"Германийә авази" да: "уйғурлар террорист әмәс!"
2006.08.23
Германийиниң хәлқаралиқ радио қанили болған "германийә авази" ниң 8 – айниң 22 – күнидики әтигәнлик хәвиридә "уйғурлар террорист әмәс!" намлиқ зиярәт хатириси аңлитилди. Бу хәвәрни "германийә авази" ниң мухбири Aliksandér Froid ишлигән болуп, у үрүмчигә берип, көзи билән көргән вә аңлиған һадисиләрни асас қилиш билән биргә, германийидики уйғур зиялиси таш әпәндини зиярәт қилған.
Хәвәрниң муқәддимисидә, хитай һөкүмитиниң хәлқара терроризимға қарши туруш еқимидин пайдилинип, уйғур мусулманлирини "әл-қаидә" гуруһиға четип, террористлиқ билән әйибләп баштуриватқанлиқини, әмәлийәттә, мустәқиллиқ үчүн күрәш қиливатқан уйғурларниң һечқандақ бир террор билән алақисиниң йоқлиқини изаһлиған.
Мухбир Aliksandér Froid, үрүмчидики бир мусулманлар ашханисида бир аилә уйғур мусулманлири билән сөһбәт елип барған. У уйғур дияриниң хитайниң тәрәққи қилған юртлириға селиштурғанда толиму намрат вә қалақ икәнликини, уйғурларниң хитайниң түрлүк зулумлири дәстидин тиниқ алғудәк һали қалмиғанлиқини, шундақ болишиға қаримай, уйғурларниң шу қәдәр еғир бесимларға бәрдашлиқ берип, өз миллитидин пәхирләнгән һалда йәнила етиқадини мустәһкәм сақлап келиватқанлиқини чүшүнүп йәткән.
Уйғур зиялиси таш әпәнди, аликсандерға мундақ дегән:
"Биз 50 йил илгири йоқитип қойған мустәқиллиқимизни қайтуривелишни арзу қилимиз. Иккинчи дуня уруши ахирлишиштин илгири, бизниң өз дөлитимиз бар иди. Өзимизниң паспорти вә дөләт байриқи бар иди. Биз һазир униңға муһтаҗ. Биләмсиз? биз әслидә җуңголуқлар билән һәмкарлишишни, улар билән тинч биллә өтүшни халайттуқ. Лекин улар асийлиқ қилди. Бизни бәк көп алдиди. Һазир бизниң һич нәрсимиз қалмиди. Улар бизниң әркинликимизни вә башқа һәммә нәрсимизни тартивалди. Биз җунңолуқларға әмди ишәнмәймиз. Биз мустәқиллиқимизни қолға кәлтүрүшни арзу қилимиз. Бизгә мустәқиллиқ керәк. Биз компартийә билән хошлишишни халаймиз!"
Мухбир аликсандер, хитайниң асаси қанунида, аз санлиқ милләтләрниң диний етиқади, өрп – адити вә мәдәнийитини қоғдаш тәкитләнгән болсиму, әмәлийәттә униң иҗра қилинмайватқанлиқини, әксичә дәпсәндә қилишларға учраватқанлиқини тилға алған һәмдә уйғурларниң бейҗиң һөкүмитиниң сияситидин бизар болғанлиқини әскәрткән.
Таш әпәнди бу һәқтә мундақ дегән:
"Әгәр сиз мәсчиткә кирсиңиз яки өзиңизниң көз қаришини, арзусини оттуриға қойсиңиз вә яки әркинлик һәққидә пикир қилсиңиз, сизни дәрһал қолға алиду. Буларни мән өз бешимдин өткүздүм, өз көзүм билән көрдүм. Диний әркинлик дегән нәрсә йоқ, әсла мәвҗуд әмәс!".
Мәзкур хәвәрдә, уйғур дияриниң дуня бойичә тәбии байлиқи әң мол земин икәнлики, бу земинниң игиси болған уйғурларниң сиясий, диний, иқтисадий вә башқа тәрәпләрдә қаттиқ бесимға учраватқанлиқи, хитайни бай қиливатқан нурғун тәбии байлиқлар уйғур дияридин чиқсиму, лекин уйғурларниң йәнила намратлиққа мәһкум қилинғанлиқи вә турмушида йеңилиқ болмиғанлиқи қәйт қилинған.
Таш әпәндим йәнә мундақ дегән: "уйғурлар мусулман болсиму, тәнчлиқпәрвәр бир милләт. Әмма хитайлар бизни чәтәлгә террористик бир горуһ қилип көрситишкә теришиватиду. Әмма уларниң қолида һечқандақ дәлили йоқ."
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң қурбанлиқи
- Ким тррорист?
- Хитай уйғурларни америкиға қарши қолланмақчи
- Түркийидики әң чоң гезитләрдин "сабаһ" гезитидә 3 күндин буян уйғур дияри
- Хитай зәһәрлик чекимликни баһанә қилип туруп, уйғурларға зәрбә беришни күчәйтмәктә
- Қәһриман ғоҗамбәрди хитай даирилириниң өзини зәһәрлик чекимлик содисиға арилишиш билән әйиблигәнликигә инкас қайтурди
- Уйғурлар мюнхенда өткүзүлгән милләтләр мәдәнийити көргәзмисигә қатнашти