Хитай муқимлиқ мутәхәссиси уйғур елидә
2008.01.28
Хитай коммунистик партийиси мәркизи комитетиниң сиясий бюро даимий комитет әзаси җу йүңкаң бу йил 24 - январдин 27 - январға қәдәр, уйғур елидә тәкшүрүп тәтқиқ қилиш паалийити елип барған. Җу йүңкаң, сиясий бюрониң сиясий-қанун комитетиниң башлиқи, у йәнә, 2002 -йилидин 2007 - йилиға қәдәр, хитай җамаәт хәвпсизлик министири болуп вәзипә өтигән; у, хитайда муқимлиқ хизмитидә мутәхәссис дәп қариливатқан бир шәхс. Шуңа униң бу қетимқи уйғур елидә елип барған тәкшүрүп тәтқиқ қилиш паалийити көзәткүчиләрниң диққитини тартмақта.
"Уйғур райониниң муқимлиқи үчүн, иқтисадий тәрәққиятни илгири сүрүш керәк"
Җу йүңкаң тәкшүрүш нәтиҗисидин кейин қилған сөзидә, шинҗаңниң тәрәққияти вә муқимлиқи җуңгониң тәрәққияти вә муқимлиқиға алақидар истратегийилик әһмийәткә игә чоң мәсилә дәп тәкитлигән. У йәнә, уйғур районида муқимлиқни әбәдийләштүрүш үчүн, иқтисадий тәрәққиятни илгири сүрүш керәклики пикрини илгири сүргән. Сөзиниң хуласисида, дөләт ичи-сиртидики 3 хил күчләргә қаттиқ зәрбә беришни изчил чиң тутушни тәкитлигән. Җуниң сөзидики юқириқи 3 нуқтидин йеңи болғини, иқтисадни тәрәққий қилдуруш арқилиқ, муқимлиққа кепиллик қилиш пикри болуп, бу, уйғур районида алдинқи һәптә өткүзүлгән 11 - нөвәтлик хәлқ қурултийидиму оттуриға қоюлған. Мәзкур қурултайда турпан вәкили башқа 11 киши билән бирликтә тәклип сунуп, уйғур районида, йеза-базар аһалисиниң иқтисадий киримини өстүрүшни районда муқимлиқни сақлашниң үнүмлүк чариси дәп оттуриға қойған.
Көзәткүчиләрниң қаришичә, уйғур миллий һәрикитиниң вәтән ичидә үзлүксиз давамлишиши, хәлқара җамаәт пикридә уйғур мәсилисиниң йеқинқи йиллардин бери изчил күнтәртип игилиши вә хитайниң олимпик сәвәбидин, дуня җамаәт пикриниң диққәт мәркизигә айлиниши, хитай мәркизи һөкүмитини, уйғур мәсилисини һәл қилишниң чариси үстидә қайта издинишкә мәҗбур қилған. Уйғур районида өткүзүлгән 11 - нөвәтлик хәлқ қурултийида, уйғур вәкиллириниң санини йиллардикигә нисбәтән алаһидә көпәйтиши, мана бу издинишниң бир бишарити. Әмма йәнә бәзи мулаһизичиләрниң қаришичә, җу йүңкаңниң иқтисадни тәрәққий қилдуруш арқилиқ муқимлиқни әбәдийләштүрүш пикри йеңи пикир әмәс, бу пәқәт, ху җинтав 17 - қурултайда оттуриға қойған иқтисадий тәрәққиятни һәм тез һәм яхши раваҗландуруш дегән чақириқниң тәкрарлиниши.
" Йеңи чақириқ хитай һакимийитиниң миллий сиясәт әнәнисидур "
Уйғур паалийәтчилириниң билдүрүшичә, һәр бир дәвр алмашқанда, һакимийәт бешидики сиясий гуруһлар алмашқанда, уйғур мәсилисини һәл қилишниң йеңи чақириқлирини оттуриға қоюш хитай һакимийитиниң миллий сиясәт әнәнисидур; бу чақириқлар, пәқәт мәсилиниң асасий қисмини һәл қилишқа йүзләнгән әмәс. Мәсилән, уйғур вә хитайдин ибарәт икки милләтниң һакимийәт қатлимида, сода-санаәт саһәсидә игилигән нисбитидики тәңсизлик һечқачан һәл қилинидиған мәсилиләр қатарида тилға елинип баққан әмәс.
Җу йүңкаңниң иқтисадни тәрәққий қилдуруп муқимлиқни әбәдийләштүрүш тәшәббусини уйғур паалийәтчилири уйғур мәсилисини һәл қилиш үчүн тиришқанлиқ әмәс, мәсилини йепиш вә йошуруш үчүн көрситилгән тиришчанлиқ дәп қарашмақта.
Шивитсарийидә яшаватқан уйғур паалийәтчи җалалидин әпәндиму бу һәқтә қарашлирини оттуриға қойди.
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр тори җу йүңкаңниң сөзини хитайчә вә енгилизчә санлирида икки хил хәвәр қилған. Хитайчә санида, һәр милләт хәлқиниң турмушини яхшилаш дегән сөз, енгилизчә санида, иқтисадий тәрәққиятта милләт айримчилиқи қилмаслиқ дәп берилгән. Хитайчә санида алаһидә тилға елинған 3 хил күчләргә қаттиқ зәрбә бериш тәшәббуси, енгилизчә санида чиқириветилгән. Мана бу әһвал җалалидин әпәндиниң юқириқи қарашлириниң тоғрилиқини испатлимақта. (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қәшқәрдә пиланлиқ туғут хизмәт йиғини, хотәндә төмүр йол қурулуши башланди
- Ваң лечүән вә нур бәкри сиясий муқимлиқни қоғдашни тәләп қилди
- Нур бәкриниң сөзигә инкаслар
- Ваң лишоңниң нәзиридики сахта рай синаш доклати
- Уйғур мәсилиси үчүн 2007 - йили қандақ бир йил болди?
- Голландийә дөләтлик радиоси мухбириниң уйғур елидики хәтәрлик сәпири
- " Баш әгмәс милләт уйғурлар олимпикниң һарписида хитайни биарам қилмақта "
- Сениң шәрқий түркистаниң - мениң ғәрбий диярим
- Һөкүмәт вә сақчи даирилири турпанда йүз бәргән наразилиқ һәрикитини йошурмақта
- Уйғурлар қандақ башқуруливатиду? --- бир " нәмуничи" ниң ейтқанлири
- Бир уйғурниң рабийә ханим вә хитай коммунист партийисиниң 17 - қурултейи һәққидики көз қарашлири
- Америкилиқ алимлар уйғур райониниң тәрәққияти тоғрисида тохталди
- Хитай мәтбуатлири ваң лечүәнниң "ашнидарчилиқ сәтчилики" гә четилип қалғанлиқини илгири сүрди