Қазақистанда уйғуршунаслиқ пени
2005.10.06
30-Сентәбир күни қазақистанниң кона пайтәхти алматаға җайлашқан сулайманоп намидики шәрқшунаслиқ иниститутиниң қармиғидики ғоҗа әхмәт садвақасоп намидики уйғуршунаслиқ мәркизи тәрипидин уюштурулған уйғуршунаслиқ илмий муһакимә йиғинида алимлар қазақистан уйғуршунаслиқ пениниң шәкиллиниш вә тәрәққият басқучлири җүмлидин һазирқи вәзийити һәмдә келәчики һәққидә өз пикирлирини оттуриға қоюп өтти.
Уйғуршунаслиқниң қисқичә тарихи әһвали
Әслидә қазақистан уйғуршунаслиқ пениниң муһим мәркәзлиридин болуп, түркилогийиниң муһим бир қисими һесабланған уйғуршунаслиқ, русийә вә явропада 19-әсирниң ахирлирида шәкиллинип, мәлум нәтиҗиләргә еришкән болса, 20-әсирниң 20-30—йиллиридин кейин москва, ташкәнт вә алматини мәркәз қилған уйғуршунас алимлар техиму кәң даирә бойичә издинип дәсләпки нәтиҗиләрни яратти һәмдә тунҗи уйғур тилшунаслири, тарихчилири вә әдәбиятшунаслири йетишип чиқти.
30-Йилларда ташкәнт оттура асия дөләт университетиниң профессорлири бурһан қасимоп, омәр қасимоп вә абдулһәй муһәммәди шуниңдәк йәнә алмутидики нәзәрғоҗа абдусәмәтоп, латип әнсари, шакирҗаноп қатарлиқ уйғур алимлири уйғуршунаслиқниң тунҗи вәкиллиридин болуп қалған. Булардин башқа йәнә уйғур сиясий рәһбәрлидин абдулла розибақийеп вә исмаил таһироп қатарлиқларму уйғурларниң тарихи вә тил-әдәбият мәсилилири бойичә мақалиларни язған һәмдә уйғуршунаслиқниң раваҗлинишини йеқиндин қоллиған иди.
Ғоҗа әхмәт садвақосоп намидики уйғуршунаслиқ мәркизиниң илмий хадими, пешқәдәм әдәбиятшунас савут моллавудоп әпәнди қазақистандики уйғуршунаслиқниң тәрәққият басқучлирини әсләп өтти. Униң баян қилишичә,30-йиллардики уйғуршунаслиқ уйғурчә дәрслик материяллирини нәшир қилишни асас қилған. 49-Йили қазақистан пәнләр академийиси қармиғида уйғур-туңган мәдәнийәт бөлүми қурулуп, кейин уйғур бөлүмигә өзгәртилгән. Бу бөлүм таки 1986-йилиғичә қазақистан пәнләр академийисиниң тилшунаслиқ иниститути қармиғидики уйғуршунаслиқ бөлүми сүпитидә ишлигәндин кейин москваниң буйруқи бойичә 1986-йили рәсми уйғуршунаслиқ иниститути болуп, униңда 80 гә йеқин уйғуршунас алим тәтқиқат елип барған. Бу мәзгилдә уйғуршунаслиқниң һәммә саһәси бойичә көплигән китаблар ,мақалилар елан қилинған болуп, қазақистан, уйғуршуанслиқниң исми җисмиға лайиқ мәркизи сүпитидә тонулған иди.
50-Йилларда уйғур-туңган мәдәнийәт бөлүми туғлуқҗан талипоп, ғоҗа әхмәт садвақосоп, абдувәли қайдароп қатарлиқларни уйғуршунаслиқ бойичә аспирантлиққа алған. 1957-Йилидин кейин савут моллавудоп, қурбан тохтәмоп қатарлиқлар аспирант болған. 50-Йилларда мәзкур бөлүмдә тарихчи әршидин һидайәтоп, айшәм шәмийева вә йүсүп сунваза қатарлиқлар ишлигән.
Уйғуршунаслиқниң бир мәзгил тәрәққи қилиши москва тәрипидин қувәтләнгән болуп, бу әмәлийәттә әйни вақиттики җиддийләшкән совет-хитай мунасивәтлири билән бағлинишлиқ иди. Советләр иттипақи йимирилгәндин кейин қазақистан һөкүмити 1995-йили бу институтини әмәлдин қалдуруп, уни шәрқшунаслиқ иниститути қармиғидики уйғуршунаслиқ мәркизий қилип қойди. Нәтиҗидә, көплигән уйғуршуанаслар бу саһәдин бошап, башқа кәсипләргә алмашти.
Уйғуршунаслиқта уйғур алимлириниң қошқа төһписи
Дәсләпки уйғуршунасларниң көпинчиси явропалиқлар вә руслар болған болса, 30-йиллардин кейин уйғурлар өзлириниң әдәбияти, тили, тарихи вә етнографийиси һәм башқа мәсилилири бойичә тәтқиқат қилишқа башлиди. 70-90-Йилларда сабиқ совет иттипақида күчлүк уйғур алимлардин тәшкилләнгән бир гуруппа уйғуршунаслар қошуни йетишип чиқти. Пешқәдәм уйғуршунас савут моллавудоп әпәндиниң тәкитлишичә, сабиқ совет иттипақи уйғуршунаслиқиниң вәкиллири сүпитидә 40-йиллардики мәрһум әршидин һидайетоп, 80-90-йиллардикиләрдин малик кәбироп, давут иссийев , филологийә алимлиридин академик мәрһум мурат һәмрайев вә ғоҗа әхмәт садвақасопларни һәм башқиларни ,пешқәдәм тилшунас һәм уйғур фонетикашунаслиқиниң асасчилиридин бири һазир, йеши 80дин ашқан доктор туғлуқҗан талиповни тилға елиш мумкин.
Таки 1995-йилиғичә мустәқил иниститут болған уйғуршунаслиқ иниститути өзиниң хамчотиға игә болуп, бивастә уйғуршунаслиқ тәтқиқат темилирини бәлгиләш вә аспирант тәйярлаш һоқуқлириға еришкән.
Омумән бир пүтүн уйғуршунаслиқниң тарихиға нәзәр салғинимизда ,уйғур алимлири ,тарихчилири вә тилшунаслиридин муһәммәд имин буғра, әршидин һидайетоп вә айшәм шәмийева һәм башқа көплигән намайәндиләр өткән әсирниң 40-йиллиридила уйғур тарихи, мәдәнийити вә тили һәққидә издинип, уйғуршунаслиқниң тәрәққиятиға йол ачқан болса, 80-90-йиллардики академиклардин мурат һәмрайев, ғоҗа әхмәт садвақасоп қатарлиқлар һәмдә давут иссийев, малик кәбироп қатарлиқ қазақистан уйғур тарихчилири билән уйғур елидики алимлардин турғун алмас, абдуреһим өткүр вә башқа уйғур алимлири бу саһәниң йеңи тәрәққияти һәм истиқбалини намайән қилди.
Истиқбал нәдә?
Қазақистан мустәқил болғандин кейин йәни 1995-йили,10 йилға йеқин мәвҗут болған уйғуршунаслиқ иниститути әмәлдин қалдурулуп, қазақистандики уйғуршунаслиқ пени кризисқа учрашқа қарап йүзләнди. Уйғуршунаслиқ рәсми бир илим сүпитидә һөкүмәт тәрипидин қоллашқа вә тәрәққи қилдурушқа еришәлмиди. Бурунқи ғоҗа әхмәт садвақасоп намидики уйғуршунаслиқ иниститути кичиккинә бир мәркәзгә чүшүрилиш билән аран 15 нәпәр алим омумий шәрқшунаслиқниң бир қисими сүпитидә ишлимәктә.
Уйғур тилшунас дилнур қасимова ханим нөвәттики уйғуршунаслиқ дуч келиватқан вәзийәт һәққидә тохтилип әһвалниң уйғуршунаслиқ үчүн пайдисиз икәнликини, бәлки бу саһәниң қазақистанда бир қанчә йил ичидә йоқилиши мумкин икәнликини оттуриға қойди. Униң ейтишичә, бу һазир һечкимгә сир әмәс. Шу вәҗидин алимлар уйғуршунаслиқ пәнини сақлап қелиш үчүн мунасивәтлик органлар билән сөзлишип, уларниң ярдимигә еришмәкчи болған.
Қазақистан алимлириниң қаришичә, қазақистан һөкүмитиниң уйғуршунаслиқ институтини тақиши вә башқилар йеңи қазақистан-хитай мунасивәтлири билән бағлинишлиқ болуп, бу йәрдә хитайниң уйғур мәсилисидики бесимиму бәлгилик рол ойниған болуши мумкин.
Әмма, уйғур тәтқиқати хәлқара характерлиқ илим болуп, мәлуматларға қариғанда һазир дуня йүзидә 40 тин артуқ дөләттә бу саһә бойичә тәтқиқ қилидиған алимлар бар. Илгирики вақитларда тәтқиқатлар асаслиқи уйғурларниң тили, қәдимки мәдәнийити һәм язма ядикарлиқлириға қаритилған болса, йеқинқи йиллардин буян уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишиға әгишип, уйғурларниң һазирқи заман мәсилилири сиясәтшунаслиқ, инсаншунаслиқ нуқтилиридин тәтқиқ қилинишқа қарап йүзләнди. Америка башлиқ ғәрб дунясида уйғурларниң сиясий вәзийитини тәтқиқ қилидиған йеңи әвлад алимлири көпләп йетишип чиқишқа, уйғурлар һәққидики қизиқишлар кеңийишкә қарап йүзләнди. Көплигән университетларда уйғур мәсилисигә аит программилар тәсис қилинмақта. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Алматада уйғуршунаслиқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлди
- Түркийидә дуня мусулман яшлири мәдәнийәт йиғини өткүзүлди
- Уйғур вәкили норвигийидә ечилған кишилик һоқуқ йиғиниға қатнашти
- 8- Нөвәтлик түрк дуняси сәнәт байрими башланди
- Түркийидә 8-нөвәтлик түрк дуняси сәнәт байрими өткүзүлмәкчи
- Түркийидә оттура асия вә кафказийә инсан һәқлири йиғини ечилди
- Түркийидә тәйвән илмий муһакимә тиғини ечилди