Алматада уйғуршунаслиқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлди
2005.10.05
30-Сентәбир күни қазақистанниң кона пайтәхти алмута шәһиридики сулайманоп намидики шәрқшунаслиқ иниститутида "қазақистандики уйғуршунаслиқ, әнәнә вә йеңилиқлар" дегән тема астида хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлди. Бу совет иттипақи йимирилгәндин кейинки 10 нәччә йил ичидә тунҗи қетим өткүзүлгән , хәлқаралиқ түс алған, кәң даирилик темиларни өз ичигә алған уйғуршунаслиқ муһакимә йиғини болуп һесаблиниду.
Мәзкур уйғуршунаслиқ илмий муһакимә йиғинида оттура асия җумһурийәтлири , америка, уйғур ели һәм японийә қатарлиқ мәмликәтләрдин кәлгән уйғуршунаслар уйғурларниң тарихи, тили, мәдәнийити, иҗтимаий-иқтисадий вә сиясий мәсилилири һәққидә тәйярлиған илмий доклатлирини оқуп өтти.
Бу йиғинни америка әлчиханиси иқтисадий җәһәттин қоллиған
Бу қетимқи йиғинда пешқәдәм вә йеңи әвлад алимлар һәмдә чәтәл алимлири бирликтә уйғуршунаслиқ мәсилилирини музакирә қилди һәмдә бу йиғин америкиниң қазақистанда турушлуқ әлчиханисиниң ярдими арқисида сулайманоп намидики шәрқшунаслиқ иниститутиниң қармиғидики ғоҗа әхмәт садвақосоп намидики уйғуршунаслиқ мәркизи тәрипидин уюштурулған. Йиғинниң ечилиш мурасимида институт директори абусейитова ханим, қазақистандики уйғур мәдәнийәт вә җамаәт вәкиллириниң башламчилиридин " уйғур авази " гезити идарисиниң башлиқи йолдаш азаматоп, қазақистан җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң муавин башлиқи а. Абдуллайев һәмдә қазақистан академиклири вә пешқәдәм уйғуршунас алимлиридин абдувели қайдароп шуниңдәк профессор, доктор туғлуқҗан талипов қатарлиқлар сөз қилди.
Йиғин үч гуруппа бойичә өткүзүлди
Мәзкур муһакимә йиғинини тәшкиллигүчиләрниң бири доктор дилнур қасимова ханимниң ейтишичә, йиғин тарих , тил –әдәбият вә етнологийә мәсилилири бойичә гуруппиларға айрилған. Тарих гурупписида уйғурларниң қәдимки, йеқинқи вә һазирқи заман тарихий мәсилилири бойичә қазақистан алимлиридин рисаләт кәримованиң " 14-18-әсирләрдики шәрқий түркистан-хитай мунасивәтлири тарихидин", абләт камалопниң " яқуп бәг вәқәсидин кейин қәшқәрдин фәрғанә вадисиға қечип чиққан уйғур мусапирлири", коммунар талиповниң " әлихан төрә қумул инқилаби һәққидә" қатарлиқларни өз ичигә алған бир қанчә мақалә оқуп өтүлди.
Әң қизиқарлиқ тема японийә алими җун сугавара тәрипидин оқулған японийә һөкүмитиниң 30-40-йилларда уйғурларға тутқан сиясити һәққидики мақалә болуп, япон алими японийә империйә архиплиридин 30-40-йиллардики уйғур сиясий мәсилилиригә аит учурларни издәп тапқан. Етнологийә гурупписида болса, уйғур алимлиридин доктор гегил исһақопниң " шәрқий түркистан тарихий –мәдәнийәт районлириниң шәкиллиниш алаһидиликлири", заһир җәлилопниң " ислам вә исламдин илгирики уйғур етиқадлири" вә башқа мақалилар оқуп өтүлгән.
Бу қетимқи йиғинда уйғур елидин кәлгән мутәхәсисләрдин раһилә давут вә әсәт сулайман қатарлиқларму өзлириниң илмий мақалисини оқуған болуп, уларниң мақалиси сиясий сәзгүрлүки болмиған, гәнсудики сериқ уйғурларниң иҗтимаий әһвали һәмдә уйғур аяллириниң мазарларға чоқунуш мәсилиси қатарлиқларға қаритилған.
Тил-әдәбият гурруписида уйғур тили вә әдәбият мәсилилири музакирә қилинған болуп, атақлиқ пешқәдәм тилшунас алим туғлуқҗан талипов әпәнди қазақистан уйғур тилшунаслиқи мәсилилирини дәврләргә бөлүп баһа бәргән болса, алимҗан һәмрайев уйғур әдәбиятини тәтқиқ қилиш усули мәсилиси һәққидә, савут моллавудоп әпәнди турпаншунаслиқниң йеңи йүзлиниш әһвали ,дилнур қасимова уйғур тилиниң имла мәсилилири һәққидә тохталған. Йиғинда сиясий сәзгүрлүки бар темилар музакирә қилинмиған болсиму әмма, уйғур тили мәсилиси бойичә музакирә елип берилғанда уйғур елида йүргүзиливатқан хитайниң тил сиясити, уйғур тилиниң хәтәргә дуч келиватқанлиқи оттуриға қоюлуп, илгири қазақистан уйғурлириниң өз ана вәтинидики уйғур тилиниң тәрәққияти вә гүллинишини өзлириниң мәвҗутлуқи үчүн пайдилиқ мәнбә дәп қариған болсиму, әмма һазир бу үмидниң йоқалғанлиқини илгири сүргән.
Қазақистан уйғуршунаслиқ пәниниң муһим мәркәзлиридин болуп, түркологийиниң муһим бир қисими һесабланған уйғуршунаслиқ 70-80-йилларда зор нәтиҗиләргә еришкән болсиму, бирақ совет иттипақи йимирилгәндин кейин уйғуршунаслиқ аҗизлишишқа қарап йүзләнди. Уйғуршунаслиқ институти тақилип, кичик бир мәркәзгә чүшүрилди. Андақта уйғуршунаслиқниң истиқбали қандақ болиду?
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийидә дуня мусулман яшлири мәдәнийәт йиғини өткүзүлди
- Уйғур вәкили норвигийидә ечилған кишилик һоқуқ йиғиниға қатнашти
- 8- Нөвәтлик түрк дуняси сәнәт байрими башланди
- Түркийидә 8-нөвәтлик түрк дуняси сәнәт байрими өткүзүлмәкчи
- Түркийидә оттура асия вә кафказийә инсан һәқлири йиғини ечилди
- Түркийидә тәйвән илмий муһакимә тиғини ечилди
- Әнқәрәдә түркологийә муһакимә йиғини өткүзүлмәктә