Хитайда харланған бир уйғур қизниң баяни
2007.04.30
Радиомизниң һәқсиз телефон ленийиси арқилиқ телефон қилған бир уйғур қизниң ейтип беришичә, бу уйғур қиз 'бәш йүз юән мааш берилиду' дәп үрүмчидин шаңхәйгә алдап кетилгәндин кейин, хитайниң тансиханисиға сетивитилгән. "Мән харландим" дәп җакарлиди бу уйғур қизи.
Бу уйғур қиз хитайниң тансиханисида җинси мулазимәткә зорланған
Радиомизниң һәқсиз телефон ленийиси арқилиқ телефон қилған бу уйғур қизниң баяниға қариғанда, бу уйғур қиз хитайниң тансиханисида җинси мулазимәткә зорланған. У өзиниң харлиниватқанлиқиға чидимай, хитай сақчилириға шикайәт қилған болсиму, әмма хитай сақчилири униңға ярдәм бәрмигән.
Бу уйғур қизни бир уйғур йигит қутқузған
Радиомизниң һәқсиз телефон ленийиси арқилиқ телефон қилған бир уйғур қизниң баяниға қариғанда, хитай тансиханисиниң хоҗайини бу уйғур қизниң қолиға пул бәрмигән вә сиртқа чиқармиған.
Бу уйғур қиз хитайчә тил билмигәчкә һәм чоң шәһәрниң йоллирини билмигәчкә, харлиниватқан җайдин қечип кетәлмигән. Ахир, бу уйғур қизни бир уйғур йигит қутулдурған.
Хитайниң башқа шәһәрлиридә мушундақ харлиниватқан уйғур қизлири йәнә бар
Радиомизниң һәқсиз телефон ленийиси арқилиқ телефон қилған бу уйғур қизниң баяниға қариғанда, бу уйғур қиз һазир хитай шәһәрлиридә ушшақ тиҗарәт билән тирикчилик қиливатқан уйғур җамаитиниң һемайисидә туруватиду, у һазир харланмайду һәм турмушида қейинчилиқ йоқ.
Әмма бу уйғур қиз уз юртиға қайтип кетиштин қорқиду. Хитайлар билән 'хизмәт догвари' түзүп ичкиригә кәлгәндин кейин, мушундақ шәкилдә харлиниватқан уйғур қизлири башқа хитай шәһәрлиридә өзиниң уйғур икәнликини юшуруп күн өткүзиватиду.
Бу мәзмунларни әмди шу қизниң өз ағзидин, юқурдики улуништин аңлаңлар. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Заманимизниң коңул сориғучи аяллири вә яш қизларниң хумдан - завутида җинси қул болиши
- Ким кимниң дүшмини? (2)
- Уйғурлар өз юртида кәмситилмәктә
- Ким кимниң дүшмини?
- "Уйғур қизлири тазилиққа деққәт қилмайтти" дәп әйипләнгән
- Уйғур елидә йүргүзүлүватқан "2007 - йиллиқ баһар шамили" уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғиди
- Уйғур елидә, "2007 - йиллиқ баһар шамили" уйғурларға еғир ишсизлиқ ақивәтини елип кәлмәктә
- Хитайлар, уйғур елидин хитайға тошулған ишләмчиләрни мәдәнийәтсиз дәп һақарәтлиди