Ваң лечүәнниң уйғур елидики ишсизлиқ мәсилиси һәққидики сөзлиригә инкаслар


2006.10.19
dongkowruk.jpg
Үрүмчидики дөң көврүк хәлқаралиқ чоң базардики уйғурлар. Гәрчә үрүмчи тиз тәрәққи қиливатқан болсиму, бирақ уйғурлардики ишсизлиқ барғансери еғирлашмақта.

Йеқинқи йиллардин буян, уйғур елидики ишсизлиқ мәсилиси барғансери еғирлашмақта. Болупму уйғур миллитини өз ичигә алған хитай болмиған милләтләрниң иш тепиш мәсилиси техиму тәскә тохтимақта.

Гәрчә уйғур аптоном райониниң партком секретари ваң лечүән буниңға иқрар болған болсиму, у мәзкур мәсилиниң келип чиқишидики сәвәбни хитай тили билиш яки билмәслик билән мунасивәтлик дәп қариған. Униң билдүрүшичә, гәрчә һазир уйғур елидә нефит, металлоргийә вә асасий қурулуш саһәлири нурғун әмгәк күчигә муһтаҗ болсиму, уларға керәк болғини йәнила кәспий хадимлар икән. Мәсилән, төмүр йол, айродром вә су иншаати қатарлиқ орунлардики хизмәтләрни пәқәт шү кәсиптики хадимларла өз һөддисигә алалайдикән.

Ваң лечүән: хитайчә билмисә илаҗ йоқ

Ваң лечүән йеқинда, үрүмчидә ечилған чәтәл мухбирлирини күтүвелиш йиғинида, уйғур елидики хитайдин башқа милләтләрниң ишсизлиқ мәсилиси һәққидә тохтилип, "аз санлиқ милләтләрниң хизмәт тепишиниң тәс болушидики сәвәб, уларниң хитай тилини билмәйватқанлиқи, һазир бу йәрдики карханиларниң һәммиси хитай тили қоллиниду, тил билмәй туруп хизмәт тепиш тәс. Буниңға илаҗ йоқ", дәп көрсәткән.

Ваң лечүән сөзидә йәнә "һазир уйғур елидики әң җиддий мәсилә әмгәк күчиниң сапа тәрбийиси мәсилиси, бу хил сапа тәрбийиси алди билән тил тәрбийисидин башлиниду. Бу болсиму узун муддәт елип беришқа тегишлик вәзипидур. Аз санлиқ милләтләрниң пәрзәнтлири башланғуч мәктәпкә кириштин бурунла хитай тилида тәрбийә елиши керәк. Башланғуч биринчи сениптин башлапла хитай тилида дәрс өтилиши керәк. Шундақ қилғандила әмгәк күчи сапасини яхшилиғили болиду" дәп көрсәткән. Аптоном районниң партком секретари болған ваң лечүәнниң бу дегәнлири америкидики кишилик һоқуқ тәшкилати қатарлиқ органларниң қаттиқ әйиблишигә дуч кәлмәктә, шундақла уйғур тәшкилатлириниңму қаттиқ наразилиқини қозғимақта.

Уйғурларниң өз земинида кәмситилиши бәкму ечинишлиқ бир иш

Америка уйғур бирләшмисиниң баш секретари алим сейтоф әпәнди ваң лечүәнниң сөзлири һәққидә тохтилип, буниң уйғурларға қаритилға еғир кәмситиш икәнликини оттуриға қойди.

Нйо-йруктики хитай кишилик һоқуқ тәшкилатиниң мәсули савун ханим хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан түрлүк сиясәтлирини қаттиқ тәнқидләп, уйғур миллитини өз ичигә алған аз санлиқ милләтләрниң түркүмләп келиватқан хитай көчмәнлири түпәйлидин, өз маканида чәткә қеқилип, хизмәт пурситигә еришәлмәйватқанлиқини билдүрди. У йәнә, ваң лечүәнниң "аз санлиқ милләтләрниң хизмәт тепишиниң тәс болушидики сәвәб, уларниң хитай тилини билмәйватқанлиқидин" дегән сөзигә қарита, мундақ деди:

"Һазирқи мәсилә хитай тилини билиш яки билмәслик мәсилиси әмәс, улар һазир хитай тили раван болғанларниму хизмәткә алмайду. Мәсилән, һазир уйғур елидә нурғунлиған алий мәктәп пүттүргән хитай тилида наһайити раван сөзләйдиған уйғур оқуғучилар бар. Уларму охшашла хизмәт тапалмай кәмситишкә дуч кәлмәктә".

Вашингтондики хитай учур мәркизиниң тәһрири ляв тйәнчи ханим "бу бәкму чекидин ашқан бир хил кәмситиш, уйғурларниң өзи туғулуп өскән маканида бундақ кәмситишләргә учриши, йәнә келип хитай тили билмәйду дегән баһанә билән ишсиз қеливатқанлиқи һәқиқәтән бәкму ечинишлиқ бир иш" дәп билдүрди. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.