" Баш әгмәс милләт уйғурлар олимпикниң һарписида хитайни биарам қилмақта "


2007.11.23

Uyghurs-200.jpg
Мәзкур мақалә вә сүрәтниң тордики келиш мәнбәси: http://www.isn.ethz.ch/news/sw/details.cfm?id=18377

Бу йил 8 ‏- ноябир күни қәшқәрдә өлүмгә буйрулған вә уйғур тәшкилатлири тәрипидин уйғур хәлқиниң сәр хил оғланлири дәп аталған 5 уйғур әркинлик җәңчиси учриған җаза, дунядики даңлиқ тәтқиқат орунлириниң, қәләмкәшләрниң уйғур мәсилиси һәққидә пикир қилишиға, қәләм тәвритишигә түрткә болмақта.

Уйғурлар гүзәл зиминниң игиси, әмма гүзәл турмушниң игиси әмәс

Вашингтондики оттура шәрқ тәтқиқат орниниң тәтқиқатчиси җон дәлй, бу йил 21 ‏- ноябир күни " енергийә ахбарати" торида мақалә елан қилип, хитай сотиниң қәшқәрдә 5 уйғурға өлүм җазаси беришиниң сиясий арқа көрүнүшини мулаһизә қилди; у мулаһизисидә " баш әгмәс уйғурлар, олимпикниң һарписида хитайниң уйқусини қачуруватиду" дәп хуласә чиқарди.

Җон дәли, мақалисидә, уйғурларниң уйғур мустәқиллиқ һәрикитиниң йилтизи сүпитидә, уйғурларниң миллий вә диний кимликини көрсәткән һәм уйғурларниң 1933 ‏- вә 1944 ‏-йилларда икки қетим мустәқиллиқниң тәмини тетиғанлиқини әскәрткән.

Аптор мақалисидә, уйғур районидики миллий тоқунушниң сәвәблиридин бири уйғурларниң бай вә гүзәл бир земинниң игиси әмма, гүзәл турмушниң игиси әмәс икәнликини көрситиду вә мундақ язиду: уйғур райониниң көмүр записи 2 тирилйон 190 милярд тонна, бу хитайдики көмүр запас миқдариниң %40 ини тәшкил қилиду; уйғур районида байқалған минерал маддилар 138 түрлүк болуп, буларниң ичидә әң муһими тәбий газ, бу райондики запас тәбиий газ миқдари 840 милярд күп метир болуп, бу хитайниң омуми тәбиий газ, нефит записиниң %25 ни тәшкил қилиду. Хитайниң мана бу байлиқни қолдин чиқармаслиқ үчүн нопус көчүрүш сияситини йол қойғанлиқини язған аптор йәнә мунуларни билдүргән: 1949 ‏-йили үрүмчи нопусиниң %80 и уйғур иди, 2007 ‏-йилиға кәлгәндә, хитай нопуси %80 гә йәтти; 1970 ‏-йилдин кейин, бир милйон 200 миңдин артуқ көчмән уйғур райониға көчүп кәлди, бу сәвәбтин уйғурлар ишидин айрилди, өй-маканлиридин айрилди.

Җон дәлй мақалисидә, хитайниң уйғур районидики бастуруш һәрикитини 80‏ - йилларниң ахиридин башлап шиддәтләнди дәп көрситиду һәм бу күчийишни мундақ 3 асасий сәвәпкә бағлап чүшәндүриду.

Совит иттипақиниң йимирилиши; йәни, уйғурларниң оттура асияда яшаватқан қериндаш милләтлириниң мустәқиллиққә еришиши. 11 ‏- Сентәбир вәқәсиниң йүз бериши. Хитайниң оттура асиядин келидиған енергийә транспортида, уйғур райониниң әһмийитиниң һәссиләп ешиши.

Ваң лечуән: " һәрқандақ киши бөлгүнчилик билән шуғулланса иккиләнмәй бастуримиз "

11 ‏- Сентәбир вәқәси, хитайни уйғур мәсилиси үстидә һәм әндишигә салди һәм хошал қилди; әндишиси, аз сандики бир гуруһ кишиләрниң дуняни һәйран қалдурғидәк ишларни қилалайдиғанлиқини байқишидур; хушаллиқи болса, уйғур миллий һәрикитини, террорчилиққа бағлап чүшәндүрүш пурситигә еришкинидур. Хитайниң бу хил пурсәтпәрәслики үстидә тохталған, җон далй, хитай һөкүмитиниң хәлқара җамаәттин йиллардин бери сир тутуп келиватқан уйғур мәсилисини 11 ‏- сентәбир вәқәсидин икки ай өткәндә ашкарилашқа мәҗбур болғанлиқини билдүрди вә хитай ташқи ишлар министириниң" афғанистандики әлқаидә һәрбий лагерида 1000 нәпәр уйғур бар дегән " сөзини нәқил кәлтүрди.

Аптор хитай сотиниң қәшқәрдә, 5 уйғурни өлүм җазасиға буйруғанлиқи үстидә тохтилип, 10 ‏- ноябир күни, қәшқәр оттура хәлқ сот мәһкимиси тәрипидин 5 уйғурға өлүм җазаси берилгәнлик хәвири билән, уйғур мәсилиси дуняға әң йеқинда әң кәң көләмдә йәнә бир рәт ашкариланди, дәп язған вә хитайниң, олимпик мәзгилидә, уйғурларниң бирәр иш чиқирип қоюшидин әнсирәватқанлиқини көрсәткән вә уйғурларни қорқутуш йоли билән тенчландурушқа урунишиниң бир қанчә йилдин бери давамлишип келиватқанлиқини хитай рәһбәрлириниң сөзлиридин мисал елип көрсәткән, у мисалида, ваң лечүәнниң " һәрқандақ киши әгәр бөлгүнчилик билән шуғулланса яки бөлгүнчиликкә күшкүртсә, иккиләнмәй бастуримиз " дегән сөзини, 2000 ‏-йили13 ‏-сентәбир күни, хитайниң сабиқ баш министири җу роңҗиниң " хитайниң бирлики вә бихәтәрликигә тәһдит салғучиларға төмүр муш билән зәрбә беримиз " дегән сөзлирини, йәнә, ху җинтавниң, 2005 ‏- йили 25 ‏- май күни, " етник мәсилиләрни баһанә қилип күшкүрткүчилик қиливатқан дөләт ичи ‏- сиртидики дүшмән күчләргә рәһим қилмаймиз " дегән сөзлирини нәқил кәлтүргән.

Бүгүн дуняда, сиясий қилмиши сәвәблик өлүм җазасиға буйрулуватқан милләт пәқәт уйғурлардур

Аптор йәнә, бейҗиң олимпик бихәтәрлик қоманданлиқ иштабиниң муавин башлиғи лю шаввуниң мушу айниң 16 -күни мухбирларға ейтқан " хитайниң игилик һоқуқиға наразилиқ билдүргәнләр әпу қилинмайду" дегән сөзлирини әсләп өткән.

Хәлқара инсан һәқлири тәшкилатиниң билдүрүшичә, бүгүн дуняда сиясий қилмиши сәвәблик өлүм җазасиға буйрулуватқан милләт уйғурлардур; мулаһизичиләрниң қаришичә, дуняниң әң рәһимсиз бир диктатор түзүминиң бастурушиға учраватқан милләт уйғурлардур; йәнә дуня ахбаратиниң билдүрүшичә, бүгүн әркинлики үчүн күрәш қилип, дуняда үч қитәдә түрмидә йетиватқан бир гуруһ болуп, у болсиму уйғур мустәқилчилиридур. Шунчә қаттиқ бастурушларға қаримай, үзүлмәй қаршилиқ көрситиватқанлар уйғур мустәқилчилиридур; мана бу нуқтини нәзәрдә тутқан болса керәк, тәтқиқатчи җон дәлй мақалисини мундақ ахирлаштурған: " шүбһисизки, хитайдики баш әгмәс аз санлиқ милләт уйғурлар, олимпикниң һарписида, олимпик тинчлиқиға мәсул башлиқ лю ниң пат-пат чүшини бузуп туруватиду." (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.