Дуня уйғур қурултийи һәйити түркийиниң әң чоң партийилиридин бири болған тоғра йол партийисини зиярәт қилди


2007.03.30

duq-toghrayol-200.jpg
Д у қ вәкиллири тоғра йол партийиси мәркизидә

Түркийәдә парламент сайлими йеқинлишиватқан күнимиздә түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан тәшкилатлиридин бири болған шәрқий түркистан мәдинийәт вә һәмкарлиқ җәмийити сияси партийәләргә уйғур мәсилисини аңлитиш хизмитини тезлитивәтти. Бүгүн йәни 3-айниң 30-күни дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди, тәптиш бөлүми әзаси һайруллаһ әпәнди вә дуня уйғур қурултийи яшлар комитети әзаси абдуллаһ турсун башчилиқидики бир гуруп уйғур түркийиниң әң кона вә узун йил һакимийәт бешида болған партийилиридин бири болған тоғра йол партийиси мәркизини зиярәт қилди.

Вәкилләр тоғра йол партийиси муавин башлиқи, нусхәт қандемир, саффәт әрқанбөдүк, умут ариқ, емин гүндүз қатарлиқ рәһбәрләр билән көрүшүп уйғурларниң һазирқи вәзийитини вә түркийәгә болған тәләплири оттуриға қоюлған 45 бәтлик бир доклатни уларға сунди вә бу һәқтә уларға әтраплиқ мәлумат сунди.

Бу қетимқи зиярәт һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн микрофонимизни дуня уйғур қурултийи муавин рәиси, шәрқий түркистан мәдинийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи сейит түмтүрк әпәндигә узаттуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.