Светсийидики "уйғур күни" паалийити аяғлашти


2004.10.25

15 – Өктәбир шветсийидә башланған "натонуш дуня" намида аталған, бирқанчә һөкүмәт орунлири бирлишип өткүзгән икки һәптилик уйғур күни паалийити бүгүн аяғлашти. . Уйғурларни шветсийә хәлқигә тонуштурушни мәқсәт қилған бу паалийәт ескилстунадики әмгәкчиләр сарийида елип берилған йиғилиш билән аяғлашти.

Күрәш күсән башчилиқидики уйғурлар бу паалийәттә уйғурларниң нахша – музикилири, мәдәнийити вә башқа өрүп – адәтлири намаян қилинди.

Ахирида хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң шветсийидә турушлуқ бир хадими зияритимизни қобул қилип, уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә сөзлиди.

Буниң тәпсилатини светсийидики ихтияри мухбиримиз ялқундин аңлаң

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.