Уйғурлар мәсилиси германийә парламентида
2006.12.21
Германийә тәшвиқат вастилирида11 – айниң 24 - 27 – күнлири мюнхенда чақирилған 2 – нөвәтлик д у қ ниң хәвири вә уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң қурултай рәисликигә сақланғанлиқи һәққидики хәвәрләрниң техи айиқи үзүлмигән бир вақитта, д у қ вә рабийә қадир ханимға аит йәнә бир хәвәр мәтбуат саһәсидә елан қилинип, кишиләрниң күчлүк диққитигә улашти.
Техи бир қанчә күн илгири ашкарә елан қилинған вә күчлүк тәсир қозғиған бу хәвәр, германийидики бәш чоң партийиниң бири болған "йешиллар партийиси" ниң германийә парламентидики баш катипи Volker Beck әпәндиниң германийә парламентида сөзлигән нутқидин ибарәт.
Д у қ хадимлириниң ейтишичә, Volker Beck әпәндиниң бу пикри уйғурлар мәсилисиниң тунҗи қетим германийә парламентида ашкарә оттуриға қоюлиши вә бу хәвәрниң мәтбуат саһәлиригә ашкарә тарқитилиши болуп һесаплинидикән. Ундин илгири германийә парламентида көрүшүлгән уйғурлар мәсилиси парламенттики айрим органлар билән елип берилған вә бу һәқтики хәвәрләр ашкариланмиған иди.
Германийә парламентида уйғурлар мәсилисини җидди рәвиштә оттуриға қойған йешиллар партийисиниң мәсули Volker Beck әпәнди, 2 – нөвәтлик д у қ ечилиштин икки күн илгири д у қ ниң рәиси рабийә қадир ханим билән бивастә сөһбәт елип барған болуп, униң уйғурлар мәсилиси һәққидики пикирлири қурултай ахирлишип үч күндин кейин, йәни 11 – айниң 30 – күни, германийә федерал җумһурийити парламентиниң чоң йиғинида оттуриға қоюлған.
Volker Beck Әпәнди өз нутқида германийә баш министери Angela Merkel гә вә парламент хадимлириға уйғурларниң инсан һәқлири мәсилиси һәққидә хитаб қилиш билән биргә, германийә ташқи ишлар министири Frank-Walter Steinmeier әпәндигә соаллар қойған.
Volker Beck Әпәнди өз нутқини "мән унтулған бир милләт вә униң унтулған инсаний һәқлири һәққидә сөзләймән. Мән алдинқи һәптә уйғурларниң аниси вә уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим билән көрүштүм. Мән "шәрқий түркистан" дәп аталған бу вәтән хәлқиниң "ислам террористлири" дегән бөһтан билән узундин буян хитай мәркизи һөкүмети тәрипидин бастурушқа, һуҗумға вә зиянкәшликкә учраватқанлиқини көрүп йәттим, дәп башлиған.
Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди, йешиллар партийисиниң мәсули Volker Beck әпәндиниң парламент йиғинида, алдинқи айда ечилған д у қ һәққидә тохтилип өткәнлики вә рабийә қадир ханимниң германийә һәм явропа парламенти мәсуллири билән көрүшкәнлики, шундақла Volker Beck әпәндиниң нуқтулуқ һалда д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлири мәсилисини оттуриға қойғанлиқи һәққидә өз көз қарашлирини ипадилиди.
Volker Beck Әпәнди германийә парламентида 614 вәкилгә сөзлигән нутқида, уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә мәлумат бериш билән биргә, өзиниң д у қ рәиси рабийә қадир ханим билән көрүшкәндә игә болған учурлирини шәрһиләп өткән вә рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлириниң қамаққа елинғанлиқини, рабийә қадир ханим д у қ рәисликигә сайлинип әтисила, хитай һөкүмитиниң униң бир оғлини йәттә йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилип өч алғанлиқини һәмдә рабийә қадир ханимниң башқа пәрзәнтлириниң һаятиниң хәвпкә йолуқиватқанлиқини алаһидә әскәрткән. У сөзиниң ахирида германийә таш ишлар министиригә мураҗиәт қилип, рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлирини қутулдуруш үчүн бейҗиң һөкүмити билән җиддий сөзлишиш елип беришни тәкитлигән вә хитайниң инсан һәқлири дәпсәндичилики, инсан һәқлири паалийәтчилиригә зиянкәшлик қилиш мәсилиси һәққидә германийә һөкүмитини җиддий позитсийә тутушқа дәвәт қилған.
Volker Beck Әпәндиниң германийә парламентидики бу нутқи 12 – айниң 15 – 16 – күнлири ашкарә елан қилинғандин башлап бүгүнгә қәдәр, һәр қайси мәтбуат вә торларда кәң тарқитилмақта. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- 12 – Декабир һәрикитиниң 21 йиллиқи хатириләнди
- Д у қ ниң рәиси, уйғурларниң мәнивий аниси рабийә қадир ханим зияритимизни қобул қилип д у қ һәққидә тохталди
- Рабийә қадир ханим явропа парламентида
- Рабийә қадир ханим баварийиниң юқири дәриҗилик һөкүмәт хадимлири билән көрүшти
- Рабийә ханим вә паалийәтчиләр хитайниң алим абдуреһимни қолға алғанлиқиға наразилиқ билдүрди
- 2 – Нөвәтлик дуня уйғур қурултийи ахирлашти