Уйғур яшлирини үмидсизликкә иттириватқан амиллар тоғрисида
2007.10.09
Уйғур җәмийитидә яшлар зәһәрлик чекимликкә , һараққа берилиш, түрлүк җинайәт йоллириға меңишқа охшаш мәсилиләрниң барғанчә еғирлишиватқанлиқидин башқа өлүвелишқа охшаш паҗиәлик һадисиләрниң көпийишиму уйғурларниң диққитини тартмақта.
Роһий чүшкүнлүк һәм үмидсизликтин келип чиқиватқан бу паҗиәлик ақивәтләрниң сәвәблири түрлүк һәм мурәккәп болсиму , әмма уйғурлар учраватқан сиясий , иқтисадий , диний бесимлар һәм кәмситиш вә ишсизлиқ , баравәрсиз риқабәткә учрашқа охшаш һөкүмәт һәм җәмийәт тәрипидин яритилған начар муһит уларни үмидсизлик, чүшкүнлүккә иттириватқан асасий амиллардур.
Йеқинда юқириқидәк роһий бесимлар түпәйли ,һаяттин пүтүнләй үмидсизлинип өлүвелиш нийитигә келип қалған бир яш, достлири һәм яхши нийәтлик кишиләрниң ярдими билән дозақ ағзидин қайтип кәлгәндин кейин, мухбиримиз гүлчеһрәниң зияритини қобул қилип, өзиниң шундақла уйғур яшлириниң учраватқан бесимлири һәққидә сөһбәттә болди.
юқиридики улиништин, мухбиримиз гүлчеһрәниң бу уйғур яш билән елип барған сөһбитиниң тәпсилатиға диққәт бәргәйсиләр.
Мунасивәтлик мақалилар
- Үрүмчидики сақчи - әдилийә мәктипидә тоқунуш йүз бәрди
- 11 - Сентәбир вәқәсиниң изналири унтулмиди
- Бир уйғур яшниң хитай түрмисидики азаб оқубәтлик сәргүзәштиси (1)
- Қирғизистан уйғурлири уйғур тили маарипиға көңүл бөлүп кәлмәктә
- Истанбулда уйғурларниң язлиқ тәтил курси мукапатлаш мурасими өткүзди
- Чәт әлләрдики уйғурлар пәрзәнтлириниң ана тил өгинишигә әһмийәт бәрмәктә
- Әркин асия радиоси уйғурчә аңлитишини аңлап, хитай түрмисидә азар йигән бир уйғур (1)
- Қазақ мәктәплири тақалмақта
- Шветсийидики уйғурлар ана тил мәктипини тәбриклиди
- Уйғур оқуғучиларниң кәсп вә мәктәп таллашта көп тәрәплимә чәклимигә учриши һәққидә қарашлар
- Мусулман аяллири вә илим - мәрипәт
- Алий мәктәпкә имтиһан бәргән уйғур оқуғучилар йәниму еғир бесим һәм наһәқ риқабәткә дуч кәлмәктә