Биңтүән - уйғур ели ичидики мустәқил империйә (1)


2007.11.29

Хитай 1949 - йили уйғур елигә бесип киргәндин кийин, 1954 - йили 10 - айда сәптин чекингән әскәрләр вә гоминдаңниң уйғур елидә тәслим болған қисимлиридин тәшкилләнгән бир бөләк қошунни уйғур елигә йәрләштүрүш мәқситидә аталмиш биңтүәнни қуруп чиққан болуп, әйни вақитта буларниң мәҗбурийити "әмгәк билән әскирий ишларни бирләштүрүш, әскәр турғузуп боз йәр өзләштүрүп, чегрини муһапизәт қилиш" дәп бәлгиләнгән.

Биңтүән уйғур елиниң һәрқайси җайлириға 14 дивизийә 244 полк қурған

Биңтүән һазирға кәлгүчи уйғур елиниң һәрқайси җайлиридики 14 вилайәт вә областларни қоршавға алған асаста җәмий 14 дивизийә 244 полк қурған болуп, буларниң ичидики 175 полк уйғур илкидики 63 шәһәр ‏- наһийигә җайлаштурулған.

"Җуңго иқтисад һәптилики" журнилида берилгән " шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәниниң 53 йили: намрат һәм қалақлиқтин, ишләпчиқириш омумий қиммити җәһәттә ғәрби райондики 6- орунға өткичә " темилиқ мақалидә хитай дөләт ишлар кабинти ( говуйүән) ахбарат ишханиси елан қилған " шинҗаңниң тарихи вә тәрәққияти" намлиқ ақ ташлиқ китабтин нәқил елип, " 'ақ ташлиқ китабта' биңтүән дөләт пиланидики йәккә қатарға тизилған алаһидә иҗтимаий тәшкилат болуп, у мәркизи һөкүмәт вә шинҗаң уйғур аптоном райони хәлқ һөкүмитиниң қош башқурушида болиду, дәп ениқ көрситилгән" дәп оттуриға қоюлған болуп, биңтүәниниң ғәйрий шәкилдики бир һөкүмәт аппаратидин ибарәт алаһидә орниға ениқлима берилип, биңтүәниниң йәрлик хәлқниң йүкини йениклитип вә уйғур елиниң тәрәққиятини тезлитишкә төһпә қошидиғанлиқи көрситилгән.

Тйән чиляв ханим: "биңтүән уйғур или ичидики кичик империйә"

Бу қурларни оқуған киши ихтиярсиз һалда, биңтүән расттинла уйғур аптоном райониниң башқурушини қобул қиламду яки өз алдиға мустәқил бирликму? биңтүәниниң йәрлик хәлқниң йүкини йениклитиш вә уйғур елиниң тәрәққиятини тезлитишкә төһпә қошуш дегәнлири немиләрдин дерәк бериду? дегәнгә охшаш шүбһилик ойларға патиду.

Бу соалға җаваб издәш үчүн хитайниң дөләт әһвали вә сияситини тәтқиқ қилидиған тәшкилат җуңго информатсийә тәтқиқат җәмийитидики тәтқиқатчи тийән чиляв ханимға мураҗиәт қилдуқ.

У биңтүәниниң өз алдиға сода вә терилғу йәрләрни контрол қилидиғанлиқини вә униң хитай мәркизи һөкүмитигә биваситә қарайдиған бир мустәқил һөкүмәт икәнлики һәмдә уйғур елидики иқтисади күчни контрол қилидиған бир орган икәнлики тәкитләп: " биңтүән худди ашу райондики бир кичик империйигә охшайду. Әмма бу империйә мәркизи һөкүмәт тәрипидин башқурулиду " деди.

Биңтүәнни башқуруш ишлириға аптоном район арилишалмайду

Шуниңға яндашқан һалда, биңтүән қармиқидики шихәнзә университетниң сабиқ оқутқучиси, сиясий көзәтчи илшат әпәндиму, хитай һөкүмитиниң " биңтүән уйғур аптоном райони хәлқ һөкүмити вә хитай мәркизи һөкүмитиниң қош йөнилишлик башқурушида болиду" дегән бәлгилимисиниң әмәлийәттә қуруқ һөҗҗәттинла ибарәт икәнликини тәкитләп, биңтүәнни башқуруш ишлириға аптоном районниң арилишалмайдиғанлиқини оттуриға қойди.

У йәнә биңтүәнниң сот, сақчи, қораллиқ сақчи органлириниң исимлириниңму айрим икәнликини, биңтүәнниң ениқки, уйғур или ичидики айрим мустәқил һакимийәт икәнликини қошумчә қилди.

Биңтүәниниң "йәрлик хәлқ билән мәнпәәт талашмаслиқ" мәслики

Хитай уйғур елигә йәрләштүргән биңтүәндин ибарәт бу ғәйрий шәкилдики қораллиқ териқчилар, хитай мәркизий һөкүмитиниң уйғур елидики йәрлик хәлқни искәнҗигә елиш вә бу земинни халийлаштуруш пиланини әмәлгә ашуруштики териқчилиқ билән өзини ниқабланған һәрбий орун икәнлики һәммә адәмгә айдиң мәсилигә айлинип болған болсиму, әмма хитай һөкүмити биңтүәнни, худди "җуңго иқтисад һәптилики" журнилида берилгән биңтүән һәққидики мақалидә көрситилгәндәк "чегрини мустәһкәмләш, шинҗаңниң тәрәққиятини тизлитиш, йәрлик һөкүмәт вә һәр милләт хәлқиниң иқтисади йүкини йениклитиш" дәп сүрәтләп кәлмәктә вә биңтүән " йәрликтин мәнпәәт талашмаслиқ" мәсликиниң роһи бойичә йәрлик хәлқниң мәнпәәтигә дәхли қилмайдиғанлиқини қайта-қайта тәкитләп кәлмәктә.

Һалбуки, өткән 50 нәччә йил җәрянида биңтүән өзи игилигән земинни үзлүксиз кеңәйтип уйғур елиниң җәнуб‏ - шималидики бипаян мунбәт тупрақни, мол су мәнбийини чаңгилиға киргүзүп, йәрлик хәлқниң мәнпәәти, һаяти вә уйғур елиниң тәбиий җуғрапийилик муһитиға әҗәллик тәһдит селип кәлмәктә.

Биңтүән қармиқидики шихәнзә университетиниң сабиқ оқутқучиси һазир америкида яшаватқан уйғур зиялий илшат әпәнди, биңтүәниниң " йәрлик хәлқниң иқтисади йүкини йениклитиш" шоарини инкар қилип уларниң уйғур елидики әң мунбәт йәрләрни әң гүзәл яйлақларни игилигәнликини мисал билән оттуриға қоюп, һазир йәрлик чарвичиларниң яйлаққа мал чиқиришқа тоғра кәлсә биңтүән даирилиригә һәқ төләшкә мәҗбур икәнликни қошумчә қилди.

Хотәнгә җайлашқан 244 - мәйдан 3 йилда 217 миң 300 мо йәр егилигән

Мақалидә көрситилишичә, хитай уйғур елидә биңтүән қурулушини үзлүксиз кеңәйтиватқан болуп, пәқәт 2004 - йили 3 - айда йеңидин қуруш башланған 244 - түән, 3 йилға йәтмигән вақти ичидә 217 миң 300 мо йәр игиләп адәм көчүрүп йәрләштүрүшкә башлиған.

Гәрчә уйғур елиниң омуми йәр мәйдани 1 милйон 600 миң квадрат километир болсиму, әмма адәм яшашқа баб келидиған бостанлиқниң анчә коп әмәслики һәммимизгә аян. Ундақта уйғур елидә терилғу йәр зади қанчилик? биңтүән уйғур или бостанлиқниң қанчилик қисмини игиливалған? һөрмәтлик радио аңлиғучилар, келәр қетимлиқ программимизда бу һәқтә тәпсилий мәлумат беримиз. (Җүмә‏)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.