Норвегийидә тибәт вә уйғур мәсилиси буйичә йиғин ечилди


2008.03.11

2008 - Йили 3 - айниң 9 - күни норвегийиниң пайтәхти осло шәһиридики кишилик һоқуқ бинасида тибәт вә уйғур мәсилиси буйичә йиғин ечилди. Бу қетимқи йиғинни норвегийә тибәт комитети вә кишилик һоқуқ органлири бирлишип оюштурған болуп, йиғинға һәр қайси җайлардики кишилик һоқуқ паалийәтчилири,тибәтләр,уйғурлар вә норвег меһманлардин болуп җәмий 150кә йеқин киши қатнашти.

Норвегийә тибәт комитетиниң саһипханлиқида ечилған мәзкур йиғинға бу қетим язғучилар әркинлик мукапатиға еришкән тибәтлик аял язғучи өсәрниң ери "мениң ғәрбий диярим, сениң шәрқий түркистаниң" қатарлиқ әсәрләрниң аптори ваң лишуң асаслиқ меһман супитидә қатнишип тибәт вә уйғур мәсилиси һәққидә доклат бәрди.

" Уйғурларниң мустәқиллиқ вә демократийә арзусиға һөрмәт қилиш керәк "

Уч саәткә йеқин давамлашқан бу қетимқи йиғинда ваң лишуң тибәт вә уйғурларниң нөвәттә җиддий дуч келиватқан сиясий,иқтисадий вә диний мәсилилири һәққидә тәпсилий тохтилип,пакитлиқ рәсимләр арқилиқ йиғин иштиракчилириға тибәт вә уйғур елиниң һазирқи вәзийитини чүшәндүрүп өтти.

Йиғин ахирида у уйғур, тибәт вә норвегларниң уйғур или, тибәт вә хитай коммунистик һакимийити һәққидә сориған соаллириға әстайидил җаваб бәрди.

Ваң лишуң абдусәмәт әпәндиниң уйғур елиниң нөвәттики кишилик һоқуқ вәзийитиниң тибәттинму начар икәнлики, уйғурларниң демократийә вә мустәқиллиқ арзусиға қандақ қарайдиғанлиқи һәққидики сориған соалиға мундақ җаваб бәрди:"уйғурлар дуч келиватқан миллий вә диний мәсилә һәқиқәтән еғир. Мән буни уйғурларниң юртиға сәпәр қилиш җәрянида өз көзүм билән көрдум вә аңлидим. Мән уйғурларниң мустәқиллиқ вә демократийә арзусиға һөрмәт қилиш керәк дәп қараймән. Чүнки уйғур, тибәт вә башқа һәр қандақ бир милләтниң өз арзуси буйичә әркин, демократик вә һөр яшаш һоқуқи бар дәп қараймән. Хитай демокиратчилириниң уйғурларниң мустәқиллиқ вә демократлишиш арзусиға қандақ қарайдиғанлиқиға кәлсәк, бәзилириниң қариши хитай коммунистик партийисиниңкидин чоң пәрқлинип кәтмәйду. Әгәр уйғур қатарлиқ милләтләрниң әркинлик арзусиға һөрмәт қилинмайдикән, җуңгониң демократлишиш мәсилисидин сөз ачқили болмайду. Лекин хитай һөкүмити дәл әксичә, пәқәт зораванлиқ усули арқилиқла уларниң әркинлик,кишилик һоқуқ тәләплирини бастуриватиду. Әгәр бундақ давамлишивәрсә уйғур елидиму худди боснийидәк қанлиқ тоқунуш юз бериши мумкин, әмма бу тоқунуш боснийигә қариғанда нәччә һәссә артуқ болуши мумкин.Чүнки уйғур райони интайин кәң, аһалиму боснийигә қариғанда нәччә һәссә көп, шуңа бу иш ахир берип қанлиқ тоқунушқа айлинип кетиши мумкин."

" Қош тил маарипи уйғурларни ассимилиятсийә қилиш учун йүргүзиливатқан пилан "

Ваң лишуң уйғур мәктәплириниң хитай мәктәплиригә қошуветилиши вә уйғур тил - йезиқиниң оқу - оқутушта истималдин қалдурулуши қатарлиқ мәсилиләр һәққидә соралған соалға мундақ җаваб бәрди: хитай һөкүмитиниң мәктәпләрни қошуветиши,уйғур тил - йезиқини тәдриҗи әмәлдин қалдуруши,хитай тилини асаслиқ һөкүмран тилға айландуруши уйғурларни асмилиятсийә қилиш учун йүргүзиливатқан бир пилан болуп, бу һазир тил мәсилисидә очуқ - ашкара қаршилиқниң пәйда болушиға сәвәб болди.

Исмини ашкарилашни халимиған бир әпәнди ваң лишуңдин мундақ сориди:сиз һәм хитай демократчиси һәм уйғур вә тибәт мәсилиси һәққидә көплигән әсәрләрни язған язғучи,лекин сиз һазир хәлқаралиқ бир мукапатни тапшуруп елиш учун норвегийигә паспорт елип келәлидиңиз, лекин уйғур язғучиси нурмәмәт ясин өзи язған бир парчә әсири учун хитай һөкүмити тәрипидин 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди. Сиз бу мәсилини қандақ чүшәндүрисиз ? дегән соалиға у мундақ җаваб бәрди: "бу соалға әсли җуңго һөкүмити өзи җаваб бериши керәк. Әмди мениң шәхси җавабимға кәлсәм, бу худди аялим тибәт миллитидин болғанлиқи үчүнла бу йәргә мукапатни тапшуруп елишқа киләлмигинидәкла бир иш болуп, сиз ейтқан язғучи дәл уйғур миллитидин болғанлиқи үчүнла һөкүмәт тәрипидин мушу адаләтсиз муамилигә учрап түрмигә ташланған."

" Ваң лечуән олимпик бихәтәрликини баһанә қилип уйғур,тибәтләрни бастуруш һәрикитини техиму күчәйтмәкчи"

У йәнә, уйғур елидә йүргүзүлүватқан пиланлиқ туғут мәсилиси һәққидә соралған соалға мундақ җаваб бәрди:пиланлиқ туғут сияситиниң уйғур елидә йүргүзүлүши һәқиқәтән еғир болуп, һамилдар аялларниң қорсиқидики һөкүмәт тәрипидин пилансиз дәп қаралған бовақларниң өлтүрүлүп чүшүрүшкә мәҗбурлиниш әһвали бәк еғир.Уйғурлар мусулман милләт болғанлиғи учун қорсақтики балини өлтүрүшни еғир гунаһ дәп һесаблайду. Шуңа уйғур районидики һөкүмәткә болған нурғун қаршилиқлар мушу түпәйлидин келип чиққан.

У ахирида, хитайниң бу йил язда өткүзидиған олимпик йиғини һәққидә тохтилип мундақ деди;уйғур елиниң партком секритари ваң лечуән телевизийә истансисиниң зияритини қобул қилғанда, өзини террорчиларниң өлтүрүш қара тизимликидики биринчи шәхс дәп көрсәткән болуп, у бу арқилиқ мәсилини техиму җиддий вә йоғинитип көрситиш арқилиқ олимпик башлиништин бурун олимпикниң бихәтәрликини қоғдашни баһанә қилип уйғур,тибәт қатарлиқ милләтләрни бастуруш һәрикитини техиму күчәйтмәкчи болуватиду. (Айгүл йүсүп)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.