 һәптилик зияритиниң әң муһим бекити иди. Белгийидики уйғурлар уни белгийиниң антиверпин шәһридики бир паалийәт залида зияпәт өткүзүп күтивалди. Зияпәтниң кәйпияти уларниң өз өрүп адәтлиригә қанчилик көңүл бөлидиғанлиқини көрситип туратти.

Гүзәл ибраһимова, олтурақлишиш гуваһнамиси елиш қайғусида йүргән уйғурларниң йәнә бири. Униң ата - аниси 50 вә 60 - йилларда уйғур аптоном райониниң ғулҗа шәһиридин алма-атаға чиқип олтурақлашқан. У, қизлири билән 5 - 6 йилдин бери брюсселда яшимақта. Гүзәл ханимниң қизлири франсузчә оқуйдикән. У, өзиниң русчә оқуғанлиқини әскәртип, " кимликимизни қандақ тәрипләш мәсилисидә қийинчилиққа дуч кәлмәктимиз," дәйду.

Рабийә қадир: уйғурлар оттура асияда қарши елинмайдиған кишиләр

Сабиқ совет иттипақиниң парчилиниши қазақистан вә қирғизистан қатарлиқ оттура асия әллиридики уйғурларниң иҗтимаий орни вә турмушида җидди өзгириш пәйда қилди. Уйғурлар дөләт вә һөкүмәт органлиридин сиқип чиқирилиш билән биргә, ишләпчиқириш вә тиҗарәт саһәлиридин йәкләнгән, һаятлиқ бошлуқи тарайған.

Рабийә қадир ханим, "болупму шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғандин кейин, уйғурлар оттура асияда қарши елинмайдиған кишиләргә айланди," дәйду. Рабийә қадир ханим белгийидики зиярити җәрянида белгийә даирилириниң оттура асиядин кәлгән уйғурларға шәрқий түркистандин кәлгән уйғурлар билән охшаш муамилә қилишини тәләп қилди.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.