Рабийә қадир: "уйғур деһқанларни намратлаштуруватқан - хитайниң йезиларға қаратқан сиясити"
2008.01.11

Хитай һөкүмити йеза ешинча әмгәк күчлирини йөткәш сиясити буйичә 2008 - йилда йәнә уйғур елидә бир милйон 500 миң әмгәк күчини йөткәшни бу йиллиқ йеза хизмәт пиланиға киргүзгәниди, бу хитай даирилириниң мәзкур сиясәт баһанисидә асаслиқи уйғур қизлирини хитай өлкилиригә түркүмләп йөткәватқанлиқиға нарази болуватқан уйғурларниң болупму чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилириниң әндишиси һәм наразилиқини йәниму ашурди.
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим хитай һөкүмитиниң мәқсәтлик һалда уйғур яшлирини болупму бойиға йәткән қизларни хитай өлкилиригә йөткәватқанлиқини, уйғурлар дуч келиватқан әң җиддий мәсилиләрниң бири сүпитидә, дуня җамаәтчиликигә аңлитиш давамида актип паалийәт елип бармақта.
Рабийә қадир ханим мухбиримиз гүлчеһрәниң зияритини қобул қилип , хитай һөкүмитиниң йеза ешинча әмгәк күчлирини йөткәш сияситини йәниму күчәйтип давамлаштуриватқанлиқиға қарита өзиниң мулаһизә һәм пикирлирини оттуриға қойди.
юқиридики улиништин, мухбиримиз гүлчеһрәниң рабийә қадир ханим билән өткүзгән сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиз.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити уйғур деһқанлирини сиртларға йөткәш сияситини йәниму күчәйтмәкчи
- Нур бәкриниң сөзигә инкаслар
- Хитай һөкүмитиниң 'шәһваний үн - син мәһсулатлирини тәртипкә селиш' һәрикитиниң уйғур юртлирида иҗра қилиниши өзгичә
- Хитай һөкүмити 2008 - йиллиқ йеза хизмити пиланида яшларни хитай өлкилиригә йөткәшни давамлаштурмақчи
- Қағилиқтин 87 нәпәр уйғур яш чиңдав шәһиригә қарап йолға чиқти
- Уйғур деһқанлири учраватқан барлиқ бесимларниң мәнбәси - муқимлиқ сиясити
- Рабийә қадир: "2007 - йили уйғурлар үчүн нәтиҗилик йил"
- Рабийә қадир ханим голландийидики уйғурниң паалийитини җанландурди
- Хитай, уйғур ешинчи әмгәк күчлирини хитай өлкилиригә йөткәш сияситини изчил давамлаштурмақта
- Қурбан һейт мунасивити билән уйғур милли һәрикитиниң йетәкчиси рабийә қадир ханим билән сөһбәт
- Қизлар мәсилиси -- нөвәттә уйғур җәмийити йолуқиватқан әң муһим мәсилиләрниң бири
- Рабийә қадир ханимниң түрмидики оғлиниң саламәтлики аилисидикиләрдә әндишә қозғиди