Уйғур тебабәтчилики хәтәрлик әһвалда қалмақта
2007.02.26
2 Миң йилдин көпрәк тарихқа игә болған уйғур тибабити дорилири нурғун кесәлликләргә шипа, болупму юқумлуқ зукам, а вә б типлиқ җигәр яллуғи, созулма характерлик канай шахчә яллуғи, меңә, йүрәк қан -томур кесәлликлири, йәллик боғум яллуғи, ақ кесәл, сунуқ, терә кесәлликлирини давалашта үнүми һәқиқәтән көрүнәрлик икән.
Уйғур елиниң тәңритағ тор бетидә елан қилған мунасивәтлик мәлуматларда көрситилишичә, уйғур елидә һазир наһийә дәриҗиликтин юқири уйғур тебабити шипаханисидин 42 си, 3 миңчә кесәл карвити, уйғур тибабити дорилири тәтқиқат орнидин үчи бар икән. Лекин һөкүмәтниң уйғур тибабити үчүн салған мәблиғи йетәрсиз болғанлиқтин, нурғун мәсилиләр та һазирғичә һәл қилинмиған.
Иқтисад вә қоллаш кәмчил
26 - Феврал күни тәңритағ тор бетидә елан қилинған "қийин әһвалда қалған уйғур тебабәтчилики" намлиқ мақалидә көрситилишичә, һазир уйғур елиниң һәрқайси җайлиридики уйғур шипаханилириниң һәммисидә дегидәк иқтисадий қийинчилиқ түпәйлидин давалаш үскүнилири интайин кәмчил болған һәтта улар кәспий ишларда зөрүр болған аппаратлар вә аяллар кесәлликлирини тәкшүридиған әсвабларниму сетивалалмиған. Буниңдин башқа йәнә, һазир уйғур тибабитидә, юқири оқуш тарихиға игә хадимлар толуму кәмчил болуп, варисларни тәрбийиләп йетиштүрүш мәсилиси күнсери еғирлашқан.
Уйғур елидики бирдин - бир алий дәриҗилик уйғур тибабити мәктипи, йәни шинҗаң уйғур тибабити алий техникоминиң мудириниң билдүрүшичә, һазир уйғур елидики уйғур тибабити кәспий хадими миңғиму йәтмәйдикән, кәспий оқуш тарихи барлар аран 2 миңдин ашқан икән. Уйғур тибабити сипидә түрлүк курс мәлуматиға игә хадимлар 35 пирсәнтни, алий техником мәлуматиға игә хадимлар 46% ни оттура вә кәспий техником мәлуматиға игә хадимлар вә оқуш тарихи йоқлар омумий санниң йеримини игиләйдикән.
"Қийин әһвалда қалған уйғур тебабәтчилики" намлиқ бу мақалидә, аптор уйғур тибабити дорилири һәққидә тохтилип "уйғур тебабити дорилири һазир тебәт тебабити, мияв зу тебабити дорилиридәк тез йүксәлмигән" дәп тәкитлигән. Апторниң билдүрүшичә, статистикиға қариғанда, 2004 - йили хитай бойичә миллий тебабити дорилириниң мәһсулат қиммити 5 милярд 500 милйон йүән болған, лекин уйғур тебабити дорилириниң мәһсулат қиммити аран 50 милйон йүәнгә йәткән, йәни 1 % ниму игилийәлмигән.
Уйғур тибабәт җәвһәрлириниң қанун тәрипидин қоғдилиниши йетәрлик әмәс
Мәзкур мақалидә һазир уйғур тебабәтчиликиниң интайин қийин әһвалда қалғанлиқи тәкитлиниш билән бир вақитта, уйғур тебабити дорилириниң әқлий мүлүк һоқуқини қоғдап қелиш имканийитиниңму йоқ болуватқанлиқи оттуриға қоюлған. Мәсилән 96 хил уйғур тебабити дорисиниң арисида патент һоқуқи барлар яки мәмурий җәһәттә қоғдилидиғини 5 % гиму йәтмәйдикән. Лекин тебәт тебабити вә мияв тебабити дорилириниң қоғдаш нисбити 60% тин ашидикән. Униңдин башқа, тәқлид қилип ишләпчиқириш қилмиши әслидинла наһайити аҗиз уйғур тебабити дорилириға нисбәтән йоқулуш характерлик апәт болған.
Мақалида ашкарилинишичә, 2005 - йилиниң ахириғичә, 15 хил уйғур тебабити дорисини 91 кархана охшитип ясивалған. Бу һәқтә радиомизниң зияритини қобул қилған исмини мәлум қилишни халимиған аптоном районлуқ миллий тебабәтчилик дохтурханисидики бир хизмәтчи хадим йеқинқи бир нәччә йилдин буян, мәзкур дохтурханиниң 30 нәччә хил дориниң патент һоқуқини хитай ширкәтләргә сетивәткәнликини мәлум қилди.
Гәрчә уйғур елидә уйғур тебабәтчилики хәтәрлик һаләттә қеливатқан болсиму, уйғур тебабити вә доригәрликниң чәтәлләрдики тәтқиқат ишлири бир қәдәр көзгә көринәрлик нәтиҗиләргә еришмәктә. Атақлиқ уйғур тебабити тәтқиқатчиси дохтур муһәммәт өмәр әпәнди түркийигә чиқип йәрләшкәндин кейин, үрүмчидики уйғур миллий тебабәт дохтурханисиға мәсул болуп турған мәзгилидики тәҗрибилирини йәкүнләш асасида 10 нәччә йил тиришип тәтқиқ қилиш вә әмәлий давалаш арқилиқ һазир истанбулда яврупа буйичә ортақ тарқитилидиған уйғур тебабити дорилирини ясаш вә сетиш ширкити қоруп чиққан.
Уйғур тебабити дорилириниң тәрәққиятиға көңүл бөлүватқан мутәхәссисләр " уйғур елидә, уйғур тебабити дорилири хилму -хил сәвәбләр түпәйлидин тәрәққият пурситидин мәһрум қилинмақта. Уйғур мәдәнийитиниң бу қиммәтлик мираси ташлап қоюлмақта " дәп әндишә қилмақта. (Меһрибан)