Асияниң йүрикидики сирлиқ макан (1)


2008.02.15

Чәтәлләрдики уйғур сиясий актиплириниң һәр түрлүк паалийәтлири ғәрб дунясиға уйғурларниң нөвәттики әһвали вә миллий ирадисини барғансири кәң даиридә тонутуп, һәр саһә сиясий затларниң һәм пуқраларниң уйғур миллитигә болған һесдашлиқини қозғап кәлмәктә.

Шуниң билән биргә, "асияниң йүрикидики сирлиқ макан" дәп тәриплиниватқан уйғур дияриниң мол мәдәний мираслири һәм қәдимқи маддий вә мәниви байлиқлири ғәрб илим дунясини уйғурларниң тарихи вә мәдәнийити һәққидә мол билимләр билән тәминләп, илим саһәсиниң җиддий диққәт - етибарини қозғимақта.

Илгири кейин аврил стейин, фон ликок, бруну бавман қатарлиқ көплигән експедитсийичиләр уйғур диярида тәкшүрүш елип барған.

юқиридики улиништин, ихтияри мухбиримиз әкрәмниң ғәрб експедитсийичилириниң әсәрлири һәққидики тонуштурушиниң баш қисимини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.