Хитай, истанбулда уйғурчә аңлитиш башлиди
2007.07.18
Түркийәниң истанбул шәһирини мәркәз қилған мармара райониға тарқитиш қилидиған йөн FM радиоси шинҗаң хәлқ радиосиниң уйғур тилидики аңлитишини улап аңлитишқа башлиған.
Һәр күни бир саәт берилидиған бу аңлитишта хитай хәлқ җумһурийитидин хәвәрләр, җуңгодики аз санлиқ милләтләр тонуштурулған программилар вә уйғур муқамлиридин арийәләр берилидиған болуп, бу әһвал уйғурларни һәйран қалдурди. Улар бу һәқтә мулаһизә қилип хитайларниң түркийәдә уйғур тилида бундақ бир аңлитиш беришиниң әркин асия радиосиниң түркийәдики тәсирини азайтишни мәқсәт қилғанлиқини дийишти.
Уйғурларниң дейишичә, бу радио хитай дөлити билән мунасивити толиму яхши болған түркийә ишчи партийисини яқилайдиған бир радио икән. Буниң билән биз бу аңлитиш һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн йөн FM радиосиниң мәсуллириға телефон қилғинимизда улар бу аңлитиш һәққидә бизгә мәлумат бериштин өзини тартти.
Биз уларға түркийәдә бундақ бир уйғучә аңлитиш беришиниң сәвәбини сориғинимзда у буниң нормал бир әһвал икәнликини, америка авази, BBC гә охшаш радиоларниңму түркийәдә аңлитиш беридиғанлиқини ейтипла сөзини аяқлаштурди. У биздин әркин асия радиосиниң қайси тилларда, қәйәрдин аңлитиш беридиғанлиқини сориғандин кейин мундақ җавап бәрди: " мән мунасивәтлик кишиләргә сизниң суаллириңизни йәткүзәй, улар җавап бәрсун." Бу киши мушундақ дәпла телефонни қоювәтти.
Биз кейин истанбулда бу радиони аңлиған уйғурлар билән телефон зиярити елип бардуқ.
юқиридики улиништин, мухбиримиз әркин таримниң бу һәқтики тәпсили мәлуматини аңлиғайсиз.
Мунасивәтлик мақалилар
- 3 - Май дуня учур әркинлики күни мунасивити билән ...
- Түркийиниң авази радиосиуйғур дияриға радио аңлитиши беришкә тәйярлиқ қилмақта
- Хәлқ намратлиқтин қутулмай туруп, радио- телевизийидин һозур алаламду?
- Шималий сипрус түрк җумһурийитидә явро-асия радио вә телевизийиси қурулуп рәсми тарқитишқа башлиди