Уйғурлар һәққидә инсан һәқлири доклати тәйярлаш қарари мақулланған
2007.12.24

Түркийидики "йеңи чағ" гезитиниң 12- айниң 20- күнидики санида "түрк дуняси иттипақлиққа чақирилди" мавзулуқ мақалә елан қилинди. Мақалиниң кичик темисида әнқәрәдә җәм болған түрк дуняси инсан һәқлири тәшкилатлири чақирған хәлқаралиқ йиғинда муһим қарарлар мақулланған дейилгән. Қарарда шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндилиригә алаһидә йәр берилди дейилгән болуп, бу йиғинда мақулланған шәрқий түркистан һәққидики қарарда мундақ дейилгән: "хитайларни шәрқий түркистанда елип бериватқан инсанлиқ қелипидин чиққан ассимилятсийә сияситини ахирлаштурушқа чақириш, шундақла шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндичиликлирини хәлқара сәһнигә елип чиқиш үчүн дәрһал әтраплиқ доклат һазирлап чиқиш."
Бу қарар 12- айниң 9- 10- күнлири әнқәрәдә чақирилған "инсан һәқлириниң демократийигә болған тәсири" мавзулуқ хәлқаралиқ йиғинда мақулланған болуп, бу йиғинға уйғурларға вакалитән бишкәк инсан һәқлири вә демократийә җәмийити мәсули турсун ислам әпәнди қатнашқан вә муһим сөз қилған иди.
Бу йиғинда уйғурлардики инсан һәқлири дәпсәндичиликлирини алаһидә тәкитләштики мәқсәт немә? "шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндилири" мавзулуқ доклатни һазирлаштики мәқсәт немә? бу доклатниң уйғурлар дучар боливатқан инсан һәқлири дәпсәндичиликлирини азайтиштики роли немә? дегәнгә охшаш суалларға җавап тепиш үчүн түрк дуняси инсан һәқлири җәмийити башлиқи абдуллаһ буксур әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Акиси хитай һакимийити тәрипидин өлүм җазасиға һөкүм қилинған бир яш билән сөһбәт
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, австралийә баш министирини хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Инсан һәқлири күнидә инсанлиқ трагедийиси
- Алматада уйғурлар кишилик һоқуқ күнини хатирилиди
- Канадада уйғурлар сүкүттә туруп кишилик һоқуқ күнини хатирилиди
- Уйғурлар дуня инсан һәқлири күнини әнқәрә шәһәр мәркизидә хатирлиди
- Уйғурлар дуня кишилик һоқуқ күнини вашингтондики хитай әлчиханиси алдида хатирилиди
- Голландийидә " уйғурларниң һәҗ паалийитигә әркинлик" дегән шуар астида кәң көләмлик намайиш өткүзүлди
- Демократийиниң инсан һәқлиригә болған тәсири
- Хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән шиветсийидә намайиш