"Җоңхуа миллити" тәрбийәчилири қәшқәргә йолға чиқти


2008.02.28

Хитай, уйғур елидә қош тиллиқ маарипни омумлаштуруш қәдимини тезлитиш үчүн, қош тиллиқ маарип бойичә йәсли оқутқучилирини йетиштүриватқан иди. Булардин оқуш пүттүрүш алдида турған 105 нәпәр тунҗи қарар оқуғучи, 27 ‏-фиврал күни пирактика үчүн қәшқәргә йолға чиқти. Сәпәр алдида улар үчүн, аптоном районниң юқири дәриҗилик әмәлдарлириму қатнашқан дағдуғилиқ узитиш мурасими өткүзүлди.

Қош тил маарипчилириниң тоққузи тәл

Шинҗаң хәвәр ториниң мәлум қилишичә, қош тиллиқ маарипни омумлаштурушта хитай әң дәсләп дуч кәлгән мәсилиләр, йәсли маарипиниң асаси қурулуши йетәрсиз болуш вә лаяқәтлик оқутқучилар қошуни еғир дәриҗидә кәм болуш қатарлиқлар болуп; бу бошлуқни толдуруш үчүн, шинҗаң балилар пидагогика мәктипи қош тиллиқ йәсли оқутқучисини тәрбийиләш синиплирини ачқан иди. 27 ‏-Фиврал күни қәшқәргә йолға чиққанлар мушу мәктәпниң оқуғучилири. Шинҗаң хәвәр ториниң әскәртишичә, бу практикантларға аптоном район алаһидә тәминат имкани һазирлиған.

Бу буйичә, аптоном район уларға айда 400 йүәндин турмуш ярдәм пули бериду, барди-кәлди йол хираҗити вә суғурта пулини көтүриду. Пракитика қилидиған мәктәплири болса, уларниң ятақ мәсилисини орунлаштурғандин башқа,бәлгилик өлчәмдә мааш бериду. Улар практикини тамамламлиғанда, ишқа орунлишиш нөвити җәһәттә алаһидә имтияз берилиду. Қош тиллиқ маарип практиканлириға берилгән бу имканлар һәққидә, алий мәктәпни шаңхәйдә путтүрүп, уйғур елида 5 йил ишсиз қалған, ахири муһаҗирәт йолини таллиған бир уйғур мундақ дәйду:" уйғурлар алий мәктәпни пүттәрсә иш тапаламйду, тәләйликлири иш тепип ишқа чүшсиму, рәсмийләшкичә 200-300 йүәндин муаш алиду."

Ваңлечүән: "қош тиллиқ маарип җоңхуа миллити йетиштурүш үчүн"

У йәнә мундақ дәйду: қош тиллиқ маарип практикантлириға берилгән бу имтиязларниң өзила, қош тиллиқ маарип түзүминиң хитайниң маарип сияситидики муһимлиқ дәриҗисини көрстип берәләйду. Униң қаришичә, қош тиллиқ маарип түзүми уйғурларни динидин, тарихидин, өрп-адитидин, әдәбиятидин, миллий характеридин, қисқиси һәммә нәрсисидин айрип ташлаш пиланидур. Учқунҗан әпәндиниң бу дегәнлирини ваң лечүән алдинқи һәптә хоңкоңдики сумруғ теливизисидә қилған сөзидиму ашкарилиған иди, у шу қетимқи сөзидә қош тиллиқ маарипиниң ғайисиниң, уйғурларда җуңхуа миллити еңи вә һиссиятини йетилдүрүш икәнликини ашкарилиған иди.

Б б с хәвәр тори ваң лечүәнниң бу сөзлирини, уйғурларни кичикидин башлап хитайлаштуруш дәп язған иди. Ваң лечүәнниң йәнә шу қетим етирап қилишичә, қош тиллиқ маарип уйғур тилиниң пән‏-техника тәрәққиятиниң һөддисидин чиқалмиғанлиқидин әмәс, бәлким, " шинҗаңниң узун мәзгиллик муқимлиқи" ниң еһтияҗи иди.

Учқунҗан әпәндиниң қаришичә, хитайниң уйғур тилини йоқ қилиш пилани йеқиндила оттуриға чиққан пилан әмәс, бәлки хитай уйғур елигә қәдәм бесиш билән, һәтта бурун пәйда болған, йеқинқи 50 йил ичидә йүргүзүлгән сиясәт мәзкур пиланниң тәйярлиқ басқучи болған. Хитайниң нөвәттики нопус җәһәттики үстүнлүки әнә әшу тәйярлиқ басқучи шәкилләндүргән бир асас.

Шинҗаң хәвәр ториниң билдүрүшичә, нөвәттә, уйғур елидә қош тиллиқ маарип йәсли синипиниң омуми сани 2892, оқуғучи сани 93 миң болуп, ишчи-хизмәтчи сани 1835 гә йәткән, бу қош тиллиқ маарипниң омумлишиш ғайисидин көп узақта.

Учқунҗан, хәтәрни тонуш, хәтәрдин сақлинишниң тунҗи қәдими

юқуриқи санлиқ мәлуматлар һәққидә тохталған учқунҗан әпәнди мундақ дәйду:"қош тиллиқ маарип, уйғур кимликигә қарита кәң көләмлик бир һуҗум әмма, хитайниң бу һуҗумда нәтиҗә қазиниши ундақ асан вә қисқа бир җәрян әмәс. Чунки уйғур елиниң нөвәттики нопус қурулмиси, уйғур миллий мәдәнийитиниң тиркишиш күчи, тилниң өз-өзини қоғдаш фонкисийиси, уйғур елидики маарип асаси қурулушиниң аҗизлиқи қатарлиқ амиллар хитайниң қош тиллиқ маарипниң қисқа вақит ичидә мивә беришигә тосалғу. Учқунҗанниң қаришичә, юқириқи амиллар йәнә, уйғурларниң қош тиллиқ маарип зиянкәшкидин қоғдиниши үчүн пайдилиқ бир имкан һәм пурсәт бериду."

Учқунҗан әпәндиниң қаришичә, хитайниң қош тиллиқ маарип сияситиниң маһийитини тонуп йетиш, уйғурларниң қош тиллиқ маарип зиянкәшликидин сақлинишиниң биринчи қәдими. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.