Норвигийиниң берген шәһиридики кутупханиға уйғурчә китаблар қоюлди
2005.10.19

Уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң явропа зиярити явропа дөләтлиридә уйғурларниң тәсирини зорайтти вә шуниң нәтиҗисидә рабийә қадир ханимға бағланған тәклип лайиһиләр вә риаллиқлар барлиққа кәлди.
Рабийә қадирниң явропа зияритиниң 4 – бекити болған норвигийә зияритидин кейин, норвигийининғ иккинчи чоң шәһири болған берген шәһири кутупханиси 18-өктәбирдин башлап оқурмәнләрниң оқуши вә арийәт елиши үчүн дәсләпки қәдәмдә бир түркүм уйғурчә китабларни кутупханиға қойди.
Берген шәһиридики бу күтүпхана 1917-йили қурулған болуп, норвигийидики узун тарихқа игә күтүпханиларниң бири. Улар бу қетим қойға китабларниң ичидә "уйғурлар қариханилар", "ана юрт", "һонларниң қисқичә тарихи" қатарлиқ уйғур тарихи әкс әттүрүлгән китаблардин башқа йәнә "гүлистан" қатарлиқ әдәбий китабларму қоюлған.
Бергән шәһири норвигийиниң әң қәдимқи шәһәрлиридин бири болуп, рабийә қадир ханим мушу шәһәрдә рафто фонди җәмийитиниң кишилик һоқуқ мукапатиға еришкән иди.
Бу китабханини өз көзи билән көргән абдукеримрим әпәнди бу һәқтә ихтияри мухбиримиз ялқунниң зияритини қобул қилип, у кутупханида көргәнлирини сөзләп бәрди.
Рабийә қадирниң явропа зиярити
- Рабийә қадир ханим швейтсарийидики паалийитини башлиди
- Рабийә қадир ханим норвигийиниң осло шәһиридики паалийәтлири һәққидә тохталди
- Норвигийидики уйғурлар рабийә қадир ханимни күтүвелиш паалийити уюштурди
- Рабийә қадир ханим норвигийидики паалийитини башлиди
- Рабийә қадир ханим шветсийидики паалийити һәққидә тохталди