Уйғур мәдәний ядикарлиқлири базарға йүзләнгәндә ...
2008.02.13
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә уйғурларға аит тарихий изналарни, мәдәний ядикарлиқ орунлирини саяһәтчиликкә қара - қоюқ ечиши йәнила давамлашмақта.
Йеқиндин буян уйғурчә бәзи тор бәтләрдики муназириләрдин һәтта уйғурларниң пәхирлик мутәпәккур алимлиридин йүсүп хас һаҗип һәмдә мәхмут қәшқириләрниң мәқбәрилириниңму бәзи саяһәт ширкәтлиригә сетип берилгәнлики мәлум. Йәни нөвәттә қәшқәр шәһиригә җайлашқан йүсүп хас һаҗип мәқбәрисини бир хитай саяһәт ширкити сетивалғандин башқа, опалға җайлашқан мәхмут қәшқири мәқбәрисигиму бәш милйон юән баһа қоюлуп базарға селинған икән.
Мәзкур мәсилә нөвәттә уйғурларда хитай һөкүмитиниң уйғур мәдәний ядикарлиқлириға қәстән бузғунчилиқ елип келиватқанлиқиға қарита наразилиқ һәм мулаһизиләрни йәниму юқири долқунға көтүрди.
юқиридики улиништин, мухбиримиз гүлчеһрәниң америкидики уйғур тилшунас, доктор қаһар барат әпәнди һәм германийидики уйғур зиялийси күрәш атихан әпәндиләр билән өткүзгән сөһбәт хатирисиниң тәпсилатини аңлайсиләр.
Мунасивәтлик мақалилар
- "Йипәк йолиниң мәнбәси --- шинҗаңдин йеңи тепилған җаһанни зил - зилгә салған асарә - әтиқиләр каталоги"
- Мәһмут қәшқири йили вә 1000 алтун мукапат
- Германийидә хәлқаралиқ милләтләр мәдәнийити көргәзмиси өткүзүлди
- Кроран пәқәт инсанлардин йирақ болғандила сақлинип қалалайду
- Уйғур хәлқ музика дурданилири" хәлқара медалға еришти
- Уйғур өсмүрлири "дуня балилар өйи мәдәнийәт паалийити" сорунини ләрзигә салди
- Өзбекистанда уйғурлар өзлириниң қандақ тәсирини көрсәткән?
- Хотән қәғизи барғанчә етибарға елинмақта
- Әслини сақлап қалған уйғур хәлқ нахшилиридин һузур елиң
- Уйғур таамлири ню-йоркта
- Уйғуршунаслиқ ғәрб дунясида техиму тәрәққи қилиду
- "Махмуд қәшқири вә түрк дунясиниң тили, әдибияти, мәдинийити вә тарихий"