Парламент әзаси мустафа әнөз түркийә парламентида уйғурлар һәққидә сөз қилди

Түркийә милләтчи һәрикәт партийисиниң парламент әзаси мустафа әнөз әпәнди 1 - айниң 11 - күни түркийә парламентида уйғурлар һәққидә сөз қилди вә ташқи ишлар министирлиқидин уйғурлар һәққидә соал сориди.
Мухбиримиз әркин тарим
2010.01.15
Turkiye-MHP-parlament-ezasi-Mustafa-Enoz-ependi-305.jpg Сүрәт, түркийә милләтчи һәрикәт партийисиниң парламент әзаси мустафа әнөз әпәнди 1 - айниң 11 - күни түркийә парламентида уйғурлар һәққидә сөз қиливатқан көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

Мустафа әнөз әпәнди илтимасида, алди билән уйғурларниң бүгүнки вәзийити вә хитайлар елип бериватқан бесим сиясити һәққидә мәлумат бәргәндин кейин, түркийә ташқи ишлар министирлиқидин төвәндики 3 соални сориди.

Биринчи, түркийә ташқи ишлар министирлиқи болуш сүпүтиңлар билән, хитайларниң шинҗаң уйғур аптоном районида яшаватқан қериндашлиримизға елип бериватқан бесим сиясити һәққидә хитай һөкүмити билән музакирә елип бардиңларму?

Иккинчи, хитайларниң уйғурларға қарита елип бериватқан инсанлиқ қелипидин чиққан сияситини дуня җамаәтчиликигә аңлитиш җәһәттә немә хизмәтләрни қилдиңлар?

Үчинчи, ташқи ишлар министирлиқи хитайларниң уйғурларға қаратқан бесим сияситини тохтитиш үчүн немә хизмәтләрни қилмақта? бу һәқтә хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиға наразилиқ хети тапшурушни ойлаватамду?

Биз парламент әзаси мустафа әнөз әпәндиниң уйғурлар тоғрилиқ ташқи ишлар министирлиқиға сунған хети һәққидә өзи билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Jan 16, 2010 02:42 AM

Болса шу сөһбириңларниму тикист һалида ﯪхириға йазған болсаңлар

Anonymous
Jan 18, 2010 04:43 AM

Хитай билән техи икки һәптиниң ﯪлдида 8 әмәс
38 Түрлүк келишим имзалиғанлиқиңлар бизниң есимиздә
Наһайити ениқ турупту, шәрқий түркистанлиқлар қолуңларда
Мал вә козур болуп қалған болса техи узақ өтмәй бизгиму таң ﯪтқанда қалған һесабатни обдан қилишивалармиз.