Германийидә хитайға қарши кәң көләмлик намайиш
2008.03.24
3 - Айниң 24 - күни германийиниң мюнхен шәһридики мәшһур мәрйәм мәйданида ай - юлтузлуқ көк байрақ йәнә бир қетим җәвлан қилди. Қанчә онлиған лозункилар вә вивискилар миңлиған тамашибинларниң диққитини тартти. Намайишчиларниң җараңлиқ авазлири шәһәрниң әң ават мәркизи болған бу районни ләрзигә салди.
Кәң көләмлик намайиш
Бу қетимқи намайишни баш шитаби германийиниң мюнхен шәһридә болған яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати орунлаштурған болуп, намайишқа йүзлигән уйғурлар қатнашқандин сирт, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хәлқара инсан һәқлири тәшкилати, түрк тәшкилатлири вә башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң рәһбәрлириму қатнашти. Шуниң билән биргә, қазақистан, шветсийә вә башқа яврупа әллиридин кәлгән уйғур меһманларму иштирак қилди.
Д у қ ниң орунлаштурушиға бинаән, бәш айға қәдәр давамлишидиған бу намайиш вә қаршилиқ һәрикити һәққидә, яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси, д у қ ниң баш катипи долқун әйса әпәнди чүшәнчә берип өтти.
Биз уйғурлар билән биллә
Бу қетимқи намайишқа қатнашқан, уйғурлар мәсилисини яхши чүшәнгән вә уйғур миллий һәрикитигә йиллардин буян һесдашлиқ қилип кәлгән хәлқ`ара инсан һәқлири тәшкилати мюнхен тармиқиниң рәиси патрик әпәнди зияритимизни қобул қилип, уйғурлар вә тибәтликләр мәсилиси һәққидики пикирлирини диққитимизгә сунди.
У сөзидә, хитай коммунистлириниң шәрқий түркистан вә тибәттә йүргүзиватқан инсанийәтсиз қилмишлирини қаттиқ әйибләпла қалмай, хитай мустәбит һакимийитиниң олимпик мусабиқиси өткүзүш салаһийитигә игә әмәсликини тәкитлиди һәмдә хәлқ`ара инсан һәқлири тәшкилатиниң уйғурлар вә тибәтликләр билән биргә, олимпикни байқут қилиш һәрикитини ахирғичә давамлаштуридиғанлиқини әскәртти.
Хитайлар чиқип кәтсун!
Бу қетимқи намайишта, хитай зулмиға аит көп санда тәшвиқат варақчилири тарқитилди. Намайишни әтрапта топлишип көзитиватқан чәт`әлликләргә д у қ ниң муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди германчә чүшәнчиләр берип өтти. Намайишниң мәқсиди, шәрқий түркистанниң 1949 - йили хитай истиласиға дуч кәлгәндин буянқи паҗиәлик тәқдири, уйғур миллитиниң арзу - тиләклирини шәрһилиди.
Намайиш җәрянида „хитайлар вәтинимиздин чиқип кәтсун, уйғурларға әркинлик, уйғурларға демократийә, инсан һәқлири болмиған дөләттә олимпик өткүзүшкә болмайду, хитайдики өлүм җазаси әмәлдин қалдурулсун, сиясий мәһбуслар қоюп берилсун, дегәндәк шоарлар үзмәй товлинип турди.
Бу қетимқи намайишқа йәнә, д у қ, яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати, шәрқий түркистан информатсийон мәркизи қатарлиқ тәшкилатларниң рәһбәрлиридин башқа, д у қ ниң сабиқ рәиси әркин алиптекин әпәнди, қазақистан уйғур яшлири тәшкилатиниң рәиси абдурешит әпәнди, мәрһум язғучи вә рәһбәр зия сәмидиниң оғли риза сәмиди әпәнди, шветсийә уйғур җәмийити рәһбәрлиридин язғучи вә вәтәнпәрвәр инқилабчи абдурешит һаҗи керими қатарлиқ кишиләрму қатнашти. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тибәтләр хитайларни қоғлап чиқириш һәркити елип барған
- Хитай һөкүмити тибәттә елип бериливатқан намайишта далай ламаниң әйиблик икәнликини билдүрди
- Германийидә уйғурлар вә тибәтликләрниң хитайға қарши намайиши
- Голландийә уйғурлар вә тибәтләр бирликтә хитайға қарши намайиш елип барди
- Бир түркүм хитай демокиратчилириниң тибәттики тоқунушларға қарита инкаси
- Лхасада тибәтләрниң намайиши бастурулғандин кейинки йеңи мулаһизиләр
- "Шәрқий түркистан үчүн тарихий пурсәт"
- 14 - Март лхаса тоқунуши вә уйғурларниң инкаслири
- Вашингтондики хитай әлчиханиси алдида болған тибәтләр намайишиға уйғурларму қатнашти
- Тибәттики намайиш тоқунушқа айланди
- явропа парламентида рабийә қадир ханимни қоллаш һәққидә мураҗәтнамә
- Хитайниң террорлуқ һуҗум һәққидики баянати уйғурлар тоғрисидики йеңи мулаһизиләргә йол ачти
- Норвегийидә тибәт вә уйғурлар намайиш өткүзди
- Тибәтликләр нюйоркта бейҗиң олимпикигә қарши наразилиқ паалийәтлири елип барди
- Барат һаҗиниң һаят кәчүрмишлири һәққидә һөҗҗәтлик филим ишләнди