Д у қ ваң лечүәнниң рабийә ханимға төһмәт чаплишиға қаттиқ наразилиқ билдүрди


2005.08.26
erkin-aliptekin-150.jpg
Д у қ рәиси әркин алиптекин (архип рәсим)

8 - Айниң 25- күни, уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, хитай компартийиси мәркизий комитети сиясий бюросиниң даимий әзаси, уйғур аптоном райониниң партком секритари ваң лечүән, атақлиқ уйғур паалийәтчси рабийә қадирни чәтәлдә терролуқ тәшкилатларға арилашқан вә террорлуқ паалийәт уюштурмақчи болған дәп әйиблиди.

Ваң лечүән йәнә мухбирларға "рабийә қадир америкиға барғандин кейин, '3 хил күчләр' ниң рәһбәрлири һәмдә ғоллуқ террорчилар билән көрүшүп мәхпий пиланларни түзгән һәмдә германийидә ечилған дуня уйғур қурултийиниң 2 - қетимлиқ йиғини вақтида, уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи мәзгилидә террорлуқ паалийәтләрни қандақ елип бериш һәққидә кечичә мәслиһәтләшкән" дегән.

Бу мунасивәт билән, дуня уйғур қурултийиниң рәиси әркин алиптикин әпәнди, ваң лечүәнниң уйғурларниң даһиси, рәһбири вә қәһриман аниси рабийә қадир ханимни төһмәт қилиш арқилиқ уйғурларниң чәтәлләрдә тинч йоллар арқилиқ елип бериватқан демократик һәрикәтлирини һақарәтлигәнликигә қаттиқ наразилиқ билдүрди.

Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса вә дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәндиму ваң лечүәнниң рабийә қадир ханимға боһтан чаплишини әйиблиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.