Русийә қәдимки уйғур шәһирини әслигә кәлтүрүш ишлириға уйғурларни тәклип қилмақта
2008.02.25
Милади 8-әсирдики орхун уйғур қағанлиқиниң қағани муюнчур тәрипидин салдурулған, кейин намәлум сәвәбләр түпәйлидин вәйран болуп кәткән мәзкур қәлә тува җумһурийитиниң моңғулийә билән чегрилинидиған терә көл дәп аталған колниң оттурисидики бир аралға җайлашқан болуп, алдинқи йили русийә алаһидә ишлар министири сергей шойгуниң тәшәббуси билән мәзкур қәлә үстидин илмий тәкшүрүш елип бериш һәмдә уни қайтидин қуруп чиқиш пилани түзүлүп, русийә һөкүмити, җүмлидин президент путинниң қоллишиға еришкән һәтта, президент путин өткән йили бу йәрни биваситә зиярәт қилған иди.
20-Феврал күни москвадики пор-баҗин қәдимки уйғур қәләси мәдәнийәт фонди қазақистан җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизини москваға тәклип қилип, қазақистан уйғурлирини мәзкур пиланға қатнишишқа чақирди. Қазақистан җумһурийәтлик мәдәнийәт мәркизиниң рәһбәрлиридин бири, доктор аблиз абдуллайев әпәнди москвада зиярәттә болуп, русийә тәрәп билән бир қатар һәмкарлиқ пиланини музакирә қилди.
юқиридики улиништин, силәр оз мухбиримиз үмидварниң москваға берип, русийә тәрәп билән учришип қайтқан доктор аблиз абдуллайев әпәнди билән елип барған сөһбитини аңлайсиләр.
Мунасивәтлик мақалилар
- язғучи "муһәммәд роһи уйғур" ниң һаят кәчүрмишлири
- Түркистан давасиниң пешивалиридин бири - мустафа чуқай
- Таҗикистанлиқ алим шәрқий түркистан ислам җумһурийити һәққидә китаб язди
- Русийидә йеңи нәшир қилинған шәрқий түркистан җумһурийити һәққидики китаблар
- 1937 -1938Йиллири уйғурлар үчүнму паҗиәлик болған иди
- Алматада нәшр қилинған " уйғур земинида" намлиқ китаб күчлүк инкас қозғиди
- Көп милйонлуқ аз санлиқ милләт
- яқупбәгниң қәшқәрийә-русийә мунасивәтлиридә ойниған роли
- Шаңхәй һәмкарлиқи рамкиси астидики уйғур мәсилиси