Хитайниң уйғур елидики бастуруш сиясити күчәймәктә
2008.01.31
Д у қ баянатчиси дилшат решит әпәндиниң уйғур елидин бивастә алған мәлуматлириға асасланғанда, хитай һөкүмити йеқиндин буян қаттиқ зәрбә бериш һәрикәтлирини йәнә бир балдақ күчәйткән болуп, муқимлиққа капаләтлик қилиш шуари астида йолға қоюлған бу һәрикәттә нурғунлиған бигунаһ яшлар қолға елинған. Чағанниң алдида елип берилған бу һәрикәт қәшқәр, хотән, ақсу вилайәтлиридә вә атушта техиму кәң әвҗ алған. Мутләқ көп қисми террорчилар, миллий бөлгүнчиләр вә радикал диний күчләр билән алақиси бар, дегән гуман билән қолға елинған бу яшларниң һеч бириниң тутамға чиққудәк җинайи һәрикәтлири йоқ болуп, һәммисила хитай қанун органлириниң қара тизимликигә кирип қалған шәхсләр икән.
Дилшат решит әпәнди хитай һөкүмитиниң һәр йили байрам яки чағандин илгири, уйғур вәтинидә мушундақ кәң көләмлик тутқун қилиш һәрикәтлирини елип берип, уйғурлар арисида сарасимә пәйда қилидиғанлиқини, қаршилиқ идийисидики кишиләргә вәһимә салидиғанлиқини тилға алди.
Ноқул уйғурларғила қаритилидиған бу хил қаттиқ бастуруш һәрикитини хитай һөкүмитиниң " муқимлиқни қоғдаш" дегән ниқап астида елип берип, хәлқара җәмийәтниң көзини бояйдиғанлиқини тәкитлигән дилшат решит әпәнди, қолға елинған уйғурларниң һеч бириниң һечқачан " үч хил күчләр" билән алақиси йоқлуқини, хитай һөкүмитиниң һәр йили мушундақ баһаниләр билән миллий һессияти сәл юқири яшларни төһмәт билән қолға алидиғанлиқини тәкитлиди.
Дилшат решит әпәндиниң ейтишичә, қолға елинған бу яшларниң бир қисми қамақ җазалириға мәһкум қилинса, йәнә бир қисми қаттиқ тәһдитләрни баштин кәчүргәндин кейин, еғир җәриманиләр төләп түрмидин чиқидикән вә җәмийәткә чиққандин кейин, өзиниң немә сәвәбтин қолға елинғанлиқини ейтиши қәтий мәний қилинидикән. Бәзилири узун бир муддәт реҗим астида яшашқа мәҗбур болидикән.
Дилшат решит әпәндиниң пикригә асасланғанда, уйғур вәтинидә муқимлиққа һәқиқий тәсир йәткүзүватқан күчләр хитай аққунлири болуп, улар һәр хил қәбиһ җинайи һәрикәтләр билән җәмийәт тәртипини бузуп, хәлқ ичидә еғир әнсизчилик пәйда қилсиму, улар уйғур болмиғанлиқи үчүн хитай қанун органлириниң зәрбә нишани болмайдикән. Әксичә, һәр қандақ бир кичик хаталиқни садир қилған уйғур қаттиқ бастуруш нишаниға айлинип, тутқун қилишларға учрап туридикән.
Д у қ баянатчиси дилшат решит әпәнди йәнә, бейҗиң олимпик мусабиқиси мунасивити билән бу йил 8 - айдин илгири, уйғур диярида йәнә бир қетим кәң көләмлик тутқун қилиш һәрикәтлириниң йүз бериши мумкинликини тилға алди. У сөзидә, илгири сиясий җәһәттин қарилинип турмида ятқанлар, қанун органлириниң қара тизимликигә чүшүп қалған миллий һессияти юқири яшлар вә һәр қандақ өктичи күчләрниң бу қетимқи тутқунға йәм болидиғанлиқини тәкитлиди һәмдә ичкири хитайда тиҗарәт қиливатқан бигунаһ уйғурларниңму бу зәрбидин хали болалмайдиғанлиқини әскәртти.
Дилшат решит әпәндиниң пикригә асасланғанда, хитайниң йиллардин буян йолға қоюп келиватқан қаттиқ бастуруш сияситини мәғлуп болди, дәп қарашқа болидикән. Бастуруш һәрикәтлириниң қанчә он йил давамлишипму ахирлашмиғанлиқи, қаршилиқ һәрикәтлириниң үзлүксиз мәйданға келиватқанлиқи вә уйғурлар мәсилиси хәлқаралиқ бир мәсилигә айланған бүгүнки күндә, қаршилиқ һәрикәтлириниң йәниму бир балдақ юқири долқунға көтүрүлүш алдида туруватқанлиқи, хитайниң " үч хил күчләр" гә қарши турушта ғәлибигә еришәлмигәнликиниң испати икән. Униң үстигә хитай һөкүмитиниң сиртқа қарита " шинҗаңниң вәзийити муқим, милләтләр тенч, иттипақ" дегән сәпсәтисини, ички җәһәттә йолға қоюватқан қаттиқ бастуруш һәрикәтлири инкар қилип туридикән. Уйғурлар үстидин үзлүксиз иҗра қилиниватқан өлүм җазалири рәт қилидикән. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиға охшаш һөкүмәтсиз тәшкилатларниң дәлиллик баянлири бу сахтипәзликләрни җаһанға җакарлап туридикән. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада хитай пулиниң қиммитини ашуруш мәсилисидә хитай даирилиригә қарита бесимни күчәйтмәкчи
- Хитайниң германийә билән болған мунасивәтни әслигә кәлтүрүшкә алдиришидики сәвәбләр
- Канада сода министири: "кишилик һоқуқни тәнқит қилиш билән икки тәрәп содиси өз - ара тоқунушмайду"
- Һәмкарлиқ вә рәқиблик билән толған русийә - хитай содиси
- Хитайниң канада мәһсулатлириға болған тәлипи ашти
- Хитай америка малийә министирликиниң өз пулиниң алмаштуруш қиммитини контрол қиливатқан дөләтләр тизимликидин чүшүп қалди
- " Вал - март сизгә хитайдин елип кәлгән роджистива"
- Германийә тәшвиқат васитилирида хитайларниң мәдәнийәтсизлики
- Шәрқий җәнубий асия дөләтлири һәмкарлиқ тәшкилатидики 10 дөләт буниңдин кейин ортақ қанун вә өлчәм иҗра қилиду
- Хитай - германийә мунасивәтлириниң алтун дәври ахирлашти
- Германийиниң хитайға қарита йеңи сиясити
- Интернет хакирлириниң һуҗуми хитай билән германийә арисида йәнә маҗира пәйда қилди
- "Хитайниң мувәппәқийитиниң һулиға дәз кәтти" намлиқ мақалә һәққидә
- Америка - хитай сода талаш - тартишлири давамлашмақта