Уйғур рәссами мәрвайит һапиз вә униң нәтиҗилири


2007.11.01

Merwayit-taklamakan-200.jpg
Уйғур рәссами мәрвайит һапизниң тәклимакан чүшүрүлгән рәсиминиң фото сүрити. . Photo by Merwayit Hapiz

Һазир германийидә яшаватқан уйғур рәссами мәрвайит һапиз, нәтиҗә қазанған уйғур рәссамлиридин бири болуп, у өз вақтида уйғур елидә зор шөһрәт қазанған иди.

Мәрвайит ханим 1996 - йили германийигә кәлгәндин буян явропа сәнәт мәркәзлиридин бири болған мюнхен шәһиридә рәссамлиқ билән шуғуллинип келиватқан болуп, у мушу җәрянда көп қетим мюнхендики даңлиқ гүзәл сәнәт көргәзмәханилирида шәхсий көргәзмә ачқан вә дуняниң башқа җайлирида ечилған көргәзмиләргә тәклип билән әсәр қатнаштурған.

Төвәндә мәрвайит ханим билән униң сәнәт һаяти вә униң уйғур сәнитиниң һазирқи әһвали тоғрисидики көз қарашлири һәққидә сөһбәт өткүздуқ.

юқиридики улиништин, мухбиримиз җүмәниң бу һәқтики зияритиниң тәпсилатини диққитиңларға сунимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.