Хәлқара җәмийәтниң, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бесимиға қарши тәдбир елиш вақти йетип кәлди


2007.03.01

Кристин авкунус, вашнгтондики җурҗ вашнгтон университети оқуғучилириниң гезити болған The Daily Colonial гезитидә елан мақалисидә, америка һөкүмитиниң хәлқарадики образиниң хүнүлишишидә, дипломатийә тәшәббуслириниң йоқлиқиниң асаслиқ рол ойнаватқанлиқини тәкитләп, америка һөкүмити болупму ислам дунясидики образини қайтидин тикләш үчүн, уйғурларниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш мәсилисигә арилишип, хитай һөкүмитиниң бу һәқтә сөһбәт башлишини тәшәббус қилиши керәк, дегән.

Хитай һөкүмити уйғурларниң әң әқәлли инсаний һоқуқлириниму дәпсәндә қилмақта

Мақалидә ейтилишичә, америка һөкүмитиниң уйғур мәсилисидә бундақ бир тәшәббуста болуши, америкиниң ислам дунясида хунүкләшкән образиниң қайтидин тиклинишигә ярдәм қилидикән һәмдә мусулманлар арисида ғәрб дөләтлиригә қарши һессиятиниң техиму күчийип кетишиниң алдини алидикән.

Мақалисидә, хитай һөкүмитиниң 1949‏- йили шәрқий түркистан җумһурийитини ишғал қилғандин бери, уйғурларға қарита бастуруш сиясити елип бериватқанлиқини тәкитлигән кристин авкунус, мақалисини давамлаштуруп мундақ дәйду:

"1999‏- Йили хитай һөкүмити тәрипидин башлитилған ‘қаттиқ зәрбә бериш’ һәрикити нәтиҗисидә он миңдин артуқ уйғур ‘террорчи’, ‘бөлгүнчи’ паалийәтләргә қатнашқан дәп әйиблинип қолған елинди. Хитай һөкүмити 1999‏- йилидин һазирғичә миңдин артуқ уйғурни муддәтсиз қамақ җазаси яки өлүм җазаси қатарлиқ түрлүк җазалар билән җазалиди. Бүгүн уйғурларниң мәктәпләрдә өз тилида оқуши чәкләнмәктә. Уларниң өз динини өгинишигә рухсәт берәлмәйду. Оқуғучиларға диний тәлим тәрбийә бәргән диний оқутқучилар һөкүмәт тәрипидин дәрһал қолға елиниду. Хитай һөкүмити уйғурларниң әң әқәлли инсаний һоқуқлириниму дәпсәндә қилмақта".

Хәлқара җәмийәтниң уйғурларға ярдәм қилиш вақти йетип кәлди

Мақалисидә, хәлқара җамаәтниң, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бесимиға қарши тәдбир елиш вақти йетип кәлди дәп көрсәткән кристин авконус, мундақ дәйду:

"Бу мәсилидә америка йетәкчи рол ойниши керәк. Америка һөкүмити дуня сода тәшкилати, б д т вә башқа хәлқаралиқ тәшкилатлар арқилиқ, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини өзгәртишини тәләп қилиши керәк. Америка һөкүмитиниң, бу мәсилидә б д т вә хәлқара тәшкилатлар билән һәмкарлашқан һалда паалийәт елип бериши, америкиниң хәлқара тәшкилатлар алдидики образини қайтидин тикләйду. Америка шундақла дуня уйғур қурултийи биләнму һәмкарлишип, паалийәт елип бериши мумкин.

Мақалисидә, америка һөкүмитиниң, уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшиниң, америка һөкүмитиниң бу дөләтдә яшаватқан мусулманлар арисидики итибариниң көтүрүлүшигә сәвәб болидиғанлиқини тәкитлигән кристин авкунус мундақ дәйду: "2008 - йили америкида өткүзүлидиған президент сайлимға өзини намзат көрсәткән сенатор һәлләри клинтон қатарлиқ намзатларниң һәммиси, хитайға қарши қаттиқрақ позитсийидә болушини, өзлириниң сайлам темиси қилип бекитти. Шундақла америка хәлқи һөкүмәтниң хитайға қарши қаттиқрақ позитсийдә болушини арзу қилидиғанлиқини очуқ ипадилиди".

Америкиниң хитайдики бесимдин қутулуши үчүн уйғурларға ярдәм бериши, америка үчүн нурғун җәһәтләрдин пайдилиқ болиду. Америкиниң уйғур мәсилисигә арилишиши, америкиниң образиниң қайтидин тиклинишидә, террорчилиқниң кеңйишиниң алдиниң елинишда һалқилиқ рол ойнайду һәмдә америкиниң хитайни хәлқара тиҗарәт қаидилиригә риайә қилишқа мәҗбурлайдиған сиясий бир позитсийидә болушиға имканийәт яритип бериду. Америкиниң хәлқарадики образиниң яхшилиниши, иран билән болған ихтилапниң биртәрәп қилинишиға шундақла оттура шәрқтә террорчилиқниң кеңийшиниң алдиниң елинишиға һәссә қошиду. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.