Қар апити уйғур хәлқигә балайи - апәт елип кәлди
2008.01.31
1 - Айниң ахирида уйғур елиниң җәнубидики районларда қар апити йүз берип, җәнубий уйғур илидики 3 вилайәт вә икки областта 300 миң адәм қар апитиниң зийиниға учриған. Бу хил апәт қәшқәр вилайити тәвәсидә бир қәдәр еғир болған болуп, 1 - айниң 16- күнидин башлап қар уда он күн тохтимай яққандин кейин 26 чесла пәскойға чүшкән.
Қәшқәр тәвәсидә 170 миң адәм апәтниң бевастә тәсиригә учирди
Нәтиҗидә, қатнаш үзүлүп қелиш, деһқанчилиқ зираәтлири апәткә учраш вә олтурақ өйләр өрүлүп кетиш әһвали көрүлгән. Мәлум болушичә, бу 10 йилдин буян қәшқәр тәвәсидә йүз бәргән әң еғир қар апити болуп, қәшқәр һөкүмәт торида бу һәқтә берилгән хәвәрдә көрситишичә, қарниң пүтүн қәшқәр вилайитидики оттуричә қелинлиқи 10-15 сантиметирғичә болған вә әң төвән температура нөлдин төвән 26 силсийә градусқа чүшкән.
Хәвәрдә көрситилишичә, һазирғичә мәзкур қар апитиниң бивастә тәсиригә учриған адәм 170 миң нәпәр, қарда өрүлгән туралғу өй 792 еғиз, бузулған өй 8405 еғиз болған, қарда өлгән чарва 10 миң туяқтин, тоху қатарлиқ өй қушлири40 миңдин ешип бивастә иқтисади зиян 65 милйон йүәндин ешип кәткән.
Намини ашкарилашни халимиған бир қиз қәшқәрдә уда он күн қар яғқанлиқини билдүрди. Бу апәт йәкән, йеңисар, қағилиқ, ташқорған қатарлиқ төт наһийидә бир қәдәр еғир болған болуп, биз игилигән мәлуматларға қариғанда, йеңисар наһийисидә 3 адәм соғуқтин тоңлап өлүп қалған.
Хитай хадим : "нәдә қар апити йүз бәрсун"
Биз бу һәқтә техиму чоңқурлап әһвал игиләп беқиш үчүн йеңисар наһийисигә телефун урдуқ, әмма наһийилик һөкүмәттә телефун алидиған адәм чиқмиди, ахири йеңисар наһийилик сақчи идарисигә телефун урдуқ. Телефонни қобул қилған хитай хадимниң позитсийиси интайин қопал болуп, у йеңисарда апәт йүз бәргәнлик әһвални рәт қилипла қалмай, башқа соаллиримизға җаваб беришни халимай телефонни қоювәтти.
- Вәй - вәй яхшиму сиз? - йеңисар наһийисиму? - немә? - бу җамаәт хәвпсизлики идарисиму? - немә ишиң бар? - силәрниң наһийидә қар апти йүз бәргән әмәсмиди. Шу әһвални игиләп бақай дегән идим. - Нәдә қар апити йүз бәрсун! сән қәйәрдин телефун қиливатисән. Немә иш қилидиған немә сән? сән ким? - мән әркин асия радиосиниң мухбири. - Сән һазир қәйәрдә? - мән һазир америкида. - Исмиң немә? - буниң сиз билән немә алақиси? - телефонни хата уруп қапсән.
Уйғур яш: " деһқанларниң иссиниш мәсилиси һәл болмиди"
Һалбуки, апәт районидики бир уйғур яшниң билдүрүшичә, апәт хели еғир болған болуп, мәзкур яш пүтүн наһийә нопусиниң 20 пирсәнти қар апитиниң бивастә зийиниға учриған болуши мумкинликини тәхмин қилди.
Қәшқәр һөкүмитиниң тор бәтлиридә, һазир һөкүмәтниң апәттин қутқузуш ишлириға җиддий көңүл болуп, 1- айниң 30 - күнигичә 11 милйон йүәндин артуқ қутқузуш мәблиғи аҗритип 440 миң адәмгә қутқузуш бәргәнликини "қәшқәр вилайитиниң үнүмлүк тәдбирләрни қоллинип апәттин қутқузуш ишлирини кәң қанат яйдурған" лиқи хәвәр қилинди. Әмма, апәт районидики бу уйғур яшниң билдүрүшичә, һөкүмәтниң апәттин қутқузуш ишлири анчә йетәрлик болмиған болуп, йеңисар наһийисидә йәнә нурғун деһқанларниң иссиниш мәсилиси һәл болмиған.
300 Миңға йеқин уйғур хәлқиниң авази анчә көп давраң пәйда қилалмиди
Бу қар апити уйғур елиниң һәммә җайлирида охшимиған дәриҗидә йүз бәргән болуп, әмма бу хил апәт җәнубий уйғур елидә техиму еғир болған болуп, шинҗаң гезитидә көрситишичә, җәнубий уйғур елидә қар апити бивастә кәлтүрүп чиқарған иқтисади зиян 87 милйон йүәндин артуқ, апәткә учриған адәм 300 миңға йеқин болған.
Қарайдиған болсақ, хитайниң башқа җайлиридики қар апәтлириниң давриңи хитай ичи вә сиртидики мәтбуатларда хели коп берилгән болсиму, әмма җәнубий уйғур елидә апәткә учриған 300миңға йеқин уйғур хәлқиниң авази мәйли хитай ичидики ахбарат васитилирида болсун, анчә көп давраң пәйда қилалмиди.
Илшат әпәнди: " хитай бу районға хәлқара җәмийәтниң диққәт нәзирини қаритишидин әнсирәйду"
Уйғур сиясий көзәтчи илшат әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүз бәргән апәт әһвалиға қарита ахбарат контрол қилиш сияситини қоллинип бу һәқтә көп учур бәрмәсликидики сәвәб һәққидә тохтилип, һазир уйғур или әһвалиниң хәлқара җәмийәттә бир қизиқ нуқта икәнликини, шу нуқтидин елип ейтқандиму хитай һөкүмитиниң бу районға нисбәтән хәлқара җәмийәтниң диққәт нәзирини йәниму ичкириләп ағдурушидин әнсирәйдиғанлиқини көрсәтти.
У ахирида йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғур илидики қар апитигә анчә ерәнсиз муамилә қилишидики сәвәб һәққидә тохтилип, буни хитайниң айримичилиқ сияситиниң бир қисми дәп қарайдиғанлиқини, гәрчә хитай уйғур елини өз земини дәп елан қилип келиватқан болсиму, әмма мушундақ негизлик мәнпәәт мәсилисидә давамлиқ уйғур или хәлқиғә айрим муамилидә болуп кәлгәнликини қошумчә қилди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- От ялқуни көтүрүп чиққан мәсилиләр
- Уч турпан наһийиси яркөврүк йезисидики апәттә көплигән деһқанлар еғир зиянға учриди
- Уйғур елидә кәлкүн апити давамлашмақта
- Йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләр қурулушида мәсилә көп
- Улуғчатта йәр тәвриди
- Ғәмгә патқан йәр тәврәш бәлвеғи
- Йеқин кәлгүсидә тәңритағда еғир йәр тәврәши мумкин икән
- Хитайниң бихәтәр өй қурулуши уйғурларға қандақ мәнпәәт илип кәлди?
- Хитай һөкүмитиниң тәшвиқати билән әмәлийити бирдәкму ?
- Или дәря вадисида кәлкүн апити еғирлашмақта
- Апәт қалдурған ярилар
- Алтай районида қар апити давам қилмақта
- Йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләр қурулуши үчүн деһқанлар көп чиқим тартмақта
- Җяңшида қаттиқ йәр тәвриди