"яш алаш гезити": или областики қазақлар йәр зимин вә отлақлиридин айрилип қалмақта
2006.08.02
Уйғур аптоном раюниниң или областида яшайдиған қазақлар мәсилиси қазақистан мустәқил болғандин бери, җоңго - қазақистан арисидики тилға елинип кәлмәктә. Һәр иккила тәрәп бу мәсилини мәтбуатларда ашкарилаштин өзини қачуруп кәлгән болсиму, лекин нәзәбайев һөкүмити илидики қазақлар мәсилисидә өктичиләрниң бесимиға учрап кәлди.
Қазақистанда чиқидиған "яш алаш гезити", илидики қазақлар һәққидә елан қилған мақалисида қазақистан һөкүмити бу йәрдики қазақларниң риаллиқиға көз юмди, дәп тәнқид қилған. "яш алаш гезити" или областики қазақларни йәр зимин вә отлақлиридин айрилип қалмақта, дәп қариған.
Бу һәқтики мәлуматларни, қазақистандики ихтияри мухбиримиз абдулладин аңлаң.
©
2006 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Қазақистан: җуңго или - ертиш дәрялириниң сүйини қалаймиқан ишләтмәктә
- Д у қ қазақистанниң германийидики әлчиханиси хадимлири билән көрүшүп наразилиқини билдүргән
- Д у қ қазақистан һөкүмитиниң қилмишлириға қарита һәрикәт қолланмақта
- Қазақистан нефити хитайға еқитилишқа башлиғанда хитайда нефт мәһсулатлириниң баһаси 10% өрлиди
- Хитайниң көзи қазақистанда