Японийидә 'хитайниң йипәк йолидики атом синиқиниң зийини вә японийиниң бу мәсилидики роли" мавзулуқ йиғин чақирилған

3 - Айниң 18 - күни японийә уйғур җәмийитиниң орунлаштуруши билән токйода "хитайниң йипәк йолидики атом синиқиниң зийини вә японийиниң бу мәсилидики роли" мавзулуқ йиғин чақирилған. Бу йиғин токйо шәһриниң кәнси йиғин залида чақирилған болуп, бу йиғинға 250 әтрапида киши қатнашқан.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.03.24
Xitay-atom-sinaq-yighini-yaponda-305 3 - Айниң 18 - күни йапонийә уйғур җәмийитиниң орунлаштуруши билән чақирилған "хитайниң йипәк йолидики атом синиқиниң зийини вә йапонийиниң бу мәсилидики роли" мавзулуқ йиғиндин көрүнүш. Сүрәттә, д у қ ниң әнгилийә вәкили әнвәр тохти билән йапонийә уйғур җәмийитиниң башлиқи илхам мәхмут әпәндиләр йапонлуқ иштиракчилар билән сәһнидә.
RFA Photo / Erkin Tarim

Бу йиғинда японийә саппоро тиббий университетиниң оқутқучиси проф. Др. Такада җүн әпәнди, далайламаниң японийидики вәкили вә дуня уйғур қурултийиниң әнгилийә вәкили әнвәр тохти қатарлиқ кишиләр қатнашқан вә сөз қилған.

"Хитайда атом синақлири" намлиқ китабниң аптори такада җүн әпәнди йиғинда сөз қилип, йипәк йоли үстидә яшаватқан уйғурларниң атом синиқидин қаттиқ зиян көргәнликини ейтқан. У сөзидә йәнә хитай һөкүмити 1990 - йиллири шәрқий түркистанда 11 қетим йәр асти атом синиқи елип барғанлиқини, буниң ичидә бир қетимлиқи тейиз йәр астида елип берилған бир мегатонна дәриҗидики чоң типтики синақ болуп, буниң зийини йәр йүзидә елип берилған атом синиқи билән пүтүнләй охшаш дәриҗидә болғанлиқини совет иттипақиниң атом синиқиниң зийинини тәкшүрүш җәрянида буниң рәсми испатланғанлиқини ейтқан.

Д у қ әнгилийә вәкили әнвәр тохти әпәнди "хитайлар шәрқий түркистанда қиливатқан атом синиқиниң уйғурларниң саламәтликигә болған тәсири" темисида сөз қилған. У бурун уйғур диярида рак кесили дохтори болуп ишлигән вақтида учратқан кесәлликләрдин мисал берип туруп уйғурлар учраватқан атом тәсири һәққидә тохталған. У сөзидә уйғурларниң башқа милләтләргә қариғанда рак кесилигә гириптар болуш нисбитиниң интайин юқири икәнликини ейтқан.

Японийә уйғур җәмийити саһибхалиқида чақирилған бу йиғин 3 - айниң 18 - күни бир күн давам қилған болуп, ғәлибилик ахирлашқан.

Биз бу йиғин һәққидә техиму тәпсили мәлумат елиш үчүн японийә уйғур җәмийитиниң башлиқи илхам мәхмут вә йиғинда сөз қилған әнвәр тохтилар билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики тәпсилий мәлуматимизни аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.