Уйғур чалғу әсваблири мәсилиси хәлқара йиғинда


2007.12.17

12- Айниң 14- күни түркийиниң қоҗаәли университетида "хәлқ музикисида чалғу әсваблири" мавзулуқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини чақирилди. Бу йиғинға америка қошма штатлири, әзәрбәйҗан, русийә федератсийиси вә македонийә қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән 35 әтрапида музикишунас қатнашқан вә сөз қилған.

Бу илмий муһакимә йиғинида измир әгә университети оқутқучиси адәм өгәр әпәнди "уйғур түрклиридә бәзи чалғу әсваблири вә хитай мәдәнийитигә болған тәсири " темисида, әнқәрә гази университети музика оқутқучиси проф. Др. Нәзиһә шәнтурк ханим "шәрқий түркистан уйғур чалғулири" темисида, коҗаәли университети тарих оқутқучиси др. Сәма орсой ханим болса " хитайчә тарихи мәнбәләрдә түркләрдә хитай вә тибәтләр билән ортақ болған чалғулар" темисида сөз қилған.

Биз бу илмий муһакимә йиғинида уйғур чалғу әсваблирини әтраплиқ тонуштурған әнқәрә гази университети музика оқутқучиси проф. Др. Нәзиһә шәнтурк ханим билән телефон зиярити елип бардуқ. У, бу илмий муһакимә йиғинида уйғурларниң музика тарихи вә бүгүнки вәзийити һәққидә қисқичә мәлумат бәргәндин кейин уйғур чалғу әсваблирини әтраплиқ тонуштуруп өткән. Кейин илмий муһакимә йиғиниға, түркийидики пүтүн музика факултетлирида уйғур чалғу әсваблирини тонуштуридиған вә уйғур музикиси өгитидиған дәрсләрни тәсис қилиш керәклики һәққидә тәклип сунған.

Биз бу илмий мақалини чөридигән һалда әнқәрәдики ихтияри мухбиримиз әркин тарим проф. Др. Нәзиһә шәнтурк ханим билән телефон зиярити елип барди. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.