76 - Нөвәтлик дуня қәләмкәшләр қурултийида түрмидики уйғур қәләмкәшләр тоғрисида қарар мақулланди

76 - Нөвәтлик дуня қәләмкәшләр қурултийи 9 - айниң 26 - күни токйода рәсми башланған болуп қурултайда түрмидә йетиватқан уйғур қәләмкәшләр һәққидә қарар мақулланған.
Мухбиримиз әркин тарим
2010.09.29
76-nowetlik-dunya-qelemkeshler-qurultiyi-305 Сүрәт, 9 - айниң 26 - күни токйода рәсми башланған 76 - нөвәтлик дунйа қәләмкәшләр қурултийидин бир көрүнүш.
Сүрәтни нанҗов тарқан.

Бу қурултайға дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән язғучи, шаир, қәләмкәшләр җәмийитиниң әзалири вә паалийәтчиләрдин болуп 110 дөләттин кәлгән қәләмкәшләр қатнашмақта.

Бу вәкилләр 4 комитет бойичә музакирә елип бармақта. Булар: аял язғучилар комитети, түрмидики язғучиларниң һәқ вә һоқуқлирини қоғдаш комитети, балилар әдәбияти комитети вә тәрҗимә комитети.

Бу йиғинға қазақистан, канада, явропа дөләтлиридин кәлгән 7 уйғур язғучи вә паалийәтчи қатнашмақта.

Дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйса әпәнди алаһидә тәклип бойичә бу йиғинға қатнашқан болуп, қурултайда түрмидә йетиватқан уйғур язғучи вә тор бети башқурғучиларниң мәсилисини күнтәртипкә елип кәлгән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу йиғинни уюштурғучилардин қәйсәр вә долқун әйсалар билән елип барған сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.