Уйғур таамлири ню-йоркта


2007.07.17

Шәрқ вә ғәрб тамақ мәдәнийәтлирини өзлиригә муҗәссәм қилиш билән биргә өзигә хас болған мол тамақ мәдәнийитини бәрпа қилған уйғурлар өзлириниң бу мәдәнийитини дуняниң һәр қайси җайлириға өзлири билән биргә елип бармақта һәмдә бәлгилик дәриҗидә кеңәйтмәктә.

Уйғур тамақ мәдәнийити тәтқиқатчилириниң ейтишичә өткән әсирниң 50-60-йиллирида уйғур елидин сабиқ совет иттипақиға көчүп чиққан уйғурлар өзлириниң әнә шу мол тамақ мәдәнийитини қериндаш өзбек, қазақ, қирғиз, түркмән қатарлиқ һәр қайси түркий хәлқләр арисиға кеңәйтип, уларниң миллий тамақ мәдәнийитиниң тәрәққи қилиши вә моллишишиһүн зор төһпә қошқан иди. Уйғур ашпәз устамлар өз һүнәрлири билән кишиләрни һозурландурупла қалмай, бәлки йәрлик ашпәзләргә һәмдә йәрлик аһалиларға уйғур тамақ түрлирини өгәткән. Һазирниң өзидиму, көплигән уйғурлар алмута, бишкәк вә ташкәнт қатарлиқ чоң кичик шәһәрлиридә уйғур тамақлирини асас қилған йемәк-ичмәк содиси йәни рестуран-ашханиларни ечиш билән тирикчилиқ қилиду, уйғур таамлири изчил түрдә оттура асия хәлқлириниң яхши көришигә еришип кәлмәктә.

Йеқинқи бир қанчә йиллардин буян уйғурларниң америка вә явропа иттипақиға тарқилиши билән,у йәрләрдиму уйғур ресторанлири ечилишқа һәмдә уйғур таамлири шуниңдәк буниңға қошулуп, уйғур мәдәнийити техиму кәң даирә бойичә билинишкә башлиди.

Америкиниң ню-йорк шәһиридә ечилған "қәшқәр адаләт" уйғур ресторани һәққидә өз мухбиримиз үмидварниң нәқ мәйдандин бәргән сөһбитини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.