Уйғур тарихидин кәлгән қәһриман персонаж - қара оғлан
2007.07.04
Түркийидә түркләрниң әргәнәкондин чиқип һазирқи тупрақларға келиш тарихи аңлитилған ривайәтләр интайин җиқ. Бу ривайәтләр еғиздин - еғизға, әвладтин- әвладқа аңлитилип кәлгән. Бу ривайәтләрдә худди уйғурлардики чин төмүр батурға охшашла қара оғлан, таркан қатарлиқ қәһриман персонажлар бар болуп, қара оғлан десә түркийидә билмәйдиған киши йоқ. Һәтта түркийәниң сабиқ баш министирлиридин бүләнт еҗевиткә хәлқ тәрипидин қара оғлан дәп нам берилгән иди.
Өткән һәптә түркийәниң әң чоң хәвәр қаналлиридин бири болған NTV телевизийисиниң түрк қәһриманлири темилиқ программисида қара оғлан персонажиниң уйғур икәнлики һәтта қара оғлан филиминиң йеқинда қазақистанда синға елинидиғанлиқи дейилди. Игилишимизчә, 1960-йилидин тартип қара оғлан һәққидики ривайәтләр вә чөчәкләр аңлитилған рәсимлик китап уда 7 йил франсийә, алҗирийә, тунис, маракәш қатарлиқ дөләтләрдә сетилған икән.
Бу рәсимлик һекайә түркийәдики чоң гезитләрдә узун йиллар рәсимлик чатма һекайә шәклидә нәшир қилинған болуп, оқурмәнләрниң қизиқип оқушиға сазавәр болған икән. Биз бу қара оғлан персонажиниң уйғурларға асаслинип туруп яритилғанлиқини аңлиғандин кейин, бу қәһриманниң яратқучиси болған суат ялаз әпәндим билән көрүштуқ. Суат ялаз әпәнди 1932-йили түркийәниң қиршеһир вилайитидә дуняға кәлгән болуп, истанбул гүзәл- сәнәтләр академийисини пүттүргән.
Оқуғучилиқ йиллирида түркийәдики гезит вә һәптилик журналларда рәсим сизған. 1960-Йилида ахшам гезитидә йезишқа башлиған қара оғлан һекайилири билән оқурмәнләрниң алқишиға сазавәр болған. Кейин у өзиниң ширкитини қуруп, тарихи қәһриманлар тәсвирләнгән киноларни ишлигән.
юқиридики улиништин, мухбиримиз әркин таримниң суат ялаз әпәнди билән елип барған сөһбитини аңлиғайсиләр.
Мунасивәтлик мақалилар
- Др. Алимҗан инайәт әпәндиниң шәрқий түркистанниң нөвәттики мәсилилири темисидики доклати
- Турпандики қәдимий шәһәрләр вәйранчилиққа учримақта
- "Қәдимий җуңгу зади қанчилик чоң иди" дегән мақалиниң аптори билән сөһбәт
- Тәйвән оттура мәктәп тарих дәрслик китабиға өзгәртиш киргүзгәндин кейин бәс муназириләр әвҗ алди
- 30 - Өктәбир вәқәсигә 25 йил
- Көз йешида нәмләнгән земин" намлиқ әсәр истанбулда нәшир қилинди
- Коммунар талипофниң үрүмчидә сөһбәт йиғиниға қатнашқанлиқи мунасивити билән(1)
- Мәрһум һаҗи яқуп анат әпәндиниң "шәрқий түркистанда милләтчилик һәрикәтлири" нәшр қилинди
- японийидә өткүзүлгән "шинҗаңдики тарихий мәнбәләр" муһакимә йиғини мунасивити билән доктор абләт камалофни зиярәт
- Ғалҗап йезисидики уйғурларниң өтмүши вә һазири
- Түркийидә абдуреһим өткүр вә турғун алмасларни хатириләш йиғилиши өткүзулди