Уйғуршунаслиқ ғәрб дунясида техиму тәрәққи қилиду


2007.06.18

Уйғурлар мәсилисиниң ғәрб дунясиға техиму бәкрәк тонулушиға әгишип, ғәрб мутәхәссислириниң уйғурларниң тарихи, сиясий, иҗтимаий-иқтисадий вә мәдәнийәт мәсилилири үстидики тәтқиқатлириму раваҗланмақта. Нөвәттә, америка қошма штатлирини өз ичигә алған бир қисим ғәрб дөләтлиридә уйғур тили өгәнгүчиләрму көпийишкә башлиған һәтта америкидики бир қисим алий мәктәпләрдә уйғур тили синиплири тәсис қилинған.

Америка харвард университетида түркологийә илми бойичә доктурлуқ унвани алған , қаһар барат әпәнди америкида илмий паалийәт елип бериватқан уйғуршунасларниң бири болуп, у мухбиримиз үмидварниң зияритини қобул қилип, уйғурлар үстидики тәтқиқатларниң америкида техиму раваҗлиниши һәтта бу саһәгә техиму көп йеңи күчләрниң қошулуши мумкинликини оттуриға қойди.

юқурдики улиништин, мухбиримиз үмидварниң қаһар барат әпәнди билән өткүзгән сөһбитини аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.