Шветсийидики түркий хәлқләр: биз һечқачан уйғур түрклиримизни ялғуз қоймаймиз

RFA Photo
Шветсийидә яшаватқан уйғурлар хитай һөкүмитиниң қирғинчилиқи башланған - 5 июлдин башлап, намайиш елип бериш, ахбарат органлириға мәлумат бериш, шветсийә парламент әзалири вә һөкүмәт хадимлириға хәт йоллаш, тәшвиқ варақлири вә қирғинчилиқ әһваллирини пластинка қилип тарқитиш қатарлиқ паалийәтләрни елип бериватқан иди.
Бу қетимқи намайишни йөтобори шәһиридики әзәрбәйҗан тәшкилати, иран һәзәр - түркмән тәшкилати вә ирақ кәркүк түркмән тәшкилатлири бирликтә уюштурған болуп, намайишқа шветсийиниң башқа шәһәрлиридә яшаватқан уйғурларму келип қатнашқан.
Намайишта сөзгә чиққан иран һәзәр-түркмән тәшкилатиниң рәиси мундақ деди: " биз түрк хәлқи тарихта охшимиған һакимийәтләр астида зулмәтлик кәчүрмишләрни баштин кәчүрдуқ вә қирғинчилиққа учридуқ. Совет һакимийити дәвридә бу территорийидә яшаватқан түрк хәлқи милйонлап қирип ташланған болса, һазир хитай коммунистлири уйғур түрклиримизни қириватиду, биз буниңға әмди қол қовуштуруп қарап туралмаймиз, яшисун уйғур!"
Намайиш җәрянида зияритимизни қобул қилған "ирақ түркмәнлири адаләт җәмийити" ниң рәиси мәмәт равуп әпәндим мундақ деди: "биз пүтүн түрк дуняси йәни шиветсийдә яшаватқан түркләр шветсийиниң йөтобори шәһиригә топландуқ. Бизниң 25 милйон уйғур түрк қериндашлиримиз йиллардин бири хитай асаритидә зулум чекиватиду. Биз пүпүн түрк хәлқиниң тилимиз, динимиз вә тенимиз бир. Биз уйғур қериндашлиримиз тартиватқан улумларни қобул қилалмаймиз . Бу йәргә кәлгәнләрниң һәммиси түрк қериндашлиримиздур .Улар әзәрбәйҗандин, түркийидин, ирандин вә ирақтин кәлгәнләрдур. Биз һәммимиз бир мәқсәт билән бу йәргә топландуқ, биз һечқачан уйғур түрклиримизни ялғуз қоймаймиз."
Бу шиветсийдә елип берилған 3 қетимлиқ намайиш болуп, намайиштин кийин һәр қайси җәмийәтләрниң рәһбәрлири бир йәргә җәм болуп, бундин кийин хитайға қарши қандақ паалийәтләрни елип бериш вә шветсийә даирисидә түрк бирликини қуруп чиқиш һәққидә мәслиһәттә болушти.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.