Бейҗиңда, йүзлигән уйғур әрздарлар қамап қоюлған
2007.05.30
" 4 - Июн тор бети " ниң 30 - май күни хәвәр қилишичә, бейҗиң алий сот мәһкимисиниң әрздарларни қобул қилиш понкитиға бир қанчә күн илгири, бейҗиңға әрз сунғили кәлгән 100 дин артуқ уйғур әрздар қамап қоюлған болуп, вәқәдин хәвәрдар кишиләрниң билдүрүшичә, әрздарлар хитай тилида сөзлийәлмигәнлик түпәйли, уларниң мәқсидини чүшинәлмәсликтәк қейинчилиқлар мәйданға кәлгән икән.
Вәқәни көргүчиләрниң әйтқанлири
Узундин буян әрздарларниң мәсилисини көзитип келиватқан адвокат рен хуа, истансимизниң зияритини қобул қилип, уйғур әрздарлар ичидики нурғун кишиләрниң қаттиқ таяқ йигәнликини билдүрди.
У мундақ деди: " уларниң таяқ йигәнликини, башқа әрздарлар маңа ейтип бәрди, башқиларниң ейтишичә, улар кечидә тутуп келинип қамап қоюлған . Йәнә уларниң ичидә хели көп адәм , таяқ зәрбисидин яриланғанкән."
яң зелийән исимлик йәнә бир әрздар мундақ дәйду ":уйғурлар сот мәһкимисиниң қобул қилиш понкитиға солап қоюлғандин кейин, улар өз өрп - адити буйичә озуқлинишни тәләп қилған , уларниң тәлипи һәл қилинмиғандин кейин, улар дәризиләрни чиқивәтти. Мән һөкүмәтниң машинисини көрдүм, һөкүмәт адәмлири улар билән бирликкә келәлмәй, шуниң билән оттурида тоқунуш йүз бәрди."
Уйғур әрздарларниң әрз ишини аңлашқа, хитай "рәһбәрлири" али сотқа кәлгәнмиш
Сәйшәнбә күни, хитай алий сот мәһкимисигә йеқин йәргә әрздарлар топлишипла қалмай, йәнә зор көләмдә хитай сақчилириниң тәртипни қоғдаш һәрикити елип берилған болуп, әрздарларниң билдүрүшичә, мәркизи һөкүмәт рәһбәрлири уйғурларниң мәсилисини һәл қилиш үчүн алий сот мәһкимисигә кәлмәкчи икән. Шуңа әтрап сақчилар билән тошуп кәткән.
Әрздар яң зелйән йәнә мундақ дәйду": мән мундақ дәп аңлидим, вен җябав билән шав яң бивастә сотқа келип, мәсилини һәл қилмақчи икән. Сотниң адәмлири уйғурларни яриландурған. Сақчиларниң ейтишичә, уйғурлар қалаймиқанчилиқ чиқарғанлиқи үчүн, улар бу йәргә келип, аманлиқни қоғдаш ишлири елип берипту. Йәнә бир қанчә қери момайлар адәм өлүш вәқәси сәвәбидин қаттиқ вақирап җар селишти. Өзини йәргә уруп йиғлашти . Шуниң билән улар сақчиларниң қоршавиға елинди. Алий сот мәһкимиси билән әрздарларни қобул қилиш понкитиғичә болған арилиқта адәмләр топи интайин көп иди.
Йәнә ву исимлик әрздарниң билдүрүшичә, әрздарлар арисида чоң башлиқлардин ло гән, вен җябав һәтта ху җинтавлар келип, уйғурларниң мәсилисини һәл қилидиған бопту дегән сөз тарқилип кәткәчкә, хитай әрздарларму әтрапқа тошуп кәткән икән.
Уйғур әрздарларни тутушқа 20 дин артуқ сақчи машиниси кәлгән
Ву исимлик әрздар телефун зияритимизни қобул қилип мундақ деди ": бу йәргә 20 дин артуқ сақчи машиниси кәлди. Уйғурларни машиниға селип елип кетишти. Уларни қәйәргә елип кәтти билмидуқ. Уйғурларни 3 машиниға салди. Йәнә бир машинидиму лиқ уйғур бар, әмма уларни техи елип кәтмиди. Әтрапта наһайити көп адәм бар. "
Адвокат рен хуа, нөвәттә әрздарларниң чақмақ тезликтә топлушуп болидиғанлиқини, сәйшәнбә күни мәркизи һөкүмәттин башлиқ келидикән дегән сөз таралғандин кейин, тәрәп - тәрәптин кәлгән әрздарларниң нәччә йүздин ешип кәткәнликини билдүрди.
17 - Нөвәтлик қурултай вә олимпик мурасиминиң һарписида, хитайниң йүргүзиватқан бихәтәрлик тәдбирлири
Адвокат рен хуаниң билдүрүшичә, 17- нөвәтлик хәлқ қурултийиниң йетип келиш һарписида, әрздарларни контрол қилиш үчүн, мәркизи һөкүмәт буйруқ чүшүрүп һәр қайси җайларниң амал бар бейҗиңға келидиған адәм санини азайтишини тәләп қилди. Шуңа йеқиндин буян һәрқайси йәрлик һөкүмәтләр үгинишләрни тәсис қилди.
Һөкүмәт 17 - нөвәтлик қурултай билән олимпик мурасиминиң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн, әрздарларниң өгиниш курси вә қара түрмиләрни тәсис қилип, кишиләрниң әркинликини боғмақта. Бу курслар олимпик йиғини ахирлашқанға қәдәр давамлишидиған болуп, бу һәқтә ички һөҗҗәтләр тарқитилған. Бәзи кишиләр бу һөҗҗәтләрни бейҗиңға елип кәлгән.
Адвокат рен хуа йәнә мундақ деди ": әрздарларниң мәсилиси әслидә һәл қилиниши керәк, һазирқидәк бастурулса бу толиму һамақәтлик һесаблиниду. Хәлқниң қаршилиқ көрситиши, еластик пурҗунға охшайду, сиз қанчә қаттиқ бассиңиз, шунчә игиз көтүрүлиду. Деһқанлар йәрлиридин айрилса, ач қелип өлиду. Һөкүмәт очуқ - ашкара булаңчилиқ қиливатиду. Шуңа буниңға охшаш әрзләр һәл қилинмиса, бу мәркизи һөкүмәтниң бу мәсилини һәл қилиш нийитиниң қәтий йоқ икәнликини билдүриду."
Уйғур әрздарларниң әһвалидин хәвәрдар болған кишиләр , асасән хитай әрздарлар болуп, улар уйғурлар билән пикирлишәлмигәнлики үчүн, уйғурларниң немә сәвәбтин бейҗиңға әрз сунғанлиқи һәққидә ениқ мәлуматқа еришәлмидуқ . Әмма 100дин артуқ уйғур әрздарниң ичидә , бир қисимлириниң таяқтин яриланғанлиқини, бир қанчә қери момайларниң өзини йәргә уруп қаттиқ йиғлап җар салғанлиқини, арқидин машиниларда елип кетилгәнлики ашкариланди .
Биз радио аңлиғучилиримизға бу һәқтә ичкириләп мәлумат бериш үчүн тиришчанлиқ көрситимиз. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ғәрб дөләтлири нимишқа хитай билән қачқунларни өткүзүп бериш келишими имзалашни халимайду?
- Дуня уйғур қурултийи вә америка уйғур бирләшмиси хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң мәхпий һөҗҗити һәққидә инкас билдүрди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайни кишилик һоқуқта кәйнигә чекинип кетиш билән әйиплиди
- Бейҗиң олимпик йиғини вә униң бихәтәрлик мәсилиси
- А х д ә к хитайни диний әркинликтә " алаһидә диққәт қилинидиған дөләтләр" тизимликигә киргүзди
- Хәлқара тәшкилатлар хитайниң аз санлиқ милләтләр сияситини әйиблимәктә
- Уйғур аптоном районида уйғурлар әркинликтин мәһрум қалдурулған
- Хәлқара мухбирларни қоғдаш тәшкилати хитайдин түрмидики мухбирларни қоюп беришни тәләп қилмақта
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитай билән ахбарат әркинлики мәсилисидә сөһбәтләшти
- Көзәткүчиләр хитайниң йеңи мәтбуат бәлгилимисигә гуман билән қаримақта
- Хитай, чәтәл мухбирлириниң 2008 - йили өткүзидиған олимпик йиғиниға қатнишиш мәсилисидә инкас қайтурди
- Хитай бейҗиң олимпик йиғинидин бурун кишилик һоқуқи әһдинамисини тәстиқлиши мумкин