Шиветсийидә гуннар яриң туғулғанлиқиниң 100йиллиқи хатирләнди
2007.10.22
Өткән һәптә шиветсийиниң стокһолм шәһиридә атағлиқ уйғуршунас , уйғурларниң мәңгүлүк дости, тонулған депломат гуннар яриң әпәндиниң туғулғанлиқиниң 100йиллиқи хатирләнди.Хатириләш мурасимиға шиветлар, уйғурлар , финландийә , германийә , франсийә вә норвигийидин кәлгән меһманлар болуп җәмий 400 дәк киши қатнашти. Мурасим баштин ахир уйғур вә шивет тилидин ибарәт икки хил тилда елип берилди.Сөзгә чиққучиларниң нутуқлири норвигийидики көзгә көрүнгән уйғур тили тәрҗимани таһир әпәнди тәрипидин тәрҗимә қилинип турди.
Гүннар яриң " уйғур тилида сөзләшсәм тиним яйрап кетиду "
Биринчи болуп сөзгә чиққан , һазир германийидә қәдимқи уйғур тили буйичә илмий тәтқиқат хизмити билән шуғуллиниватқан доктур абләт сәмәт әпәнди бундин 8йил бурун өзиниң гуннар яриң әпәнди билән тунҗи қетим учрашқан вақтидики һаяҗанлиқ тәсиратлирини вә сөһбәт мәзмунини сөзләп өтти . У сөзидә гуннар яриңниң муну сөзлирини әскә алиду. "Мениң уйғурларни яхши көрушум бир уйғурниң уйғурни яхши көрүши билән охшаш , мән уйғурлар билән учрашсам , уйғур тилида сөзләшсәм тиним яйрап кетиду ."
Доктур абләт сәмәт әпәнди өз нутуқида гуннар яриң әпәндиниң уйғурларға вә уйғур тилиға болған қизғин муһәббитигә вә уйғур тилиға сиңдүргән әҗиригә наһайити юқири баһа бериду . Гуннар яриң әпәнди билән болған сөһбити җәрянида гуннар яриң әпәндиниң иккинчи қетим уйғур елигә барған вақтида уйғурлар қәдимдин буян ишлитип келиватқан йәр-җай намлириниң, күндилик турмуш буюмлири вә кәспий аталғуларниң хитай тилиға алмишип кәткәнликидин қаттиқ үкүнгәнликини, шуңа өзиниң кейинки тәтқиқатида вә язған китаблирида уйғур тилиниң әсли һалитини ипадиләшкә вә сақлашқа көпрәк күч чиқарғанлиқини әскә алиду.
Гүннар яриң уйғурларға даир қолязмилардин 560 парчә китабни йиғип сақлиған
Доктур абләт әпәндидин кийин сөзгә чиққан стокһолм университети оттура асия институтиниң профессори биргит ханим гуннар яриң һаятиниң ахирқи йиллири толуқлап йезип тамамлиған "шәрқи туркистан тили вә енглизчә " луғәтниң қайта нәшри вә униңда ишлитилгән бир қисим уйғурчә аталғулар һәққидә чүшәнчә бәрди . Әсли бу китаб гуннар яриң тәрипидин 1964 - йили тунҗи қетим нәшр қилинған болуп , у һаятиниң ахирқи йиллири бу луғәтни қайтидин ишләп толуқлап чиққан .Гуннар яриңниң қолидин чиққан 2002 бәтлик бу қолязма һазир стокһолм университетиниң күтүпханисида сақланмақта .
Уйғуршунас гуннар яриң әпәнди пүтүн өмрини уйғур тили тәтқиқатиға қаратқандин сирт у йәнә , уйғур елигә барған вақтида уйғурларға даир қолязмилардин 560 парчә китабни йиғип сақлиған бу қол язмилар һазир шиветсийиниң җәнубиға җайлашқан лунд университетиниң күтүпханисида" гуннар яриң йиғмилири"намида сақланмақта.
Лунд онверситетидин кәлгән ,гуннар яриң йиғмилириниң мәсули гунилла ханим сөзгә чиқип бу һәқтә учур бериду. У мундақ дәйду "гуннар яриң һаят вақтида шәрқи туркистандин 560 парчә қол язмини өз пулиға сетивелип сақлиған болуп ,буларниң көпинчиси 19 - вә 18 - әсиргә аит материяллардур , наһайити аз бир қисми 16 - әсиргә даирдур . Бу қол язмиларниң арисида уйғур тилида , парис вә әрәп тилида йезилғанлириму бар . Булар мәзмун җәһәттин әдәбият, тарих, тибабәт , иҗтимаийәт , рисаләшунаслиқ қатарлиқларға четилиду. Булардин кейин финландийилик язғучи маркос нумми "чинибағ" романи һәққидә , франсийидә илмий тәтқиқат билән шуғуллиниватқан аминә ханим гуннар яриңниң китаблирида ишилитилгән уйғурчә йәр намлири һәққидә чүшәнчә бәрди .Ундин сирт паалийәт давамида йәнә уйғурчә нахша-усул номурлири орундалди.
Гуннар яриң тонулған шиветсийилик уйғуршунас болуп 1907 - тили шиветсийиниң сконе өлкисидә туғулған 1929 - йили 22 яш вақтида қәшқәргә келип уйғур тили өгиниш вә қолязма йиғиш қатарлиқ илмий паалийәтләрдә болған . У таки 2002 - йили аләмдин өткичә уйғур тили тәтқиқатини тохтатмиған . Униң китаблиридин "қәшқәргә қайта сәпәр","уйғур әдәбияти һәққидә "дегәндәк китаблири уйғур тилиға тәрҗимә қилинған. (ялқун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Мәрһум милләт сөйәр зат абдуреһим әйсани әсләймиз (1)
- Түркийидики уйғур яш профессор доктор - алимҗан инайәт
- Қирғизистан дөләтлик университети уйғур бөлүминиң һазири вә кәлгүси
- Қазақистанда уйғурлар маарипи үчүн кәң йәр берилгән
- Қирғизистан уйғурлири уйғур тили маарипиға көңүл бөлүп кәлмәктә
- Сәуди әрәбистанидики уйғурларниң өз тилини сақлап қелиштики қийинчилиқлири
- Дуня уйғур қурултийи уйғур елипбәси нәшир қилди
- Тил- миллий қәдирийитимизниң бәлгиси
- Уйғуршунаслиқ ғәрб дунясида техиму тәрәққи қилиду
- Уйғур түрколог гүлзадә тәңритағли алтун медалға еришти
- явро асия өткили - шинҗаңниң тарихи (1)
- Италийилик тәтқиқатчиниң уйғурлар һәққидики қарашлири