Норвигийидики уйғур путболчи тонулмақта


2008.02.28

Йеқинқи йиллардин бери норвегийә һөкүмитиниң уйғур или вә уйғур мәсилисигә болған қизиқиши вә уни тонуши юқири көтүрүлүшкә башлиди. Болупму дуня уйғур қурултийиниң рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси рабийә қадир ханимниң рафто кишилик һоқуқ мукапатиға еришиши вә йеқинқи уч йилдин буян уда 3 қетим нобел тинчлиқ мукапатиниң әң күчлүк намзатлири қатариға кириши уйғур вә уйғур мәсилисини норвегийә һөкүмити вә хәлқиғә тонутушта әң ачқучлуқ рол ойнап бу дөләткә келидиған уйғурларниң саниниң тез көпийишидә түрткилик рол ойниди.

Уйғурларниң саниниң көпийиши билән илгири һәр саһә вә һәр кәсипни оқуған вә ишлигәнләр тил қийинчилиқини тездин йеңип һәр қайси саһәләрдә өз маһаритини вә иқтидарини көрситишкә башлиди.

Мушу қатарда, йеқинда норвигийигә келип туруш рухситини сақлаватқан исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур йигити хитайниң 2008-йиллиқ олимпик мусабиқиси башлиниш алдида, һәмминиң көзи хитайға тикилип турған бир пәйттә, өзиниң путбол ойнаштики таланти билән өзи туруватқан райондики путбол командисиниң асаслиқ әзасиниң биригә айлинип, өз маһаритини көрситип, мәзкур команда вә команда әзалириға олимпиктәк хәлқаралиқ мусабиқигә қатнишиш салаһийитигә еришәлмәйдиған лекин бәдән вә башқа сапалири хитай топчилиридин ешип чүшидиған уйғур исимлик бир милләтниң мәвҗутлиқини тонутти. (Айгүл йүсүп)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.