Д у қ баш катипи долқун әйса японийә зиярити һәққидә тохталди
2006.11.07
Д у қ ниң баш катипи, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси долқун әйса әпәнди, 30 – өктәбир күни башланған бир һәптилик японийә зияритини нәтиҗилик тамамлап, 5 – ноябир күни германийиниң миюнхен шәһиригә қайтип кәлди. японийидики паалийәтлири һәққидә зияритимизни қобул қилған долқун әйса әпәнди, бу бир һәптә җәрянида, япунийә парламент әзалири, инсан һәқлири тәшкилатлириниң мәс`уллири, хитай һәм шәрқий түркистан мәсилилири мутәхәссислири, мәтбуат саһәси вә сода – санаәт саһәсидики нопузлуқ затлар билән учришип, уйғур мәсилиси һәққидә мәлумат бериш, шундақла, хитайниң шәрқий түркистан хәлқи үстидин йүргүзүватқан зулумлирини паш қилиш пурситигә еришкән. Долқун әйса әпәнди, зияритимиз давамида японийидики уйғурларниң орни мәсилиси һәққидә тохталди.
Долқун әйса әпәнди японийә зиярити җәрянида японийидики мәшһур Yomiuri Shimbu вә Mainichi Newspapers" " һәмдә "японийә мәдәнийәт телевизийә қанили" қатарлиқ гезит вә телевизийә қаналлириға нутуқ сөзләп, уйғурларниң нөвәттики вәзийитини японийә хәлқигә аңлатқан.
11 – Айниң 2 – күни, японийә сода – санаәтчиләр бирләшмиси вә токйо фондиниң тәшкиллишидә уюштурулған "шәрқий түркистан һәққидә доклат" йиғиниға қатнишип, шәрқий түркистанниң қисқичә тарихи, һазирқи сиясий, иқтисади, мәдәнийәт, маарип, дин вә екологийилик әһваллири һәққидә, шундақла уйғурларниң чәтәлдики сиясий паалийәтлири тоғрулуқ мәлуматлар бәргән. Бу паалийәткә; японийилик карханичилар, содигәрләр, университетларниң профессорлири, мәтбуат хадимлири болуп көплигән киши иштирак қилған. Долқун әйса әпәнди 30 – өктәбир күни, японийә парламентида нутуқ сөзлигән иди.
Долқун әйса әпәнди бу қетимқи зиярити җәрянида йәнә, исмини ашкарилашни халимиған японийиниң юқири дәриҗилик һөкүмәт хадимлири вә уйғур мәсилисигә қизиққучи муһим әрбаблар билән айрим учришишлар елип берип, уйғурлар мәсилиси һәққидә сөһбәтләшкән. Долқун әйса әпәнди, д у қ ниң бундин кейин японийидә сиясий паалийәт елип бериш мүмкинчилики бар – йоқлиқи һәққидә сориған соалимизға җавап бәрди.
Д у қ баш катипи долқун әйса әпәндиниң бу қетимқи японийә зиярити, чәтәлдики хитайға қарши паалийәтләр билән шуғуллиниватқан уйғурларниң тунҗи қетим японийидә уйғурлар мәсилисини аңлитип, күчлүк тәсир қозғиши болуп һесаблинидикән. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғурлар мәсилиси японийә парламентида
- японлуқ тәтқиқатчиниң уйғурларға тәклипи(2)
- японлуқ тәтқиқатчиниң уйғурларға тәклипи(1)
- Д у қ ниң баш катипи долқун әйса әнқәрәдә муһим учришишларни елип барди
- Шветсийидә зиярәттә боливатқан наоко ханим билән уйғур мәсилиси һәққидә сөһбәт
- Ким тррорист?
- Хитайда иҗра қилинишқа башлиған йеңи "интернет қануни" уйғурларға техиму чоң тәһдит болғуси
- Д у қ рабийә ханимниң пәрзәнтлири һәққидә чегрисиз инсан һәқлири тәшкилатиға мәктуп йоллиди