Рус алиминиң нәзиридики уйғур йеқинқи заман тарихи


2007.07.11

Уйғур йеқинқи заман тарихи уйғур омумий тарихиниң әң муһим вә назук қисими , чүнки у бүгүнки хитай дөләтчилик сиясити билән биваситә мунасивәтлик болғанлиқи үчүн униңға қандақ баһа бериш мәсилиси даим муназирә һәм көз қараш ихтилапини кәлтүрүп чиқириду. Бу мәсилидә хитай тарихчилириниң нуқтиинәзәрлири билән уйғур тарихчилири җүмлидин чәт әл тарихчилириниң нуқтиинәзәрлири мәлум дәриҗидә охшимаслиқларға игә .

Топилаңму ? қозғилаңму?

Уйғур хәлқиниң 19-әсирдә мәнчиң ханданлиқиниң һөкүмранлиқиға қарши елип барған күрәшлири уйғур сиясий тарихиниң муһим бир қисими болуш билән биргә бүгүнки хитай дөләтчилик идийиси билән мунасивәтлик назук мәсилә болуп һесаблиниду.

Хитай тарихчилири 19-әсирдә уйғур елиниң һәр қайси җайлирида йүз бәргән кәң көләмлик вәқәләрни адәттә "топилаң" вә яки " хоҗиларниң қалаймиқанчилиқи" шуниңдәк " чәт әл җаһангирлириниң таҗавузчилиқ һәм вәтәнни парчилаш қара нийитиниң ипадиси" дәп характер бериду.

Ундақта, 19-әсирдики қозғилаңлар растинла диний әсәбийлик түсидики топилаңму?

Бу мәсилә һәққидә уйғур алимлири билән хитай алимлири җүмлидин бир қисим чәт әл алимлири арисида охшимиған баһа вә көз қараш мәвҗут. Уйғур тарихчилири бу һәрикәтләрни миллий мустәқиллиқ күриши дәп қариса, рус алимлири буни "миллий азадлиқ күриши" дәп қарайду. Америкидики харвард университетида түркологийә бойичә докторлуқ унвани алған қаһар барат әпәнди 19-әсирдики уйғурларниң қозғилаңлириниң миллий азадлиқ вә мустәқиллиқ күриши икәнликини көрсәтти.

Русийә алимлири бу темини көп тәтқиқ қилған

Русийә вә сабиқ совет иттипақ алимлири уйғур 19-әсир сиясий тарихи һәққидә көп издәнгән болуп, буларниң ичидә тарих пәнлири докторлиридин тихоноф , гурийевич, кузнетсоп, басханоф , думан, дубровская қатарлиқ онлиған рус алимлиридин башқа йәнә давут иссийеф, абләт хоҗайоф, мәнсур рузийеф , малик кәбироф қатарлиқ уйғур тарихчилири көп әмгәк сиңдүрүп, бир қатар тәтқиқат китаблири һәм мақалилирини елан қилған иди.

Бу алимлар өз әмгәклиридә бирдәк һалда 19-әсирдики мәнчиң империйисиниң уйғур дияридики сияситини мустәмликичилик сиясәт, уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлирини миллий азадлиқ, қутулуш һәрикәтлири дәп характерлигән . Мана мушундақ идийә илгири сүрүлгән һәмдә русийә уйғур тарихи тәтқиқатиға нәзәрийә җәһәттин бәлгилик тәсир көрсәткән мақалә рус уйғур тарихи тәтқиқатчиси , профессор дмитрий тихонофниң " 1864-йили шәрқий түркистанда йүз бәргән қозғилаңлар" намлиқ мәшһур мақалиси болуп һесаблиниду.

Бу әсәр әйни вақитта юқиридики көз қарашларниң күчийишигә бәлгилик тәсир көрсәткәнлики үчүн барлиқ алимлар тәрипидин бирдәк етирап қилиниш һәм мақалә-әсәрлиридә пайдилинишқа еришилгән иди.

Тихонофниң көз қарашлири

Профессор дмитрий тихоноф мақалисидә 1759-йили мәнчиң сулалиси қошунлириниң ғәрбий өлкиләрдики қозғилаңларни бастурғандин кейин, уйғур диярини бесивалғанлиқини көрситиш билән "1759-йили қәшқәрийә билән җуңғарийиниң бипаян земинлири хитай империйисигә тәрипидин ахири қошувелинди. Хитай қошуни бу йеңи районларда һәддидин зиядә вәһшликлирини намаян қилди. Бирақ, хитай басқунчилири тәрипидин ишғал қиливелинған бу районлардики уларниң һакимийити узун пут тирәп туралмиди.

Биринчи қетимлиқ қозғилаңниң башлиниши 1816-йили йүз бәрди, бу қозғилаң кичикрәк болуп, хитай әскәрлири уни бастуралиди. Бу вәқәниң әһмийити шуки, хәлқ райондики хитай һакимийитиниң аҗиз икәнликигә ишәнч һасил қилди. Он йиллар өткәндин кейин йеңи йәни бурунқиға қариғанда күчлүкрәк долқун көтүрүлгән болуп, 1825-1827-йиллиридики һәрикәтниң бешида шәрқий түркистанда һөкүм сүргән ақ тағлиқ хоҗилар ханданлиқиниң әвлади җаһангир хоҗа турди. 1830-Йили қоқәнт қошунлириниң ярдими билән ақ тағлиқ хоҗилар қисқа муддәт һакимийәтни игилиди, 1847- вә 1857-йиллири ишғалийәтчиләрниң һакимийитини ағдуруп ташлашқа болған нәтиҗисиз урунушлар йәнә йүз бәрди" дәп өз баянлирини башлайду.

Униң қаришичә, 1816-йилидин таки 1864-йилидики кучар қозғилиңиғичә болған арилиқтики күрәшләр толуқ ғәлибигә еришәлмигән болсиму, лекин буларниң һәммиси 1864-йилидики кучар, или, хотән, қәшқәр қатарлиқ җайлардики омумий йүзлүк миллий азадлиқ күрәш долқунниң көтүрүлишигә асас болған. Мәнчиң һөкүмранлиқида езилгән хәлқ өз күчигә ишәнгән болуп, хәнзу хәлқиниң ичкири хитайда мәнчиң сулалисиға қарши елип барған кәң көләмлик тәйпиң тйәнго һәрикитиму мәнчиң сулалисини аҗизлитип, қойған болуп, буниң тәсиридә ғәрбий тәрәпләрдики туңганлар қозғилаң көтүргән болуп, бу һәрикәтләрни қәшқәрийә вә җуңғарийидики туңганларму қоллиған иди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.