Чәтәлликләрниң қаришида уйғурлар мәсилиси (1)


2006.09.19

Уйғур сиясий затлири вә тәшкилатлириниң чәтәлләрдики паалийәтлири барғансери көп чәт`әлликләрниң диққитини өзигә җәлип қилмақта. Америка вә явропа әллиридики тәшвиқат васитилириниң уйғурлар мәсилисини тема қилған баянлириму күнсери көпәймәктә. Болупму, хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати қатарлиқ инсан һәқлири тәшкилатлириниң уйғурлар мәсилисини хизмәт күнтәртипигә қоюп елип бериватқан паалийәтлири, техиму көп дөләт вә милләтләрниң уйғурларға болған қизиқишини һәссиләп ашурмақта.

Германийидики хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиниң мәсули дилюс әпәнди, америкидики тибәт һәрикити тәшкилатиниң мәсуллиридин бири болған язғучи җамяң норбу әпәнди, германийидики түрк зиялийси өзгүр әпәнди вә швейтсарийилик аял язғучи ангәлика ханим зияритимизни қобул қилип, уйғурлар мәсилисигә болған көз қарашлирини оттуриға қоюп өтти.

Уларниң бирликкә кәлгән пикри "бүгүн уйғурлар мәсилиси, тибәт мәсилисигә охшашла дуняниң диққәт – итибарида турмақта" дегәндин ибарәт болди.

Дуняниң диққәт – итибарида туриватқан уйғурлар мәсилисини явропалиқларниң зади қанчилик чүшинидиғанлиқини сориғинимизда, йиллардин буян, уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүп кәлгән хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиниң мәсули дилюс әпәнди җавап берип мундақ дәйду:

"Хитайни бүгүнки тәрәққият һәм қуввәткә ериштүргән енергийә шәрқий түркистан вә тибәтниң йәр асти байлиқлиридин ибарәт боливатиду. Әмма бу байлиқларниң игиси болған уйғурлар вә тибәтликләр еғир намратчилиққа мәһкум яшимақта. Уларниң мәдәнийити, өрп – адити, диний етиқади, тил вә пикир әркинлики дәпсәндә қилинмақта. Биз бу мәсилини ялғуз германийә һөкүмитигила әмәс, явропа бирликигә әза барлиқ дөләтләргә билдүрүшкә теришиватимиз. Барлиқ явропалиқларға билдүрүшкә теришиватимиз. явропа бирлики хитай билән болған иқтисади һәмкарлиқни тилға алғанда, уйғурлар вә тибәтликләрниң һәққини тилға елишни унутмаслиқи керәк. Бизниң ғәрб дунясида тунҗи қәдәмдә тәшвиқ қиливатқинимиз мушу мәсилиләр. ".

Дилюс әпәнди йәнә мундақ дәйду:

"Мениңчә, уйғурлар вә тибәтликләрниң дәваси явропада қиззиқ бир тема һалиға келиватқан болсиму, бирақ уйғурлар вә тибәтләрниң әһвали һазир наһайити хәтәрлик бир вәзийәттә туриватиду. Чүнки, хитайниң енергийигә болған еһтияҗни һәссиләп ешип бериватиду. Хитай бу енергийигә шәрқий түркистан вә тибәтсиз еришәлмәйду. Бу еһтияҗ, техиму қудрәт тепиш истигидә һәрикәт қиливатқан хитайни уйғурлар вә тибәтликләргә техиму қаттиқ қол сиясәт йүргүзүшкә елип келиду. Әмәлийәттә, хитай бу қәдәмни аллабурун басти. Бизниң явропа дөләтлирини җидди агаһландуриватқан мәсилимиз бу".

Түрк зиялийси өзгүр әпәнди, уйғурларниң нөвәттики әһвалини тәһлил қилип, уйғурларниң наһайити қудрәтлик бир дүшмән билән елишиватқанлиқини, бүгүн ғәрпниң қоллишиға еришиватқан уйғурларниң бу муқәддәс дәвасиниң, пат – арида йәнә пүтүн түрк дунясиниң һимайисигә еришидиғанлиқини оттуриға қойди һәмдә америка вә явропа әллириниң өзлириниң иқтисади мәнпәитини дәп, шәрқий түркистан хәлқиниң инсаний һәқ – һоқуқлириға сәл қаримаслиқини, уйғурларниң һәққани дәвасини давамлиқ қоллишини үмид қилидиғанлиқини әскәртти, шундақла, уйғурларниң мустәқиллиққа еришкән`гә қәдәр өз мәдәнийитини, тилини, өрп – адәтлирини қоғдашниң, өз-ара бирлик вә һәмкарлиқини күчәйтишиниң муһимлиқини тәкитлиди.

Дилюс әпәнди, хитай баш министери вәнҗиабао һамбургқа келиштин илгири, өзлириниң германийә һөкүмәт даирилири билән җидди көрүшүп, шәрқий түркистан вә тибәттики инсан һәқлири мәсилисини тилға елишни тәкитлигәнликини сөзләп мундақ дәйду:

"явропа бирлики вә германийә һөкүмити хитай билән иқтисади һәмкарлиқ елип барғанда, уйғурлар вә тибәтликләрниң инсаний һәқ – һоқуқлириниң дәпсәндә қилиниватқанлиқини унтулуп қалса, иқтисади мәнпәәт үчүн инсан һәқлиригә көз юмса, келичәктә мәркизи асияда техиму яман ақивәтләрниң йүз беришигә йол ечип бәргән болиду. У һалда, уйғурлар вә тибәтликләрниң бүгүнки демократик күрәштин ваз кечип, қораллиқ вастиләргә мураҗиәт қилиш билән, өз тәқдирини өзгәртишкә урунуш ирадисини чәкләп қалғили болмайду".

Түрк зиялиси өзгүр әпәнди, мустәқиллиқ күришиниң наһайити мүшкүл күрәш икәнликини, әмма уйғурларниң киличәктә мутләқ рәвиштә мустәқил болидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини, сабиқ совит иттипақиниң йемирилип, оттура асия түрк җумһурийәтлириниң мустәққиллиққа еришкәнлики буниң бир өрники икәнликини оттуриға қойди. (Әкрәм)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.